Америка дөләт мәҗлисидә хитайдики кишилик һоқуқ вә қанунниң роли һәққидә юмилақ үстәл йиғини чақирилди
2010.10.20
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар комитети чаршәнбә күни дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң хизмәт бинасида юмилақ үстәл йиғини чақирип, хитайда кишилик һоқуқниң йеңи тәрәққияти вә җәмийәтни қанун билән идарә қилиш мәсилиси бойичә мунасивәтлик тәрәпләргә йеқинда елан қилған доклатини тонуштурди.
Йиғинда комитет хадимлири тәрипидин нуқтилиқ оттуриға қоюлған мәсилиләрниң бири болса уйғур вә тибәтләрниң вәзийитидур. Бу қетимқи йиғин хитай ишлар комитетиниң өткән һәптә хитай һәққидики 2010 - йиллиқ доклати елан қилиниш мунасивити билән чақирилған болуп, хитай ишлар комитети доклатта хитай кишилик һоқуқ вәзийитиниң нөвәттики әһвали һәққидә кәң даирилик вә көп тәрәплимилик мәлуматларни бәргән.
Доклатта, хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң өткән бир йилда начарлашқанлиқини, болупму тибәт вә уйғур аптоном районида кишилик һоқуқ вәзийитиниң еғирлашқанлиқини илгири сүрүп, хитай даирилириниң 2009 - йили 5" - июл вәқәси"дин башлап, уйғурларға қаратқан һәр җәһәттики назарәтчилик вә тәқиб қилишни күчәйткәнликини, тутқунға учриғанларниң из - дерики йоқлуқини, хитай мәркизи һөкүмитиниң "шинҗаң сөһбәт йиғини"дин кейинму, хитай даирилириниң районда вәзийәтни юмшитишқа пайдисиз сиясәтләрни изчил йолға қоюп келиватқанлиқини билдүргән иди.
Чаршәнбә күнки йиғин мунасивәтлик тәрәпләрни бу җәһәттики әһваллардин илгириләп мәлумат беришни чиқиш қилған болуп, йиғинда хитай ишлар комитетидики мутәхәссисләрдин кара абрамсон, стеф маршел, лавренче лю, доглас гроб қатарлиқ шәхсләр хитай кишилик һоқуқ тәрәққиятиниң йеңи йүзлиниши, җәмийәтни қанун билән идарә қилиш мәсилиси, болупму тибәт вә уйғурларниң ипадә әркинлики, интернет әркинлики вә тәрәққиятиға даир бир қатар мәсилиләрни мәркәзлик шәрһләп өтти. Шуниң билән биргә, сода ишлирида қанунниң роли, ишчилар һоқуқи, җинайи ишлар сотидики адаләт мәсилиси, муһит, диний мәсилиләр, аз санлиқларниң һоқуқи вә аз санлиқларниң адаләткә еришиши қатарлиқ мәсилиләргә даир вәзийәттики муһим йүзлинишләр һәққидә тохталди.
Хитай ишлар комитетиниң хадими кара абрамсонниң әскәртишичә, хитай ишлар комитетиниң мәзкур доклатида қәйт қилинған 2010 - йили уйғур аптоном райониниң кишилик һоқуқ вәзийити илгириләп начарлашқан. Шуниң билән биргә, уйғур тор бәтлири чәклинип, уйғурларни нишан қилған бихәтәрлик һәрикити кәң көләмлик қанат яйдурулған.
Кара абрамсон мундақ дәйду": уйғур аптоном райониниң кишилик һоқуқ вәзийити хитай ишлар комитетиниң 2010 - йиллиқ доклат мәвсумида илгириләп начарлашти. Бу доклат 2009 - йили 5 - июлда уйғур районида йүз бәргән уйғур намайиши вә миллий тоқунушидин кейин дөләт мәҗлисигә йолланған тунҗи доклат. 5 - Июл вәқәсиниң йүз беришигә әгишип, даириләр районда бурун мисли көрүлүп бақмиған контроллуқни йолға қойди шундақла хәлққә қаратқан назарәтчиликни күчәйтип, тор бәтлириниң мәшғулатини бу йил 5 - айға қәдәр чәклиди."
Кара абрамсон ханим даириләрниң учурни контрол қилипла қалмай, бихәтәрликни сиясийлаштуруш арқилиқ уйғурларға қаратқан назарәтни күчәйткәнликини, бу арқилиқ тинч һәрикәт қилған кишилик һоқуқ паалийәтчилирини вә сиясий өктичиләрни бастурушни нишанға алғанлиқини билдүрди.
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар комитети 2001 - йили қурулған бирләшмә комитет болуп, комитетниң вәзиписи хитай кишилик һоқуқ хатириси вә җәмийәтни қанун билән идарә қилиш мәсилисидики тәрәққият йүзлинишини көзитиш һәм һәр йили президент вә дөләт мәҗлисигә доклат йоллап, тәклип пикирләрни бериштур. Кеңәш палата әзаси байрон доган вә авам палата әзаси сандер ләвинниң қош рәисликидики мәзкур комитет 2000 - йили сабиқ президент бил клинтон тәрипидин мақулланған бир қанунға асасән қурулуп, хитайниң дуня сода тәшкилатиға киргәндин кейинки һәр тәрәплимилик вәзийитини көзитишкә вәзипиләндүрүлгән иди.
Чаршәнбә күнки йиғинда, кара абрамсон асаслиқи уйғурлар һәққидә тохталғандин сирт, йиғинда доклат бәргән мутәхәссисләрдин стеф маршал тибәт вәзийити һәққидики тонуш вә қарашлирини баян қилип өтти. Дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар комитети тәйярлиған 340 бәтлик доклатта, тибәт вәзийитигә алаһидә йәр берилгән иди. Стеф маршалниң әскәртишичә, хитай даирилириниң тибәткә қаратқан сияситиниң нишани " ташқирида далай вә униң тәрәпдарлирини йетим қалдуруп, униң тәсирини аҗизлаштуруш, ички җәһәттә далай ламаниң тибәт хәлқи арисидики тәсирини аҗизлаштуруш " тин ибарәт. Буниң нәтиҗисидә тибәттә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң күчийип, хәлқара җәмийәтниң тибәт вәзийитигә болған қизиқишиниң азийишиға йол ачқан.
Чаршәнбә күнки йиғинда хитай ишлар комитетидин кара абрамсон ханим йәнә, 5 - июл вәқәси"дин кейин, уйғур тор башқурғучилириниң тутқун қилинип, еғир җазаға тартилиши, уйғурларниң ишқа орунлишиш вә қәдимий шәһәр мәдәнийитиниң бузғунчилиққа учраш әһвали еғирлашқанлиқи һәққидә тохталди. У, уйғур илиниң кишилик һоқуқ вәзийитидики чекиниш бихәтәрлик, қанун, диний, халиғанчә тутқун қилиш, еғирлитип җазалаш қатарлиқ җәһәтләрдин көрүлүпла қалмай, уйғурларниң ишқа орунлишиши, қәшқәрдики қәдими шәһәр рәстилириниң чеқилип, уйғурларниң турмуш вә шәһәр мәдәнийәт алаһидиликлириниң бузғунчилиққа учраш җәһәтләрдиму өз ипадисини тапқанлиқини әскәртиду.
Йиғинниң ахирида, хитай ишлар комитетидики хадимлар вә мутәхәссисләр тиңшиғучиларниң түрлүк соаллириға җаваб бәрди. Кара ханим бир тиңшиғучиниң хитай ишлар комитетиниң доклатида немә үчүн хитайниң ичкири өлкилиридики кишилик һоқуқи еғир дәпсәндичиликкә учраватқан уйғурларниң әһвали тилға елинмиғанлиқини сорап, комитетниң буниңдин кейинки доклатида бу мәсилигә йәр беришини тәләп қилди.
Кара абрамсон ханимниң әскәртишичә, ичкиридики уйғурлар мәсилиси хитай ишлар комитети йеқиндин диққәт қиливатқан мәсилиләрниң бири болуп, лекин бу қетимқи доклатниң уйғурларға аит қисми мәхсус уйғур аптоном райондики кишилик һоқуқ вәзийитини йорутуп беришкә қаритилған. Бу ичкиридики уйғурларниң вәзийитиниң мәзкур доклатта тилға елинмаслиқидики сәвәбләрниң бири икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.