Америка дөләт мәҗлиси 700 милярд долларлиқ қутқузуш пиланини музакирә қилди
Мухбиримиз җүмә
2008.09.26
2008.09.26

AFP Photo
Америка президенти җорҗ буш җүмә күнидики баянатида өз һөкүмитиниң америка дөләт мәҗлиси билән бирликтә, қутқузуш пилани үстидә издиниватқанлиқини, америкиниң мәзкур қутқузуш пиланиға моһтаҗ икәнликини оттуриға қойди.
Президент буш бүгүнки баянатида мәзкур қутқузуш пиланиниң бәк чоң икәнликини илгири сүрүп мундақ деди: " бу бир чоң пилан. Чүнки буниңдики сәвәб бәк чоң вә мәсилиму шундақ чоңқур.
У йәнә гәрчә бу мәзкур пиланниң бәзи тәрәплиригә қошулмайдиған болсиму, әмма бу нөвәтлик кризисини қутулдурушқа һалқилиқ қәдәмләрниң елиниши җәһәттә һәммәйләнниң пикри бирдәк икәнликини көрсәтти.
Буш һөкүмити вә америка малийә министири һенрй паулсон бирликтә оттуриға қойған бу қутқузуш пиланиниң асаслиқ мәқсити, 700 милярд доллар мәбләғ билән, кризис ичидә қалған вал - стрет пул муамилә базиридики америка банкилирини қутулдуруш иди.
Мәзкур пиланни демократлар партийиси әзалиридин палата әзаси, америка палатаси көп санлиқлар мәсули һәррй рийд вә палата әзаси кирстофер додлар қоллиған болуп җүмә күндики муназиридә өз қарашлирини оттуриға қоюшти.
Кирстофер дод, америка пул муамилә базирида һазир йүз бериватқан бу кризисларға тақабил турғили болидиғанлиқини билдүрди вә қутқузуш пилани чоқум әмәлгә ашурулмиса болмайдиғанлиқини оттуриға қойди.
Америка кеңәш палатаси көп санлиқлар рәиси һәррй рийд болса, бу қутқузуш пиланини чоқум йолға қоюлмиса болмайдиғанлиқини өзлириниң бу җәһәттә бир қарарға кәлгәнликини билдүрүп: ‘биз буни чоқум пүттүримиз һәмдә қанчилик вақит кетишидин қәтий нәзәр буни пүттүрүшкә бәл башлидуқ" деди.
Буш һөкүмити оттуриға қойған мәзкур 700 милярд долларлиқ қутқузуш пиланиға, америка авам палатасидики бир қисим консерватип җумһурийәтчиләр түптин қарши болуп, америка кабел хәвәрләр торида нәқил қилинишичә, бу һәқтә өз пикирини баян қилған палата малийә комитетиниң рәиси барнй фрәнк бу қутқузуш пиланини һәргиз йол қоюшқа болмайдиғанлиқини билдүргән.
Гәрчә америка һөкүмити мәзкур 700 милярд долларлиқ қутқузуш пиланини һазир кризис ичидики пул - муамилә базирини қутқузуш һәмдә америка иқтисадини сағлам йолға салидиған бир муһим чарә дәп көрситиватқан болсиму, әмма америкидики бәзи әркин базар риқабити вә әркин содини қоллиғучи иқтисадшунаслар, бу пиланни базарниң таллаш қанунийитигә хилап дәп қаримақта.
Лйндон ларуч, буш һөкүмитиниң бу қутқузуш пиланиға әң күчлүк қарши туруп келиватқан иқтисадшунасларниң бири болуп, у ларуч һәрикити тәшкилатини қурған сиясий паалийәтчи вә 2 - дуня уруши мәзгилдики америка президенти ф франклин розвелтниң иқтисади сестимисини қоллиғучи иқтисадшунас.
Зияритимизни қобул қилған ләйруч һәрикити тәшкилати ахбарат обзорлири иҗраийиси журнилиниң пул - муамилә сәһиписиниң муһәррири паул галлагәр, америка малийә министири һенри паулсон оттуриға қойған бу қутқузуш пиланни интайин болмиғур "дәп көрсәтти вә ләйруч һәрикити җәмийитиниң қурғучиси лйруш әпәндиниң бу һәқтә ейтқанлирини нәқил кәлтүрүп мундақ деди: "бу пүткүл америка тарихида оттуриға қоюлған әң җинайи пиланларниң бири . Бу алди билән америкиниң асасий қанунидики аммиви параванлиқини илгири сүрүш маддилириға мухалиптур. Һазир бу йәрдә барлиқ баҗ тапшурғучилар хусусй мүлүкдар байларни қутқузуш үчүн қурбанлиқ беришкә қистиливатиду."
Униң қаришичә, буни иқтисади нуқтида туруп чүшәндүргәндә , һазирқи бу кризисқа тақабил турушқа нәччә тирлиюн долларму азлиқ қилидиған болуп, һазир буш һөкүмити оттуриға қойған 700 милярд долларлиқ қутқузуш пилани нөвәттики кризисини аяғлаштурушқа ярдәм қилмайла қалмай, пәқәт карға кәлмәйдикән , һәтта юқири нисбәттики пул пахаллиқини кәлтүрүп чиқиришиму мумкин икән.
Паул һалагер әпәндиниң билдүрүшичә, америка хәлқи һөкүмәтниң 700 милйон долларлиқ бу қутқузуш чарисини йолға қоюшиға қарши болуп, вәйран болған банкиларниң қәризлирини сетивелип уларниң қәрзини хәлқниң гәдинигә артқанниң орниға, уларни 1933 - йили президент розвелт дәвридикигә охшаш , вәйран болған банкиларни қайта тәшкилләш органлири арқилиқ һәл қилиш әң ақиланә чарә икән.