'Америка оттура асиядики орнини қайтидин турғузушқа һәрикәт қиливатиду'

Бүгүн, 14 - сентәбир, қазақистанниң алмата шәһиридә хәлқаралиқ һәрбий маневир өткүзүлүшкә башлиди. Қазақистанниң шималий атлантик әһди тәшкилати һәрбий күчлири, америка вә әнглийә қатарлиқ дөләтләр билән бирлишип елип барған бу һәрбий маневириға 1300 әскәр қатнашти.
Мухбиримиз ирадә
2009.09.14
Qazaqistan-NATO-herbi-meshiq-305.jpg www.acus.org Дин елинған бу сүрәттә, нато қошунлириниң мәлум дөтәттики әскәр постидин бир көрүнүш.
www.acus.org Дин елинди.

"Бозқир бүркүти - 2009" дәп исим берилгән бу һәрбий маневирниң ечилиш мурасимиға әнглийиниң қазақистанда турушлуқ баш әлчиси павл бруммел, америкиниң қазақистанда турушлуқ баш әлчиси ричард хагланд вә натониң һәрбий вә дипломатик әмәлдарлири қатнашқан.

Қазақистан мудапиә министирлиқиниң министири адилбек җаксибеков һәрбий маневирниң ечилиш нутқи сөзләп, тенчлиқини илгири сүрүш үчүн бу қетимлиқ һәрбий маневирниң интайин муһимлиқини тәкитлигән. У йәнә көп милләтлик әскири иш бирликиниң тоқонуш болуватқан районлардики тенчлиқни қоғдаш вәзиписи барлиқини ейтқан.

Шаңхәй иш бирлики тәшкилатиниң әзаси болған қазақистанниң америка вә нато күчлири билән һәрбий маневир елип бериши неминиң ипадиси, бу әһвал русийә билән хитайни биарам қилмамду?

Бизниң бу һәқтики зияритимизни қобул қилған түркийиниң истратегийә тәтқиқатчиси синан оган әпәндиниң қаришичә, қазақистанниң америка вә нато күчлири билән бирлишип һәрбий маневир өткүзүши хитай билән русйини биарам қилсиму, әмма қазақистан базириға әң көп мәбләғ селиватқан йәнила ғәрб дөләтлири шуңа қазақистанниң бу дөләтләр билән һәр түрлүк мунасивәт орнитиши тәбиий бир әһвал.

Қазақистан русийә вә хитайдәк икки чоң қошниси билән йеқин мунасивәт орнитип кәлмәктә. Қазақистан шаңхәй иш бирликиниңму әзаси вә шаңхәй иш бирликиниң һәрбий маневирлириғиму қатнишиду. Қазақистанниң америка вә нато күчлири билән елип барған һәрбий маневири қазақистанниң бу икки қошнисини биарам қилидиғандәк көрүнүватиду. Әмма шуни унтуп қалмаслиқимиз керәкки, қазақистан мустәқил бир дөләт, униң үстигә ташқи сияситидиму һечқандақ бир дөләткә алаһидә бир үстүнлүк бәрмәйдиған бир дөләт. Қазақистан хитай вә русийә билән яхши болуши мумкин, әмма биз һазир соғуқ уруш мәзгилидә әмәс. Униң үстигә қазақистанға әң көп мәбләғ селиватқан ширкәтләрниң һәммиси йәнила ғәрбниң ширкәтлири. Әң чоң нефит ширкәтлириму ғәрбниң илкидики ширкәтләр. Шуңа қазақистан көрүнүштә хитай вә русийә билән йеқиндәк көрүнсиму, бир яқтин униң америка башчилиқидики ғәрб әллири билән болған тиҗарий, сиясий вә әскири мунасивәтлириму давам қилип кәлмәктә. Шуңа бу һәрбий маневирниму мустәқил бир дөләтниң русийә вә хитай билән иш бирлики қилғинидәк, ғәрб дөләтлири биләнму иш бирлики қилалайдиғанлиқиниң бир ипадиси дәп чүшинишкә болиду.

Синан оган әпәнди бизниң, "америка йеқинда өзбекистандики һәрбий базисини тәкрар ачидиғанлиқиниң сегналиниму бәргән иди. Арқидинла қазақистан билән бу һәрбий маневирни өткүзүшини америкиниң районда әскири мәвҗутлуқини күчләндүридиғанлиқиниң ипадиси дәп қарашқа боламду?" дегән суалимизға төвәндикидәк җаваб бәрди.

"Америка обама һөкүмитидин авалқи район сиясәтлиридә наһайити чоң хаталиқларни садир қилди. Бу болсиму, америка һәддидин зиядә ирақ билән болуп кәтти. Пүтүн күчини ираққа ишләтти. Буниң билән америка башқа районлардики болупму оттура асиядики иш пиланлиридин узақта қалди. Бу наһайити чоң бир хата. Һазир америка бу хатаниң йерини толдуруш йолида, чүнки америка үчүн муһим болған террорниң әсли мәнбәси афғанистандур. Обама президент болғандин кейин ирақтики әскәрлирини афғанистанға йөткәшкә башлиди. Әмма америка афғанистанда күчлүк болимән дәйдикән, алди билән оттура асияда мәвҗут болуши, райондики орнини қайтидин турғузуши керәк. Шуңа америка  һазир оттура асиядики орнини қайтидин турғузушқа һәрикәт қиливатиду."

Биз йәнә бу һәқтики көз қарашлирини елиш үчүн һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.  

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.