Америка өзбекистан мунасивити йеқинлашмақта

Пакистанға болған ишәнчини йоқатқан америка нөвәттә афғанистанға чиқидиған башқа бир йол издәватқан болуп, бу йол дәл өзбекистандин өтиду.
Мухбиримиз ирадә
2012.01.16
Islam-Kerimof-we-Medwedew-ottura-Asiya-305.jpg Русийә баш министири медведев ташкәнтни зиярәт қилғанда ислам керимоф билән сөһбәтлишиватқан көрүнүшләрдин бири. 2009-Йили 23-январда, ташкәнт.
AFP Photo

Өзбекистан президенти ислам кәримоф йеқинда америка билән болған алақидә мол тәҗрибигә игә болған абдуләзиз камилофни өзбекистанниң ташқи ишлар министирлиқиға тәйинлиди. Гәрчә ислам кәримоф немә үчүн туюқсиз бундақ бир өзгәртиш елип барғанлиқи һәққидә очуқ сәвәб көрсәтмигән болсиму, әмма көзәткүчиләр буни ислам кәримофниң америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири билән болған мунасивәтлирини яхшилаш йолида атқан бир қәдими, дәп қаримақта. Чүнки, йеқиндин буян америка билән өзбекистан арисида йүз бериватқан бир қатар дипломатийилик паалийәтләр америкиниң өзбекистанға бериватқан йүксәк әһмийитини көрситип бәргән иди.

Өзбекистан ташқи ишлар министирлиқиға тәйинләнгән абдуләзиз камилоф 1994-йилидин 2003-йилиғичә өзбекистан ташқи ишлар министирлиқи вәзиписини өтигән бир шәхс. У 2004-йили ташқи ишлар министирлиқидин қалғандин кейин бәш йил өзбекистанниң америкида турушлуқ баш әлчиси болған. 2008-Йили өзбекистанға қайтқандин кейин өзбекистан ташқи ишлар министири ярдәмчиси болуп ишлигән. У мәзгилдә камилоф асасән өзбекистанниң америка билән болған мунасивәтлирини яхшилаш үчүн хизмәт қилған болуп, ғәрб билән болған мунасивәттә пишип йетилгән уста бир дипломатниң қайта өзбекистан ташқи ишлар министирлиқиға сайлинишини көзәткүчиләр, икки дөләт арисида йеқиндин буян болуватқан дипломатик алақиләрниң тәбииий нәтиҗиси, дәп қариған. Бу һәм өзбик-америка мунасивәтлиридики алақидар кишиләрни мәмнун қилған.

Дәрвәқә, америкиниң өзбекистанға қизиқишиниң артиватқанлиқи 2011-йилиниң өктәбир ейида килинтонниң оттура асиядики бир қанчә дөләтләргә қаратқан зиярити җәрянида техиму ениқ оттуриға чиққан иди. Америка дөләт ишлири министири һилларий килинтон өзбекистандики зияритидә җәрянида ислам кәримоф билән икки йерим саәт сөһбәт өткүзүши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған иди. Сөһбәттин кейин елан қилинған нутуқта һилларий килинтон өзбекистанниң муһим истратегийилик әһмийәткә игә бир дөләтликини, оттура асия вә афғанистанниң муқимлиққа еришишидә өзбекистанниң ролиниң чоңлуқини алаһидә тәкитлигән вә америкиниң өзбекистан билән һәр саһәдә һәмкарлишишни халайдиғанлиқини ипадә қилған. Йәнә шу йили сентәбир ейида өзбекистан мустәқиллиқиниң 20 йиллиқини тәбрикләватқанда америка президенти барак обама ислам кәримофқа биваситә телефон қилип уни тәбрикләш билән биргә, икки дөләт мунасивәтлирини күчәйтишни халайдиғанлиқини ипадә қилған иди.

Ундақта, америка немә үчүн қайтидин өзбекистанға қизиқип қалди? мутәхәссисләрниң қаришичә, америкиниң пакистан билән болған зиддийити америкини афғанистан урушида ғәлибә қилиш үчүн районда өзигә башқа һәмраһ издәшкә мәҗбурлаватқан болуп, америкиниң мәқсити, афғанистанға лавазимәт тошушта пакистанғила тайинип қелиштәк вәзийәткә хатимә бериш икән.

11-Сентәбир вәқәсидин кейин америка өзиниң афғанистандики һәрбий һәрикитиниң оңушлуқ болуши үчүн қирғизистан вә өзбекистанда һәрбий база қурған. Әмма 2005-йили өзбекистанда әнҗан вәқәси йүз бәргәндә америкиниң өзбекистанни тәнқид қилиши һәм вәқә үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришни тәләп қилиши билән икки дөләт мунасивитигә соғуқчилиқ чүшүп, өзбекистан һөкүмити америкини һәрбий базисини тақашқа қистиған, нәтиҗидә, америка қирғизистанниң бишкәк шәһиридики манас һәрбий базиси билән чәклинип қалған иди. Әмма өзбекистан арқилиқ афғанистанға чиқиш һәм асан, һәм әрзан болғанлиқтин америка һәр вақит өзбекистандики һәрбий базисини әслигә кәлтүрүшкә тиришип кәлгән иди.

Асия вақти гезитидә бадрақумар тәрипидин елан қилинған “обама пакистанни җазалашқа тәйярланмақта” намлиқ мулаһизидә ейтилишичә, явропадин афғанистанға лавазимәт тошуйдиған шималий транспорт торидики әң муһим нуқта өзбекистан болуп, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң һәрбий лавазиматлириниң 80 пирсәнти дәл мушу өзбекистан арқилиқ афғанистанға йәткүзүлидикән. Гәрчә, өзбекистан арқилиқ афғанистанға лавазимәт тошушниң малийити пакистанниң җәнубидики каридорға қариғанда нәччә һәссә қиммәт болсиму, әмма обама һөкүмитиниң пакистанға тайинип қелиштәк вәзийәткә хатимә бериш нийити қәтий болғачқа, америка чиқим немә болушидин қәтийнәзәр, өзбекистанни транспорт базиси қилишқа тәйярланмақта икән. Аптор шуңа америкиниң әмди өзбекистанға “йеқинчилиқ қилидиғанлиқи” ни ипадә қилған.

Мәлум болушичә, афғанистанда турушлуқ қисимларға һәрбий лавазимәт йетишмәслик кризиси аллиқачан көрүлүшкә башлиған, бу америка нөвәттә дуч болуватқан зор бир риқабәтләрниң бири икән. Америка бу мәсилини һәл қилиш үчүн хитай һөкүмити биләнму учришиш елип барған. Учришишта америка хитайға афғанистанға тошулидиған лавазимәтни “шинҗаң” арқилиқ тошуш тәклипиниму оттуриға қойған. Әмма хитайниң буниңға қандақ җаваб қайтурғанлиқи һәққидә ениқ бир мәлумат йоқ. Шуңа нөвәттики шараитта өзбекистан америка үчүн бирдин-бир һәл қилғуч дөләт икән. Дәрвәқә, америка авам палатасиниң йеқинда өзбекистанға һәрбий ярдәм беришни чәкләйдиған қанунни өзгәртиш һәққидики тәклип лайиһисини мақуллиши вә барак обаманиң кеңәш палатасиға өзбекистанға қоюлған қорал ембаргосини бикар қилидиған қанун лайиһисини мақуллаш һәққидә чақириқ қилиши һәммиси америкиниң өзбекистан билән истратегийилик һәмкарлиқни әмәлгә ашурушқа әһмийәт бериватқанлиқиниң нәтиҗиси икән.

Өзбекистан һөкүмитиму йеқиндин буян москваға қариғанда вашингтонға яқидиған һәрикәтләрни қиливатқан болуп, кәримофниң йеқинда ечилған русийә башчилиқидики коллектип бихәтәрлик тәшкилатиниң йиғиниға қатнашмаслиқиму буниң ярқин ипадиси һесаблинидикән. Мулаһизичиләрниң ейтишичә, һазир вашингтон билән ташкәнт өз-ара маслашқан һалда мунасивәтлирини яхшилаш йолида ортақ қәдәм ташлаватқан болуп, кәримофниңму ғәрбкә йеқинлишиш йолида қәдәм етиши америкини мәмнун қилған. Гәрчә, кишилик һоқуқ органлири америкиниң кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қиливатқан ислам кәримоф билән йеқин мунасивәт орнитишқа һәрикәт қилишини анчә қарши елип кәтмигән болсиму, әмма мутәхәсссиләр йәнила, мәйли қайси шәкилдә болмисун, америкиниң өзбекистан билән болған мунасивәтлирини күчәйтишини өзбекистандики демократийә вә инсан һәқлирини илгири сүрүшкә пайдилиқ, дәп қарашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.