Америка билән пакистан достму яки дүшмәнму?

Бүгүн америка билән пакистан мунасивитидә җиддийлик көрүлди. Америкидики бәзи телевизийә қаналлирида, америка билән пакистан достму яки дүшмәнму дегән темида аммиви муназирә башланди.
Мухбиримиз вәли
2011.09.23
mike-mullen-305.jpg Америка штаб башлиқлири бирләшмисиниң рәиси майк муллен америка дөләт бихәтәрликигә аит чақирилған ахбарат елан қилиш йиғинида. 2011-Йили 25-июл.
video.state.gov

Ройтрс агентлиқиниң мухбирлири исламабадтин вә вашингтондин йоллиған хәвәрләрдә баян қилинишичә, америка һәрбий қисимлириниң штаб башлиқи адемерал майк муллен вашингтонда, пакистанни очуқ-ашкара әйибләп, афғанистанда йүз бәргән америкиға қарши һуҗумларға исламабад арилашқан, дәп җакарлиди. Пакистан баш министири гилани карачида америкиға агаһландуруш берип, һазир пакистан билән америка мунасивити қейин әһвалға дуч кәлди, америка һазир пакистан билән һәмкарлишип иш қилмайватиду, әмма америкиниң бу районда пакистансиз мәвҗут болуп туралиши мумкин әмәс, дәп җакарлиди.

Америка авазиниң баян қилишичә, америка һәрбий қисимлириниң штаб башлиқи адемерал муллен билән америка дөләт мудапиә миниситри панетта пәйшәнбә күни америка кеңәш палатасида өткүзүлгән испатлиқ бериш йиғинида, афғанистанда йүз бәргән кабулдики америка әлчиханисиға һуҗум қилиш вәқәсиниму, 11‏-сентәбир күни афғанистанниң вардақ өлкисидә йүз бәргән натониң қисимлириниң қараргаһиға аптомобил билән партлитиш һуҗуми қозғап, 50 әскәрни өлтүргән, 77 әскәрни яриландурған вәқәниму, “һәққаний гуруһи” дәп аталған әлқаидә тәшкилати пиланлиған, пакистан бихәтәрлик оргини бу тәшкилатқа ярдәмләшкән, “һәққаний” дәп аталған әлқаидә тәшкилати һазирға қәдәр афғанистан билән пакистан чегрисидики вәзиристан районида панаһлинип турмақта, дәп көрсәткән.

Хитайниң җаңши хәвәр торида баян қилинишичә, афғанистанниң вардақ өлилкисидики сейиабад райониға җайлашқан нато қараргаһи бар җайда 9‏-айниң 10‏-күнидин 11‏-күни әтигән саәт 11 гичә болған вақита ичидә тинчлиқ бузулған. Талибанлар бу җайда 9 тонна партлатқуч қачилиған бир аптомобилни партлатқан. Америкиниң яридар тошуйдиған тик учар айропилани бу җайға 16 қетим қатниған. Натониң бу қараргаһида америка вә түркийә әскәрлири туратти. Афғанистан даирилири 50 әскәр өлгәнликини җакарлиди, әмма бу әскәрләрниң дөләт тәвәликини ейтмиди. Әмәлийәттә бу вәқәдә яриланған әскәр 77 дин артуқ, вәқәдә өлгән вә яриланған бигунаһ йәрлик хәлқниң сани наһайити көп.

Н б с телевизийә хәвәрлиридә баян қилинишичә, пакистан ташқи ишлар министири һина рәббани хар ханим түнүгүн кәчтә пакистандики бир шәхсий телевизийә қанилида қилған сөзидә, америкиниң пакистанни әйиблигәнликигә рәдийә берип, америка әмди пакистан һөкүмити вә пакистан хәлқи билән мунасивәтни йерақлаштурса, буниң һөддисисдин чиқмиқи тәскә тохтайду, пакистан билән йерақлашқанлиқи үчүн еғир бәдәл төләйду, дәп җакарлиған.

Бирләшмә агентлиқи, малийә вақит гезити, телеграф гезити, б б с қатарлиқ учур васитилири бүгүн кәйни-кәйнидин хәвәр елан қилип, америка билән пакистан мунасивитидә йүз бәргән җиддийликниң тәпсилатини тонуштурди. Бу учур васитилири бу һәқтики баянлирида, америка бу районда пакистансиз мәвҗут болуп туралмайду, америка әмди иттипақдешидин айрилип қелиши мумкин дегән сөзләрни қош тирнақ ичигә елип хәвәр қилди.

Хитайниң учур васитилири бүгүн америка-пакистан мунасивитидә йүз бәргән җиддийлик һәққидики баянлирида, пакистан бүгүн америкиға агаһландуруш бәрди дегән нуқтини гәвдиләндүрди. Хитайниң “хәлқара көзәткүчи” дегәндәк һәрбий ишларға мунасивәтлик тор бәтлиридә болса, америка әмди пакистанни йәнә бир афғанистанға айландурамду дегән темида муназирә башланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.