Америкиниң оттура мәвсумлуқ сайлими пәйда қилған зилзилә

Америкиниң 2010‏- йиллиқ оттура мәвсумлуқ сайлими дөләт ичидила әмәс, хәлқарадиму чоң зилзилә пәйда қилди. Бүгүн дуняниң һәр қайси җайлиридики чоң гезитларниң һәммисидә америкиниң оттура мәвсумлуқ сайлими һәққидә һәрхил обзорлар елан қилинди.
Мухбиримиз вәли
2010.11.04
Amerika-saylam-kunide-305 Сүрәт, 2 - нойабир, калифорнийиниң бәверлий хиллс дегән йеридики сайлам мәйданидин көрүнүш.
AFP Photo

Бүгүн дунядики чоң гезитлар бу сайлам һәққидә елан қилинған мақалә мавзулири

Америкида чиқидиған 'вашингтон пост' гезитидә обама үзүл-кесил мәғлуп болғанлиқини етирап қилди' дәп йезилған болса, 'нюйорк таймис' гезитидә 'җумһурийәтчиләр икки йилдин кейин қайтидин баш көтүрди' деди. 'Валт стрит' гезитидә америкиниң йеңи дөләт мәҗлиси тиркишиш вәзийитигә кирип қалди' десә, лондонда чиқидиған 'пул-муамилә гезити' дә америка федерал ғәзиниси иқтисадни ойғитиш үчүн 600 милярд америка доллири тәйярлиди' деди. Шимали корийидә чиқидиған 'чавшән гезити' дә обаманиң мәғлубийити иқтисадий мәсилә' десә, сеулда чиқидиған 'шәрқий асия гезити'дә улуғвар үмидләрниң бәрбат болуши' деди.

Токйода чиқидиған асахи шинбун' гезитидә 'демократик партийә зор мәғлубийәткә учриди' десә, сингапорда чиқидиған 'бирләшмә сәһәр гезити' дә әмди җумһурийәтчиләр һоқуқ тутти' деди. Хоңкоңда чиқидиған иқтисад гезити' дә 'мәбләғ долқунлирида хоңкоң пайлири чайқиливатиду' десә, йеңи деһлида чиқидиған 'һиндистан вақит гезити' дә обама оңушсизлиққа учриғанда һиндистанға кәлгәнниң немә пайдиси' деди. Ханойда чиқидиған 'яшлар гезити' дә америка доллири өрләйду' деди.

'Оттура мәвсумлуқ сайлам' дегән немә?

Б б с ниң баян қилишичә, һәр қетимлиқ америка президентиниң төт йиллиқ вәзипә өтәш мәзгилиниң иккинчи йилида өткүзүлидиған сайлам оттура мәвсумлуқ сайлам' дәп атилиду. Бу сайламда, һәр икки йилда бир сайлинип туридиған 435 нәпәр америка авам палата әзаси, америка кеңәш палатасиниң 100 нәпәр әзасиниң үчтин бир қисми һәм вәзипә өтәш муддити тошқан штат башлиқлириниң орниға йеңи штат башлиқлири сайлап чиқилиду. Бу йил кеңәш палатасиға 37 нәпәр әза вә 37 штатқа штат башлиқ сайлап чиқилди.

Бу йилқи оттура мәвсумлуқ сайлам' да хәлқ көңүл бөлгән үч мәсилә

Бу йилқи оттура мәвсумлуқ сайлам' да, сайлам әһли (дөләткә баҗ төлигүчиләр) асасән мундақ үч мәсилигә көңүл бөлди: биринчи, дөләтниң иқтисадий вәзийити. Бу қетимқи оттура мәвсумлуқ сайлам', америкидики һазирқи мушу бир әвлад адәм интайин еғир иқтисадий кризисни баштин көчүрүватқан, йәни базар әһвали сус, игилик җанланмай тохтап қалған һадисигә дуч кәлгән вақитқа тоғра кәлгән иди. Шуниң билән бу сайлам, йәнә бир мәнидин ейтқанда, һазир һоқуқ тутуватқан демократлар партийисиниң, сағламлиқ суғуртисидин тартип климат өзгиришигичә болған һәр саһәдә йүргүзгән сиясәтлиригә, әмәлий баһа беридиған сайламға айланди. Бу сайламда җумһурийәтчиләр ниң тәшәббуслири хәлқниң көңлигә йеқип, көп авазға еришип, зор ғәлибә қазанди.

Иккинчи, хәлқ турмуши вә иҗтимаий мәсилә. Америкида, адәттә, ишсизлиқ нисбити 10% болуп қалса, һөкүмәтниң мәвҗут болуп туруши мумкин әмәс дәп қарилатти. Америкида һазир ишсизлиқ нисбити мушу нисбәткә йәткән иди. Җумһурийәтчиләрниң америка дөләт мәҗлиси мақуллиған бир йүрүш қарарлар, җәмийәттә ишқа орунлишиш пурсәтлирини яриталмиди' дегән көз қариши хәлқниң көңлигә яқти. Шуңлашқа, бу йилқи оттура мәвсумлуқ сайлам' да, америкида һоқуқ тутуватқан демократлар партийиси зор бәдәл төлиди.

Бу йил президент обама имзалап қанунға айландурған сағламлиқ суғуртисидики ‘йигирмә алтә яшқа йәткәнләр ата-анилириниң аиливи суғурта пиланидин пайдилиналмайду' дегән маддилар бу қетимқи сайламда қаршилиқа учриди. Президент обаманиң тәдбиригә қарши һалда оттуриға қоюлған қанунсиз көчмәнләргә қаттиқ тәдбир қоллиниш тәшәббусиму, хәлқ ичидики чайчилар һәрикитидә алқишқа еришти.

Үчинчи, һәрбий вә террорчилиққа қарши туруш мәсилиси. Бу йилқи оттура мәвсумлуқ сайлам' да президент обаманиң афғанистан сияситигә оңчиларму, солчиларму разилиқ ипадилимиди. Гәрчә, һөкүмәтниң бәзи җиддий делоларни паш қилиши мувәппәқийәтлик болсиму, әмма америкидики бихәтәрлик мәсилилирини йәнила демократларниң аҗизлиқ ноқтиси дәйдиған көз қараш түгимиди. Президент обаманиң гуәнтанамони тақап, тутқунларни америкиниң хәлқ қануни бойичә сорақ қилиш тәдбири чоң ғулғула пәйда қилип, бу җәһәттики мәсилиләрни биртәрәп қилиш оңушлуқ болалмди.

Чайчилар һәрикити

'Һөкүмәт кечик болсун, чиқим аз болсун' дегән көз қараш билән һәрикәт қозғап улғайған 'чайчилар һәрикити' бу қетимқи сайламдики бир йеңи шәйи. Америкида хәлқ ичидә чайчилар һәрикити наһайити тез тәрәққи қилип, бу қетимқи сайламға бивастә тәсир көрсәтти. Бу қетим бир қисим кишиләрниң икки палатаға йеңидин әза болуп сайлиниши вә йеңидин штат башлиқлиқиға сайлиниши асасән чайчилар һәрикитиниң түрткисидә барлиққа кәлди. Һазир бу чайчилар һәрикитини, кәлгүсидә америкида үчинчи чоң сиясий партийә болуп шәккилиниш еһтимали бар, дегән қараш пәйда болди.

Бу сайламда, америка яхши көрмәйдиған нәрсигә болған тәнқид 'хитайға охшитиш шәкли билән ипадиләнди

Америкидики бу қетимқи оттура мәвсумлуқ сайлам' да, америка яхши көрмәйдиған нәрсә дегән уқумни 'хитайчә образ' билән ипадиләйдиған шәкил қоллинилди. Мәсилән, җумһурийәтчиләр америка кеңәш палатасиниң йетәкчиси хәрри рийт әпәндигә қаритилған тәнқидни, бу әрбабниң образини 'хитай ишчиси' ға охшитип сезиш арқилиқ ипадилигән. Охайо штатиға демократлар көрсәткән кандидат баб геббс әпәндигә қаритилған тәнқидни, бу әрбабниң рәсимини әҗдиһар ' ға охшитип сизип, йениға хитайчә 'рәһмәт саңа гебб әпәнди' дегән хитайчә хәтләрни йезиш арқилиқ ипадилигән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.