Америка ташқи ишлар министирлиқи америка мусулманлириға иптар бәрди

Түнүгүн йәни 8 - сентәбир кәчқурун, америка ташқи ишлар министирлиқи америкидики мусулман аммисиниң рамизан ейини қутлуқлаш йүзисидин, америкидики бир қисим мусулман әрбаблири, мәшһур мусулман затлар, һәр қайси мусулман дөләтләрдин кәлгән мусулман дипломатларни америка пайтәхтигә тәклип қилип иптар зияпити бәрди.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.09
Rabiye-rice-305.jpg 8 - Авғуст кәчқурунқи иптар зийапитидики бу сүрәттә, дунйа уйғур қурултийи рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим кандилиза ханим билән зийапәт залида.
Courtesy of UAA
 Иптар зияпитигә йәнә америка ташқи ишлар министири кандилиза райс ханимни өз ичигә алған юқири дәриҗилик дөләт әрбаблири иштирак қилди.

Зияпәткә рабийә қадир ханим алаһидә тәклип билән қатнашти

Зияпәткә америкидики уйғур мусулманларға вакалитән дуня уйғур қурултийи рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим вә уйғур америка бирләшмисиниң баш катипи алим сейитофлар алаһидә тәклип билән қатнашти. Мәлум болушичә, бу америкидики уйғурлар вәкилиниң иккинчи қетим америка дөләтлик иптар зияпитигә тәклип қилиниши икән.

Иптар зияпити башлиништин илгири америка ташқи ишлар министири кандилиза райс ханим нутуқ сөзләп америкидики барлиқ мусулманларниң рамизан ейини қутлуқлайдиғанлиқини билдүрди.

Кандилиза райс:" бир милярттин артуқ инсан исламдин үмид вә әминлик тапқан "

Америка таш ишлар министири кандилиза райс ханим, өткән бир нәччә йил җәрянида өткүзүлгән иптар зияпәтлири арқилиқ өзиниң америкидики нурғун мусулман қериндашлар билән учришиш, сөһбәтлишиш һәмдә бу улуқ айни техиму чоңқур чүшиниш пурситигә еришкәнликини билдүрди вә мундақ деди: "бир милярттин артуқ инсан исламдин үмид вә әминлик тапқан болуп, рамизан уларни дуа - тилавәт, қурбанлиқлар вә хәйри - сахавәтләр арқилиқ иманини күчәйтишкә илһамландуриду. Башқа динлардики кишиләрму, аилә сөйгүси, җәмийәткә өзини беғишлаш вә худаға болған миннәтдарлиқтин ибарәт рамизан роһидин зоқлиниду."

Кандилиза райс:" кишиләр иман - ибадәтлири түпәйли җазаға тартилмаслиқи керәк"

Кандилиза райс ханим, исламниңму америкини техиму гүзәлләштүридиған һәмдә америкиниң әң есил тәрәплирини намаян қилидиған нурғун мәдәнийәт вә динларниң бири икәнликини оттуриға қойди вә: " һәқиқий америкилиқ болуш дегәнлик, дөлитимизниң баш принсипи болған, һәммә адәмниң тәң баравәр яритилғанлиқи, һәр бир адәмниң универисал вә тартивалғили болмайдиған һоқуқлардин тәң бәһримән болидиғанлиқини йолға қоюш болуп, бу һоқуқлар бесимдин хали һаят кәчүрүш, иман - ибадәтлири түпәйли җазаға тартилмаслиқ, очуқ - ашкара ойлаш вә сөзләш һәмдә әркин һалда тәшкиллиниш һоқуқи қатарлиқларни өз ичигә алиду."

Кандилиза райс: " силәр һәр бириңлар бир улуғ иманниң, тинчлиқ вә муһәббәт дининиң игилири"

Кандилиза райс ханим нутқида йәнә, америкиниң йәнә нурғун җәһәтләрдә йетәрсиз тәрәплири барлиқини, шуңлашқа америкини кәлгүсидә техиму демократик вә барлиқ инсанлар арзу қилидиған бир җәмийәт қилип қуруп чиқиш үчүн тиришиватқанлиқини билдүрди.

Кандилиза райс ханим сөзиниң ахирида бу иптар зияпитигә қатнашқан барлиқ кишиләргә америка ташқи ишлар министирлиқиға вакалитән рәһмәт ейтти вә: "силәр һәр бириңлар бир улуғ иманниң, тинчлиқ вә муһәббәт дининиң игилири. Силәрниң әмгикиңлар әслидинла бай мәдәнийәтниң техиму гүлләп яшнайдиғанлиқини капаләткә игә қилиду. Рәһмәт силәргә. Мәрһаба рамизан," деди. Кандилиза райс ханимниң бу сөзлири қизғин алқишқа еришти.

 Райс ханим уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән

8 - Сентәбир америка ташқи ишлар министирлиқида оюштурулған иптар зияпити җәрянида дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим ташқи ишлар министири кандилиза райс ханим билән учрашқан. Алим сейитофниң билдүрүшичә, райс ханим уйғурларниң һазирқи әһвали, җүмлидин рабийә қадир ханимниң түрмидики пәрзәнтлири абликим вә алим абдуреһимларниң мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән.

Рамизан дуняниң һәр қайси җайлирида һәрхил шәкилдә күтивелиниватқан, җүмлидин америка һөкүмитиму рамизан ейини мусулманлар билән бирликтә қутлуқлап иптар зияпәтлири орунлаштуруватқан мушу пәйтләрдә, уйғур илидики уйғур қатарлиқ мусулман қериндашларниң рамизан ейи хитай һөкүмитиниң йеңидин йолға қойған чәкләш васитилири билән дәхлигә учримақта.

Алим сейитофниң билдүрүшичә, уйғур мусулманлар еғир чәклимиләргә вә бесимларға учраватқан минутларда рабийә қадир ханимниң америка ташқи ишлар министирлиқи орунлаштурған дөләтлик иптар зияпитигә қатнашқанлиқи хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастуруш сиясити билән рошән селиштурма пәйда қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.