Әрәб мәтбуатлири : дуняниң көзи америкидики сайламда

Мәлумки, 2012-йили 6-ноябир сәйшәнбә күни америкида президентлиқ сайлими елип берилидиған күн болуп, 300 милйон америкилиқ йеңи президентини сайлаш сәпәрвәрликидә. Бу сәвәбтин пүтүн дуняниң көзи америкида болмақта.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.11.06
amerika-saylam-2012-yilliq-305.jpg Америка президент сайлимида биләт ташлаватқан көрүнүш. 2012-Йили 6-ноябир, вашингтон.
AFP

Чүнки америкидики президентлиқ сайлими бирла америкилиқлар биләнла мунасивәтлик иш әмәс, бәлки пүтүн дуняға мунасивәтлик вә дуня сияситигә тәсир көрситидиған бир сайлам.

Әрәб әллириниң тәшвиқат васитилириниң һәммиси америкидики президентлиқ сайлими билән толған. Пүтүн гезитләр вә радио-телевизийә қаналлири диққәт етибарини обама билән ромней иккисигила қаратқан вә сайламда бу иккисиниң қайсиси утуп чиқидиғанлиқи, шундақла дуня сияситидә қандақ өзгиришләр болидиғанлиқи һәққидә тәхминий пикир вә тәһлилләр болмақта.

Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң 2012-йили 6-ноябир күнидики санида, язғучи тариқ һәмид тәрипидин “24 саәт вақит қалди” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
“24 саәттин кейин америка вә пүтүн дуня америкиниң йеңи президенти билән тонушиду. Буниңға әгишип көплигән өзгиришләрниң болуши күтүлмәктә. Мәйли обама қайта сайлансун, мәйли йеңи намзат ромней сайлансун, америкиниң ички вә ташқи сияситидә чоқум өзгиришләр болидиғанлиқи ениқ. Бу өзгиришләр америкилиқлар үчүнла әмәс, бәлки дуня хәлқи үчүн тәсир көрситиду. Хусусән, оттура шәрқ сияситигә, һәммидин бәкрәк сүрийә мәсилисигә тәсир көрситиду. Сайламниң нәтиҗисини америкилиқлар интизарлиқ билән күтүватқандәк, пүтүн дуня күтүватмақта. Сайламдин кейин, сүрийә мәсилиси, иранниң ядро мәсилиси һәққидә америкиниң сияситидә чоқум өзгириш болидиғанлиқи күтүлмәктә. Обаманиң ишханисидики бәзи мәсулларниң бәргән баянатиға көрә, әгәр обама қайта сайланса, сүрийә мәсилисидә чоң өзгириш болидикән вә бу кризис әң қисқа вақит ичидә бир тәрәп қилинидикән. Һәтта америка ташқи ишлар министириниң баянатидиму шуниңға охшайдиған сөз сөзләнгән.”

Сайламда ким утиду?

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
“америкидики нөвәттики президентлиқ сайлимида, һазирқи президент барак обама билән йеңи намзат мит ромней иккисиниң бириниң чоқум утуп чиқидиғанлиқи муқәррәр. Әмма бу иккисиниң қайсиси утуп чиқиду? буниңға сайлам нәтиҗисини көрмәстин һечким ениқ бир нәрсә дейәлмәйду. Әмма тәхминләр барак обаманиң қайта сайлинидиғанлиқиға ишарәт қилиду. Обаманиң тәрәпдарлири әгәр омаба қайта рәис болуп сайланса, америкиниң сияситидә вә иқтисадида чоқум өзгиришләр болидиғанлиқини вә оттура шәрқтики кризисларниң һәл болидиғанлиқини сөзләйду. Мит ромней тәрәпдарлири әгәр ромней сайланса, сүрийидә әсәд һакимийитигә хатимә берилидиғанлиқини вә иранниң ядро мәсилисигә җиддий чарә көрүлидиғанлиқини сөзлимәктә. Һәтта румини сүрийидә әсәд һакимийитиниң ағдурулуши тарихий вәқәлик болидиғанлиқини вә районниң истратегийиси һәм америкиниң тинчлиқи үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини сөзлигән. Мәйли америкиниң президентлиқиға ким сайлансун, бу сайламниң оттура шәрққә беридиған тәсири көп болиду вә чоқум өзгириш елип келиду. Буни һәммә төт көзи билән күтмәктә.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.