Америка шималий корийигә қаратқан сода имбаргосини әмәлдин қалдурмақчи
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.06.27
2008.06.27

Siegfried Hacker
Җорҗ буш мундақ дәйду" бизниң корийә сияситимиз арални ядро қораллиридин хали қилиш. Бүгүн әтигән шималий корийә ядро архипини тапшуруш билән бу ғайимизгә қарап бир қәдәм илгирилидуқ." Буш баянатида, шималий корийиниң ядро архипини ашкарилишини иҗабий қәдәм дәп мәдһийиләш билән, бу бир башланғуч қәдәм дәп әскәртти вә шималий корийидики инсан һәқлири мәсилиси, уран ишләпчиқириш паалийити вә ядро қораллирини синақ қилиш вә кеңәйтиш еһтималлиқи, шундақла йәнә җәнубий корийә қатарлиқ қошнилириға қарита тәһдити үстидики әндишилириниң давам қилидиғанлиқини билдүрди. У йәнә алдимиздики 45 күн шималий корийә үчүн нөвәттә басқан қәдимидики сәмимийәтни испатлаш үчүн бир пурсәт дәп көрсәтти.
Шималий корийә ядро архипини пәйшәнбә күни хитайға тапшурған. Нөвәттә архип, 6 тәрәп сөһбитидики дөләтләр тәрипидин көзитилмәктә. Асаслиқ көзитиш обйекти архиптики мәлуматларниң толуқ болған - болмиғанлиқидур. Мәлуматлардин қариғанда, шималий корийә қолида мәвҗут болған плотоний миқдарини архипта 37 килограм дәп көрсәткән ; америка мутәхәссислириниң пәрәзлири болса бу миқдар 40 килограм билән 50 килограм арисида болуп, 12 ядро қоралиға материял болалайду. Архипта 1986 - йилидин кейинки ядро программилири ашкариланған. Әмма уран қоллинип ясалған ядро қораллири һәққидә мәлумат берилмигән.
Буш ақсарайда елан қилған мәзкур баянатида, корийә арилини ядросизлаштурушниң узун бир җәрян икәнликини, шималий корийиниң бундин кейинки маслишиш әһвалиға қарап, үстидин йүргүзүлүватқан җазаларни бир - бирләп әмәлдин қалдуридиғанлиқини, асаслиқ җазаларниң вә б д т җазалириниң һелиһәм давам қилидиғанлиқини билдүрди.
Алтә тәрәп сөһбити башланғандин буян шималий корийә көп қетим тәрәпләргә бәргән вәдисидин йенивалған. 2006 - Йили елип барған атом синиқи, ядро архипини ашкарилашни 6 ай кечиктүрүши мана бу йенишлардин өрнәкләрдур. Шуңлашқа тәрәпләр, шималий корийиниң қәдимигә йәнила гуман билән қаримақта. Президент җорҗ буш баянатида әгәр шималий корийә тоғра қәдимини давамлаштурмиса, һазир әмәлдин қалдурулған җазаларни қайтидин әслигә кәлтүридиғанлиқини вә җазани көпәйтидиғанлиқини билдүрди.
Алтә дөләт сөһбитидики муһим темилардин бири, . Шималий корийиниң сүрийә билән ядро алақсидур. Шималий корийә изчил һалда, өзиниң сүрийигә ядро қораллири буйичә ярдәм қилғанлиқини инкар қилип кәлмәктә иди.
Америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси Stephen Hadley ниң бирләшмә агентлиқиға билдүрүшичә, ашкариланған ядро архипта, мәзкур мәсилә тилға елинмиған . Һадлей бу һәқтә мундақ дәйду: архипта, сүрийигә ядро қораллири әслиһәлири буйичә ярдәм қилғанлиқи рәт қилинмиған, етирапму қилинмиған. Демәк бу һәқтә илгириләп ениқлаш елип беришимизға йол очуқ.
Америка ташқи ишлар министири кондализа райис бүгүн японийидә мухбирларға қилған сөзидә, шималий корийиниң ашкарилиған ядро архипини, икки дөләт арисидики мунасивәтни нормаллаштурушқа йәткүдәк дәриҗидә әмәс дәп көрсәткән вә шималий корийидин йәнә илгириләп қәдәм бесишни күтидиғанлиқини билдүргән.
Алтә дөләт сөһбитидики йәнә бир мәсилә, шималий корийидин җавабкарлиқи күтүлүватқан японлуқ тутқунлар мәсилисидур. Җорҗ буш баянатидин бир күн аввал, японийә баш министири Yasuo Fukuda билән сөзлишип, америкиниң японлуқ тутқунлар мәсилисини һәргиз әстин чиқармайдиғанлиқини билдүргән вә һәқтә японийә билән тәң һәрикәт қилидиғанлиқини билдүргән.
Җорҗ буш баянатиниң ахирида, ахирқи мәқситимиз корийә арилини ядросизлаштуруш билән биллә, арални ачлиқтин вә зулумдин қутулдуруш дәп әскәрткән.