Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети уйғурлар һәққидә юмулақ үстәл йиғини өткүзди

Бүгүн 19 - июл күни америка қошма штатлири дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети "хитайниң йирақ ғәрби: намайиш вә топилаңдин бир йил өткәндин кейинки шинҗаңниң вәзийити " мавзулуқ юмулақ үстәл йиғини өткүзди.
Мухбиримиз үмидвар
2010.07.19
amerika-uyghur-305 Сүрәттә уйғурлар һәққидә йумулақ үстәл йиғинидин бир көрүнүш
RFA Photo

Америка дөләт мәҗлисиниң дирексән сенат хизмәт бинасида өткүзүлгән мәзкур юмулақ үстәл йиғинға дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитетиниң рәиси, кеңәш палата әзаси байрон дорган, һәмкарлашқучи рәис дөләт мәҗлис әзаси сандер левин саһибханлиқ қилған.

Йиғинниң асаслиқ мәқсити, өткән йилидики 5 - июл вәқәсидин кейинки бир йил җәрянидики уйғур елиниң вәзийитини анализ қилиш, 5 - июл вәқәсиниң сәвәблири һәмдә уйғурларниң һөкүмәтниң уларниң әқәллий һоқуқлириға дәхли - тәрүз қиливатқанлиқиға болған наразилиқлири, даириләрниң 2010 - йилидики шинҗаңниң иқтисадини яхшилаш йеңи пилани шуниңдәк уйғур аптоном районидики коммунист партийә секритариниң алмаштурулуши қатарлиқларға қаритилған.

Шуниңдәк йәнә " һөкүмәт уйғурларниң наразилиқлириға үнүмлүк муамилә қиливатамду? һөкүмәтниң учурларниң сиртқа чиқип кетишини контрол қилиши райондики вәқәләрни чүшинишкә қандақ сәлбий тәсир көрситиватиду ? " дегәндәк соалларни чөридигән һалда муһакимә елип берилған.

Мәзкур йиғинда дөләт мәҗлисиниң тәтқиқат орниниң ташқи ишлар, мудапиә вә сода бөлүмигә тәвә асия бихәтәрлик ишлири мутәхәссиси ширләй кан, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң, асия адвокатлиқ директори сопийә ричардсон, маями университетиниң җуғрапийә вә хәлқара тәтқиқат программилар факултетиниң профессори станли тоопис қатарлиқлар сөз қилип, өткән йили 5 - июлда үрүмчидә йүз бәргән вәқәдин кейинки уйғур елиниң омумий әһвали, уйғур елиниң вәзийити, уйғур - хитай мунасивәтлири шуниңдәк хитай һөкүмитиниң кәң көләмлик "шинҗаңни тәрәққи қилдуруш пилани" вә хитай мәркизий һөкүмитиниң бу районға қаратқан сияситидики өзгиришләр қатарлиқ көп мәсилиләр бойичә пикир баян қилди.

Йиғинда сөзлигүчиләр, өзлириниң хизмәт вә кәспий даириси бойичә түрлүк нуқтилардин чиқиш қилған.

Йиғин риясәтчиси олдһам ханим бүгүнки бу йиғинға дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң келип қатнашқанлиқини тәкитләш билән уни йиғин иштиракчилириға алаһидә тонуштурди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики софийә ричардсон узундин буян уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитигә диққәт қилип келиватқанлиқи, 5 - июлда қолға елинған бир қисим уйғурларни сотлашта адиллиқ болмиғанлиқи һәмдә көп санда уйғурларниң йоқап кәткәнлики, түрмиләрдики тән - җазаси әһвали қатарлиқ көплигән кишилик һоқуқниң начарлашқанлиқиға аит мәсилиләрни оттуриға қойди.

Узундин буян уйғур елиниң нопус, иқтисад вә уйғурларниң иҗтимаий - иқтисадий турмуш мәсилисини тәтқиқ қиливатқан профессор станли топс әпәнди 5 - июлдин кейин хитайниң уйғур елини иқтисадий җәһәттин тәрәққи қилдуруш пиланини түзүп ишқа кириштүрүватқанлиқи, хитайниң асасий нишанни уйғур елиниң җәнубиға қаратқанлиқи, тарим вадисиниң мол нефит вә тәбиий газ записиға игә болуп, бу байлиқлар ечиливатқан болсиму, лекин йәрлик хәлқләргә мәнпәәт йәткүзмәйватқанлиқи шуниңдәк иқтисадий тәрәққият пиланиниң бу җайдики хитайларниң нопусиниң техиму көпийишини илгири сүридиғанлиқини оттуриға қойди.

Дөләт мәҗлисиниң тәтқиқат орниниң асия бихәтәрлик мутәхәссиси ширләй каң болса, 5 - июл вәқәсидин кейин, райондики етник мунасивәтләрниң мурәккәпләшкәнликини, бейҗиң мәркизий һөкүмитиниң бу райондики вәзийәткә диққәт қилип, мәхсус йиғин чақирип, райондики һәрбий - сиясий рәһбәрликләрдә алмаштуруш елип барғанлиқини, 90 - йиллардин етибарән уйғур аптоном районини идарә қилған ваң лечуәнни йөткәп кетишкә мәҗбур болғанлиқини тәкитлиди.

У йәнә, 5 - июлға бир йил тошқан бу күнләрдә, хитай һөкүмитиниң райондики бихәтәрлик тәдбирлирини техиму күчәйтип, аммиви сорунларға көзитиш аппаратлирини орнатқанлиқи һәмдә сақчи күчлириниң санини ашурғанлиқи вә уйғурларға болған назарәтни чиңитқанлиқи қатарлиқларни өз ичигә алған көп мәсилиләрни оттуриға қойди.

Бу йиғинға, америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим хадимлири, америкиниң дипломатийә, мудапиә, демократийә вә кишилик һоқуқ һәм хитай билән мунасивәтлик саһәләргә шуниңдәк уйғур мәсилисигә көңүл болгүчиләр вә қизиққучилардин болуп, көп санда адәм қатнашти. Йиғин ахирида соал - җаваб уюштурулған болуп, уйғурларға аит түрлүк соалларға юқириқи үч нәпәр сөзлигүчидин башқа йәнә, йиғин риясәтчилиридин бири, америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитетиниң адвокатлиқ ишлири директори кара абрамсон ханимму әтраплиқ җаваб бәрди.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу йиғиндин тәсирләнгәнлики вә үмидләнгәнликини, йиғинда пикир баян қилғучиларниң уйғурлар мәсилисини әтраплиқ тәтқиқат қилип, мәсилиләрни пакитлиқ оттуриға қойғанлиқини муәййәнләштүрди шуниңдәк уйғур дәвасиниң истиқбалиниң зор, келәчәкиниң парлақ икәнликигә ишинидиғанлиқини әскәртти.

Йиғин сөзлигүчилири соалларға җаваб бәргәндә, хитайниң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш қатарида рабийә қадир ханимниң бинасини чеқиш пилани түзгәнлики һәмдә қәшқәр кона шәһәрни чеқиш пиланини әмәлгә ашуруватқанлиқиниму әслитип өтти. Йиғин икки саәт әтрапида давамлашти.

Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети хитайдики кишилик һоқуқ, демократик тәрәққият, әмгәк вә қануний һоқуқлар һәм уйғур, тибәт вә башқа аз санлиқ миллләтләр мәсилилирини өз ичигә алған көп хил мәсилиләрни көзитидиған һәмдә тәтқиқ қилип, америка һөкүмити вә мәҗлисиниң хитай сиясити үчүн пикир тәйярлайдиған орун. Мәзкур комитет бир қанчә йиллардин буян изчил түрдә уйғур мәсилисигә көңүл бөлүватқан болуп, улар һәр йили йиллиқ доклат елан қилиду. Уда үч йилдин буян уларниң йиллиқ доклатлирида уйғур ели вә уйғурлар мәсилилири бойичә мәхсус бир бөлүм аҗритип, америка һөкүмитигә пикир - тәклипләрни берип кәлмәктә.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.