Мутәхәссисләр америка дөләт мәҗлисидә хитайниң "шинҗаң" сияситини муһакимә қилди
Мухбиримиз әркин
2010.07.21
2010.07.21
RFA Photo
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети 19 - числа юмулақ үстәл йиғини уюштуруп, мутәхәссис вә тәтқиқатчиларниң нөвәттики уйғур вәзийити вә хитайниң йеңи йолға қойған "шинҗаң" тәрәққият пиланиға даир пикрини алған. Мутәхәссис вә тәтқиқатчилар "хитайниң йирақ ғәрбий: намайиш вә исяндин бир йил кейинки шинҗаң вәзийити" дегән темидики йиғинда пикир баян қилип, хитайниң 5" - июл вәқәси"дин кейин шинҗаңда дәбдәбилик йеңи иқтисади тәрәққият пиланини оттуриға қойғанлиқини, лекин уйғурларниң аптономийилик һоқуқини рәт қилғанлиқини илгири сүрди.
Мутәхәсиссиләрниң әскәртишичә, хитайниң пилани уйғур илиниң җәнубидики юртларниң тәрәққиятини алға сүрсиму, лекин бу, хитай көчмәнлириниң районға көчүшини тезлитип, җәнубий "шинҗаң"ниң нопус қурулмисини хитайларниң пайдисиға өзгәртиши мумкин.
Йиғинда, америка мәйами университети җуғрапийә вә хәлқара тәтқиқат программисиниң дотсенти станлей трупс бу мәсилә һәққидә тохтилип, шималий шинҗаңниң иқтисади тәрәққияти нопус қурулмисиниң өзгиришини кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүрди. У, уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә нопусниң 80 - 90 пирсәнтини хитайлар игиләйдиғанлиқини, қәшқәргә түмүр йол ятқузулғандин кейин йипәк йолидики бу қәдимий шәһәргә көчидиған хитайларниң көпийиватқанлиқини әскәртти.
Стәнлий трупс" шинҗаң хизмәт йиғининиң йеңи пилани бу районға ялғуз мәбләғ елип кирмәслики мумкин. Мәбләғ билән биргә йәнә, шәрқий деңиз қирғиқидики мәликилик ишчилар вә түрлук кәспий хадимлар бу районға келиши мумкин. Бу хәнзуларниң җәнубий шинҗаң нопусидики нисбитини арттуриду" дәп көрсәтти. Станлей трупсниң илгири сүрүшичә, хитайниң "шинҗаң" тәрәққият пиланида шинҗаңдики йәрлик җайлар билән шәрқтики өлкиләрниң мунасивити күчәйтилгән болуп, бу хитай көчмәнлириниң районға көчүшини тезлитиду вә җәнубий шинҗаң нопусиниң қурулмисида өзгириш пәйда қилиду.
У, йеңи тәрәққият пиланиға асасән уйғур илидики һәр қайси юртлар шәрқтики өлкә - шәһәрләргә бөлүп берилгәнликини, бу өлкә - шәһәрләрниң кәспий вә мәбләғ билән тәминләйдиғанлиқини әскәртип, тәрәққият пиланиниң нишани уйғурларни асас қилған җәнубтики юртларға қаритилғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду": мәсилән, бейҗиң хотәнгә мәсул болиду яки ярдәм бериду. Шенҗин болса қәшқәргә ярдәм бериду. Демәк деңиз бойидики һәр қайси өлкиләр шинҗаңдики охшимиған шәһәр вә вилайәтләргә бағланған. Шу нәрсә көрүнүп туридики, бу йәрдики асаси диққәт җәнубтики районларға қаритилған болуп, җәнубниң иқтисадини алға сүрүштур".
Йиғинда америка дөләт мәҗлиси тәтқиқат орниниң мутәхәссиси шерлий кан, станлей трупсниң "шинҗаң" иқтисади тәрәққият пилани вә қатнашниң тәрәққияти хитай көчмәнлириниң техиму көпләп уйғур илиға көчүшини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқиға даир пикиригә қошулидиғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, хитайниң иқтисади тәрәққият пилани хитай тилида сөзлишидиғанларғила мәнпәәт йәткүзүши мумкин.
У "хитай хәлқ җумһурийитиниң уйғурларни дөләт тили өгинишкә мәҗбурлаш сияситидин қариғанда, иқтисади мәнпәәттин бир тәрәплимилик һалда ноқул дөләт тилида сөзлишидиғанларни бәһриман қилиш, болупму хәнзуларни бәһриман қилиш аламити мәвҗүт" дәп көрсәтти.
Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул хадими софия ричарсон ханим йиғинда сөз қилип, хитайниң "шинҗаң сияситидики йеқинқи өзгириш пәқәтла мәсилиниң "иҗтимаий - иқтисади йилтизи"билән чәклинидиғанлиқини, мәсилиниң сияси тәрипигә четилмайдиғанлиқини әскәртип, уйғурларниң аптономийилик һоқуқи йәнә рәт қилинғанлиқини илгири сүрди.
Речардсон ханимниң әскәртишичә, уйғурлар йәнила өз юртиниң келәчәк тәқдиригә мунасивәтлик муһим мәсилиләрдә муназирә елип бериштин чәкләнмәктә. У "аптономийә һәққидики бәс - муназириләр сияси ликсийәләрниң сиртида қалди. Уйғурларниң нәзиридики әң муһим мәсилиләр үстидә, җүмлидин кәмситишкә учраш, хәнзу көчмәнләр шундақла тил, мәдәнийәт вә диний бастурушқа даир техиму таҗавузчилиқ характеридики мәсилиләрдә һечқандақ бәс - муназирә қанат яйдурулған әмәс" дәйду.
Америка дөләт мәҗлиси тәтқиқат орнидики шерлий кан болса, бейҗиң даирилириниң" 5 - июл вәқәси"дин кейин уйғур илидә һөкүмранлиқни күчәйтип, бихәтәрлик күчлирини көпәйткәнликини әскәртти. У мундақ дәйду": улар өткән йилдин бу йил априлғичә хитайниң һәр қайси җайлиридин шинҗаңға 5 миң кишилик алаһидә сақчи қисими йөткәп кәлди. Шундақла йәнә бу йил 2 - айдин башлап шинҗаңниң өзидин 5 миң кишилик алаһидә сақчи қисими қобул қилди. 3 - Айда қораллиқ сақчи қисими йәнә шинҗаңға тез инкас қайтуридиған йеңи һәрикәт әтрити сәпләп берип, бу әтрәтни шинҗаңдики "мушт" дәп тәриплигән." Шерлий канниң әскәртишичә, хитай даирилири йәнә, қәшқәр қатарлиқ җайларға бу хил алаһидә сақчи қисимлирини орунлаштурған болуп, бу күчләрниң вәқә йүз бәрсә чекидин ашқан вастиләрни қоллинидиғандәк қилидиғанлиқини агаһландурди.
"5 - Июл вәқәси"дә из - дерәксиз йоқап кәткән уйғурларниң мәсилиси хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң күнтәртипидики назук мәсилиләрниң биридур. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики софийә ричардсон ханим, америка кеңәш палатасиниң дерксен хизмәт бинасидики мәзкур йиғинда бу мәсилини оттуриға қоюп, хитай 5" - июл вәқәси"дә хитай бихәтәрлик күчлири тәрипидин мәҗбурлинип "из - дерәксиз" йоқап кәткән уйғур қиз - йигитлириниң санини һечқачан елан қилип бақмиғанлиқини билдүрди. Речардсон ханимниң әскәртишичә, "хитайниң сиясити уйғурлардики өз юртида йәклиниш тәсиратини барғансири улғайтқан".
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.