Америка-хитай һәр икки дөләт иқтисад-истиратигийә сөһбитиниң “чен гуаңчең вәқәси” ниң көләңгисидә қелишини халимайду
2012.04.30
Америка тәрәп түнүгүн чен гуаңчеңниң өзлириниң һамийлиқида туруватқанлиқини рәсмий етирап қилған. Һазир америка-хитай бу мәсилини қандақ бир тәрәп қилиш һәққидә сөһбәт елип бармақта икән. Америкида паалийәт қилидиған бәзи хитай тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, икки тәрәп мушу бир,икки күн ичидә келишим һасил қилиши мумкин икән.
Шәндуңда нәзәрбәнд астидики хитай әма кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчеңниң америка әлчиханисиға қечип киривелиши, 1989--йили тйәнәнмен вәқәсидә атақлиқ хитай өктичи зиялийлиридин фаң лиҗи-лу шушйән әр-аялларниң америка әлчиханисиға қечип киривелиш вәқәсидин буян йүз бәргән, америка-хитай арисидики йәнә бир қетимлиқ зор дипломатик кризис.
Бирақ, чен гуаңчең америка әлчиханисиға қечип киривалған бу пәйт, дәл америка дөләт ишлар министири клинтон ханим вә малийә министири гайтнер бейҗиңға берип, 3-май өткүзүлидиған америка-хитай истратегийә иқтисад диалогиға қатнашмақчи болуп турған наһайити сәзгүр мәзгилгә тоғра кәлгән иди.
Америка президентиниң террорлуқ ишлири бойичә алий дәриҗилик мәслиһәтчиси җон беренән, чен гуаңчеңниң өзлириниң һамийлиқида туруватқанлиқини етирап қилған болсиму, бирақ америка-хитай һәр икки тәрәп чен гуаңчеңниң қәйәрдә туруватқанлиқи қатарлиқ тәпсилий әһвалларни ашкарилаштин өзини қачуруп, вәқәгә сүкүт қиливатқанлиқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған.
Бәзи көзәткүчиләр, бу вәқәниң президент обамани мүшкүл әһвалға қойғанлиқини билдүрмәктә. Уларниң илгири сүрүшичә, президент обама һәм чен гуаңчеңни қоғдап, америкиниң кишилик һоқуқни қоғдаш ирадисини намаян қилиш һәм хитай билән дипломатик кризис йүз беришниң алдини елип, америка-хитай диалогиниң оңушлуқ елип берилишиға капаләтлик қилиштәк қийин вәзийәткә дуч кәлгән.
Бирақ чәтәлдики бәзи өктичи хитай зиялийлар чен гуаңчең вәқәси америка-хитай иқтисад-истратегийә диалогиниң қаратмилиқи вә әмәлийәтчанлиқиға түрткә болидиғанлиқини илгири сүрди. Америкида яшайдиған хитай вәзийәт анализчиси җаң вейго әпәнди бу қараштики зиялийларниң бири.
У: америка-җуңго истратегийә-иқтисад диалоги һәқиқәтән истратегийә диалоги болса, бу сөһбәт чоқум америка тәшәббус қилип келиватқан кишилик һоқуқ вә әркинликни қоғдаш қатарлиқ қиммәт қарашлирини өз ичигә елиши керәк. “чен гуаңчең вәқәси истратегийә диалогиға қийинчилиқ туғдурди” дәп қаралсиму, һәтта безиләр “сөһбәткә көләңгә чүшүрди” дәп қарисиму, бирақ мениңчә бу вәқә истратегийә диалогиниң қаратмилиқи вә әмәлийәтчанлиқиға түрткә болиду. Әгәр чен гуаңчең мәсилиси диалогда оттуриға қоюлуп музакирә қилинса вә яхши бир тәрәп қилинса, бу америка-җуңго мунасивити, җуңгониң кишилик һоқуқ тәрәққияти вә келәчәктики ислаһат үчүн иҗабий рол ойнайду. Шуңа мән бу нуқтидин чен гуаңчең вәқәсиниң америка-җуңго истратегийә диалогиға аваригәрчилик пәйда қилғанлиқини һес қилмидим, дәп көрсәтти.
Җон беренән йәкшәнбә күни америка “фокс” телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғанда әскәртип, президент обаманиң чен гуаңчең мәсилисидә америкиниң мәнпәити билән кишилик һоқуқ арисидики “мувапиқ тәңпуңлуқ” ни сақлайдиғанлиқини билдүргән.
У: америкиниң хитай билән болған мунасивити интайин муһим мунасивәт. Шуңа биз бу мәсилидә мувапиқ йол тутушимиз вә һәр қайси саһәләрни охшаш дәриҗидә нәзәргә елишимиз лазим, дәп әскәртип, президент обаманиң бу мәсилидә барлиқ әһвалларни тәң көздә тутидиғанлиқи, бир тәрәптин америкиниң кишилик һоқуқ мәсулийити вә дуняда охшимиған пикирдики барлиқ кишиләрниң өз пикрини әркин, очуқ-ашкара ипадиләйдиған болуши керәкликини тәкитлисә, йәнә бир тәрәптин америкиниң нуқтилиқ дөләтләр билән мунасивәтни давамлаштурушни охшаш елип баридиғанлиқини билдүргән.
Җон беренән, өткән һәптә чен гуаңчеңниң америка әлчиханисиға киривелиш вәқәси йүз бәргәндин буян, мәзкур вәқәгә инкас қайтурған тунҗи америка әмәлдари. Бирақ җон беренәнниң баянати бәзи мухбирларниң диққитини қозғиған. Улар америка дөләт ишлар министирлиқиниң күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида җон беренәнниң “түрлүк аммиларни охшаш дәриҗидә нәзәрдә тутуш” дегән сөзиниң қандақ мәнә ипадиләйдиғанлиқини сориған болсиму, бирақ дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси векторийә нуланд бу һәқтики мәсилиләргә баһа беришни рәт қилди.
Лекин җаң вейго әпәнди америка һөкүмитиниң мәзкур мәсилини бир тәрәп қилиш услубиға иҗабий баһа бәрди. У мундақ деди: америкиниң бу җәһәттә қолланған тәңпуңлуқни сақлаш усули униң дипломатик васитиләргә пишип йетилгәнликини көрситиду. Биз униң хитайға соғуқ мунасивәтләр дәвридики васитиләрни қоллинишини күтмәсликимиз керәк. Биз беренәнниң сөзидин йәнә шу нәрсини һес қилимиз, униң сөзи америка худди б д т принсиплириға риайә қилидиған нормал бир чоң дөләт билән алақә қиливатқандәк туйғу бериду. Чен гуаңчеңниң пуқралиқ һоқуқиға һөрмәт қилиниши керәклики бир һәқиқәт. Америкиниң бу мәсилидә мәйли қанун нуқтисидин, мәйли икки дөләт мунасивити нуқтисидин вә яки чен гуаңчеңниң шәхси пуқралиқ һоқуқи нуқтисидин болсун, зор паалийәт бошлуқи бар. Униң бәк еһтият қилиши һаҗәтсиз. Әмәлийәттә хитай һөкүмитиниңму амал қилип, үзәңгидин чүшүвелишқа алдираватқанлиқини көрүвелишқа болиду. Рошәнки, униң бурун фаң лиҗи мәсилисини бир тәрәп қилиш усули билән бу мәсилигә тутқан позитсийиси охшимайду. Шуңа мән америкиниң әмили әһвалға қарап иш көрүштәк бундақ бир усулни қолланғанлиқини иҗабий, дәп қараймән.
Хәвәрләргә қариғанда, америка дөләт ишлар министирлиқиниң асия ишлириға мәсул ярдәмчи дөләт ишлар министири курт кәмпел йәкшәнбә күни хитайға қарап йолға чиққан. Векторийә нуланд, курт кәмпелниң хитай сәпири клинтон ханимниң хитай сәпириниң тәйярлиқ ишлири билән мунасивәтлик, икәнликини илгири сүргән болсиму, бирақ бәзи көзәткүчиләр униң сәпирини чен гуаңчең вәқәсигә бағлиған. Лекин, векторийә нуланд күрт кәмпелниң зиярити билән чен гуаңчең вәқәсиниң мунасивити бар-йоқлуқи һәққидики соалларға җаваб беришни йәнә рәт қилди.
Җаң вейго әпәнди чен гуаңчең вәқәсиниң хитай һөкүмити үчүн зор тәҗрибә савақ икәнлики, әгәр һазирқи сиясәт давамлиқ йолға қоюлса, еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқидиғанлиқини билдүрди.
У: чен гуаңчең вәқәси мәйли пүткүл җуңгодики пуқралар үчүн болсун, мәйли һакимийәт үстидики партийә үчүн болсун наһайити зор бир савақтур. Улар муқимлиқни сақлаш намида охшимиған пикирләрни бастуруп кәлди. Бундақ әһвалда әгәр компартийә ичидики зиялийлар яки мәнпәәт гуруһлири буниңға йәнә давамлиқ сәвр-тақәт қилса, мәйли бу “ясимән инқилаби” дәйли яки башқа бир инқилаб дәйли иш қилип бир инқилабниң от пилтисини яқиду. Шуңа дәрһал ислаһат елип берип, һазирқи муқимлиқ сияситигә хатимә бериш керәк. Муқимлиқни баһанә қилип, қанунға хилаплиқ қилған әмәлдарларниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш лазим, дәп көрсәтти.