“америка хитай тәһдитигә қандақ тақабил туруши керәк?”

Америка президент намзатлириниң һәр икки қетимлиқ бәс-муназирисидә америкиниң хитайға тутқан сияситигә алақидар мәсилиләр изчил талаш-тартиш қилинди.
Мухбиримиз ирадә
2012.10.19
obama-Mit-romney-305.jpg Америка президент намзатлириниң тунҗи қетимлиқ телевизийә муназирисидә президент обама вә мит ромней. 2012-Йили 3-өктәбир.
AFP

Җумһурийәтчи намзат мит ромней обамани хитайға юмшақ қоллуқ қилиш билән әйиблисә, обама мит ромнйениң хитайдики ширкәтләргә мәбләғ селиш арқилиқ бейиғанлиқини илгири сүрди. Икки намзатниң хитай һәққидики талаш-тартишлиридин кейин, көзәткүчиләр арисида америка хитайға зади қандақ сиясәт йүргүзүши керәк дәйдиған мулаһизиләр көпәйди.

Икки президент намзатиниң сайлам риқабитидики асас темилириниң бириниң америкиниң хитай сияситигә бағлиқ болушиға әгишип, америкидики истратегийә тәтқиқат тор бәтлиридә америка-хитай мунасивәтлири һәққидики муназириләр көпийип қалди. Зорийиватқан хитайға қандақ тақабил туруш керәк дегән мәсилә мулаһизиләрниң мәркизи нуқтиси болди. Америкидики ранд тәтқиқат орни тәрипидин елан қилинған мулаһизиләрниң биридә, америкиниң әмди хитайниң иқтисадий тәрәққиятини тосуш арқилиқ үнүмгә еришәлмәйдиғанлиқи, униң орниға америкиниң хитайниң хәлқарадики сиясий тәсирини кеңәйтиветишниң алдини елиши керәклики әскәртилгән. Униңда мундақ дейилгән:
Америкиниң хитайниң зорийишиға бәк йол қоюп кетишиниң һаҗити йоқ. Хитай тинч окян районида техи америкидәк тәсиргә игә әмәс. Дуняви мәсилиләрдиму г-2 дөлити дегүдәк бир рол алғини йоқ. Қачан америка буниңға йол қоймиғучә, хитайниң дуняни идарә қилиш хияли ишқа ашмайду.

Мулаһизиниң давамида америка хитайға йол қоюп беривәргән тәқдирдә, хитайниң зорийишиниң америка вә пүтүн дуняға тәһдит тәшкил қилидиғанлиқи әскәртилгән. Әмма аптор андру скобел вә андру нетхән мулаһизисидә буниң алдини елиш үчүн, алди билән америкини қайтидин күчләндүрүшниң муһимлиқидәк бир идийини алға сүргән. Униңда мундақ дейилгән:

Дәрвәқә, хитайға йүргүзүлидиған тоғра истратегийә өз ичимиздин башлиниду. Америка тәрәққиятни әслигә кәлтүрүши керәк. Алий маарипни қоллашни давам қилдуруп, йеңи пән-техникиларни яритишни давамлаштуруши керәк. Буниңдин башқа йәнә, илим-пән саһәсидики тәтқиқат нәтиҗилириниң оғрилинип кетишидин қаттиқ сақлиниши, һәрбий күчини йеңилиши, башқа дөләтләр билән иқтисадий алақини чоңқурлаштуруши, шериклири билән болған һәмкарлиқ мунасивитини күчәйтиши керәк.

Апторлар мулаһизисидә, америкиниң қиммәт қарашлирини сақлап қелиши вә униңға әмәл қилишиниңму америкиниң күчлүк дөләт болуп турушидики әһмийитини тәкитләп “америка чоқум өзиниң қиммәт қариши арқилиқ дуня җамаәтчиликиниң һөрмитигә еришиши керәк. Америка өзиниң қиммәт қариши бойичә иш қилған вә дөләт ичидики мәсилиләрни яхши бир тәрәп қилғандила, хитайниң зорийишиға үнүмлүк тақабил туралайду.

Ранд тәтқиқат мәркизиниң йәнә бир тәтқиқатчиси җәймис доббинис вә рогер килиф кейинки йилларда хитайниң һәрбий күчини қаттиқ заманивилаштуруп, тәрәққий қилдурғанлиқи вә америкиниң һәрбий қораллириға тақабил туридиған қоралларни ясаш үчүн үзлүксиз издиниватқанлиқини билдүрүп :

Америка хитайниң зорийиватқан һәрбий күчигә тақабил туруш үчүн төвәндики бир қанчә қәдәмни ташлиши керәк. Буларниң бири, һәрбий учурларниң мәхпийәтликини қоғдап, башқурулидиған бомба мудапиә системисиниң санини көпәйтиши, һава әслиһәлири қурулушини күчәйтиши, алаһидә қисимларға қарши туруш иқтидарини ашуруши керәк, дәп көрсәткән.

Бу икки тәтқиқатчи йәнә америкиниң иқтисадини җанландуруши керәкликини, башқиларниң иқтисадий йоллар арқилиқ өзигә зәрбә беришиниң алдини елиши керәкликиниму қошумчә қилған. Йиғип ейтқанда, улар америка әгәр хитайниң тоқунуш пәйда қилғуси иш-һәрикәтлирини чәкләп туралайдиған иқтидарини сақлап қалғандила, урушниң яки хитайниң тәһдиткә айлинишиниң алдини алалайдиғанлиқини тәкитлигән.

Америкиниң президентлиқ сайлими 11-айда өткүзүлидиған болуп, сайламға аз қалған күнләрдә, демократчилар вә җумһурийәтчиләрниң президент намзатлири барак обама вә мит ромней, өткән сәйшәнбә күни 2‏-қетим бәс-муназиридә учрашқан иди. Бу икки намзат алдимиздики дүшәнбә күни ахирқи нөвәтлик бәс-муназиридә учришидиған болуп, көзәткүчиләр 3-нөвәтлик учришишниң әң муһим темисиниң йәнә хитай болидиғанлиқини, болупму хитайниң асиядики зорийиватқан сиясий тәсири вә америка-хитай мунасивитигә мәркәзлишидиғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.