Америка билән хитай 11 - сентәбир күнидә террорлуққа қарши диалог башлашни җакарлиди
Мухбиримиз вәли
2009.09.11
2009.09.11
AFP Photo
'Он биринчи сентәбир вәқәси америка хәлқниң дилиға салған азапни кәткүзүшкә һөзрә кар қилмайду '
2001 - Йили 11 - синтәбир күни әтигәндә, террорчилар тәрипидин гүрөгә еливелинған америка авиатсийә ширкитиниң 4 йолучилар айрупиланиниң иккиси нюйорктики дуня сода сарийиниң қошмақ бинасиға соқулуп, бири бәш бүрҗәк бинаниң бир бүрҗикигә соқулуп, ақ сарайға қарап учуп келиватқан йәнә бири террорчилар билән йолучилар оттурисидики җиддий елишишлар нәтиҗисидә, пенселвиния штатиниң шанкисвел шәһәрчисиниң сәһрасида йәргә чүшүп кетип пачақлинип, җәми 2752 нәпәр бигуна адәм һаятидин айрилған иди. С н н ниң баян қилишичә, амрика президенти обама бу дәһшәтлик террорлуқни әсләйдиған паалийәттә қилған сөзидә 'он биринчи сентәбир вәқәси америка хәлқниң дилиға салған азапни кәткүзүшкә һөзрә кар қилмайду ' деди.Америка билән хитай әмди террорлуққа қарши диалогни башлайдиғанлиқини җакарлиди
Америкида 11 - сентәбир вәқәсиниң 8 йиллиқ хатирә күнлиридә, хитай хәлқ қурултеейиниң башлиқи ву баңго америкиға кәлди. Б б с ниң баян қилишичә, америка ташқи ишлар министири һелари килитон ахшам ву баңго билән көрүшкәндә, америка билән хитай оттурисидики террорлуққа қарши диалогни башлайдиғанлиқини җакарлиди.Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, америка президенти обамаму бүгүн әтигәндә ву баңго билән көрүшкәндә, ву баңго униңға һәр икки тәрәп өзиниң истратегийилик мәнпәәти үчүн, икки дөләт оттурисиида сақлиниватқан зиддийәт вә мәсилиләрни мувапиқ бир тәрәп қилишни, америкиниң ихтилапларни яки диний вә пикир әркинликини баһанә қилип, бөлгүнчиләрни қоллап җуңгониң ички ишиға арилашмаслиқини тәләп қилған. Әмма америка техичә өзиниң немини оттуриға қойидиғанлиқини ашкарилимиди. Террорлуққа қарши диалогта, америка хитайдин афғанистан вә пакистанға әскәр чиқирип ярдәм беришни, хитай америкидин 'шәрқи түркстанчилар' мәсилисидә йол қоюшни тәләп қилиши мумкин б б с ниң баян қилишичә, бейҗиң университетиниң хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси җу фең 'хитай билән америка оттурисида һазир, сода җәһәттә очуқ - ашкара, һәрбий күч мәсилисидә болса юшурун сүркилиш бар. Хитай билән америка оттурисида, бундақ әһвал астида өткүзилидиған террорлуққа қарши диалогта, америка, хитайдин афғанистан вә пакистанға әскәр чиқирип ярдәм беришни тәләп қилиши мумкин. Әмма хитай, гуәнтанамодики җинайәт гумандарлири мәсилисидә америкидин нарази болуп келиватқан болғачқа, америкидин 'шәрқи түркстанчилар' мәсилисидә йол қоюшни тәләп қилиши мумкин.
Әмәлийәттә һазир америкиниң қиливатқини билән хитайниң қиливатқини башқа иш
Америкида туруватқан мәшһур язғучи гу юән әпәндиниң тәһлил қилишичә, һазир америка буниңдин 8 йил бурун бирақла бир нәччә миң америкилиқни һаятидин айриған 11 - сентәбир вәқәсини әсләватқан вә дөлитиниң иқтисадини әслигә кәлтүрүш үчүн тиришиватқанда, хитайниң қиливатқини башқа иш.Гу юән әпәнди 'хитайниң һәрбий парат мәшқиғә нәзәр' дегән мақалисидә баян қилишичә, дөләт қурулғанлиқини хатириләш дегән әслидә пүтүн хәлқниң паалийити болуши керәк иди. Әмма хитайда һазир дөләт қуурлғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш тәйярлиқида, хәлқниң паалийити йоқ, пәқәт һәрбийләрниңла һәрикити бар. Әң муһими, чиш - тирниқиғичә қоралланған һәрбйи қисимлар дөләт пуқралириға һечқандақ бихәтәрлик туйғуси елип кәлгини йоқ.
Гу юән әпәндиниң тәһлил қилишичә, хитайдики һазирқи һәрбий парат тәйярлиқи, мушу 60 йил ичидә 'америкиға қарши туруп корийигә ярдәм бериш уруши', 'җуңго - һиндистан чегра уруши', 'җенбавдав уруши', 'қизил кехмирларға ярдәм бериш уруши', 'вейтнамға җаза йүрүш қилиш уруши' дегәндәк урушларни қилип мәғлуп болған армийиниң, йеқинқи йилларда 'әгәр америка тәйвән мәсилисигә арилашса, шиәнниң шәрқидики һәммә җай күкүм - талқан қилинсиму, уруш қилиштин янмаслиққа тәйярлиқ қилип қойдуқ, америкиму чоң шәһәрлириниң һәммси түзлинип кетишигә тәйярлиқ қилип қойсун' дәп по етип, қайтидин баш күтүрүп чиқиш үчүн қиливатқан һәрикити. Әмәлийәттә бу, коммунист партийиниң хәлқтин пүтүнләй айрилип қалғанлиқи үчүн, һазир өзиниң сайсидинму үркүп қиливатқан һәрикити.