Хитайниң генерал майори: америка җуңгони искәнҗигә алмақчи

Америка президенти обаманиң йеқинқи асия зиярити вә америкиниң асияға қаратқан сияситидики өзгиришләрдин кейин хитайда бу һәқтә һәрхил инкаслар қозғалған иди.
Мухбиримиз җүмә
2011.11.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бу хилдики инкасларниң ичидә хитай һәрбий хадимниң оттуриға қойғанлири алаһидә көзгә челиқиду. Дүшәнбә күни хитайниң дөләт ахбаратида обзор елан қилған хитай генерал майори ло йүән америкиниң хитайни муһасиригә алмақчи болғанлиқини көрсәтти.

Бу пикир йүргүзгән мулаһизичиләр болса хитай шундақ ойлиған тәқдирдиму йәнила америка билән һәмкарлишишқа мәҗбур икәнликини илгири сүрди.

Америка президенти обаманиң асия сиясити бундин икки һәптә илгири зор өзгириш ясиди. 16 - Ноябир австралийә парламентида нутуқ сөзлигән обама, америкиниң асия - тинч окян дөлити икәнликини қайта тәкитлиди. Обама, нөвәттики урушларниң аяғлаштурулушиға әгишип, америкиниң асиядики мәвҗутлуқини илгири сүрушни әң муһим ишлар қатариға қоюшқа тутунғанлиқи вә һәрбий хам чотта қисқартиш болған тәқдирдиму америкиниң асия - тинч окян районидики һәрбий чиқиминиң кемәйтилмәйдиғанлиқини көрсәтти.

У мундақ деди: мениң бу җәһәттики көрсәтмәм бәкла рошән. Биз кәлгүси һәрбий хамчотларни тәқсимләватқан пәйтләрдә, америкиниң бу райондики күчлүк һәрбий мәвҗутлуқини сақлап қелишқа йетәрлик мәбләғ аҗритимиз. Америка бир тинч окян дөлити вә биз бу йәрдин кәтмәймиз.

Америка президенти йәнә америкиниң австралийидә һәрбий база қуридиғанлиқиниму ашкарилиған иди.

Дәрвәқә америкиниң асия сияситидики бу өзгиришләр асиядики нурғун дөләтләрниң диққитини тартқан болуп, хитай мулаһизичиләрму бу һәқтә һәрхил пикирләрни оттуриға қоюшқа башлиди.

Гәрчә хитай һөкүмити бу һәқтә рәсмий шәкилдә инкас қайтурмиған болсиму, хитайниң һәрбий тәтқиқатчиси ло йүән дүшәнбә күни елан қилған обзорида америкиниң хитайни муһасиригә алмақчи болғанлиқини оттуриға қойди.

Хитай азадлиқ армийисиниң генерал майори вә тәтқиқатчи ло йүән илгириму америкиниң асия - тинч окян сиясити һәққидә мулаһизиләрни елан қилған иди.

Униң бу нөвәт обаманиң йеқинқи асия зиярити һәққидики обзори хитайниң һөкүмәт башқурушидики “хәлқ” гезитигә бесилди.

Ло обзорида мундақ дегән: америка қошма штатлири асияға қайтип келишини хитайниң әтрапидики районларға қошун вә башқиларни турғузуш билән башлиди. Униң бу йәрдики ғәризи ениқ. Буларниң һәммиси җуңгоға қаритилған; у болсиму җуңгони искәнҗигә елиштин башқа нәрсә әмәс.

Ло йәнә муну қурлар арқилиқ америкиға хитаб қилған: җуңго америкиниң һечқандақ мәнпәитигә дәхли қилмиған йәрдә, асияда хитайни қоршавға елип немә иш қилисиләр.

Түркийә һаҗитәпә университетидики доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитай асия районлирида йүргүзгән сиясәт америкиниң мәнпәитигә дәхли - тәруз қилған.

Ло йүән мақалисидә америкиниң асия истратегийисини тәнқидләп мундақ язған: америка чоң истратегийилик хаталиқ садир қилди. У дүшминини хата мөлчәрләп қелип, өзиниң истратегийилик нәзирини чатақ бир җайға тикип қалди. Униң истратегийилик уссуллириму һәм хата.

Бу һәқтә тохталған әркин әкрәм, юқириқиларниң пәқәт шәхсий пикир сүпитидә қелип қалидиғанлиқи, башқиларниң қандақ дейишидин қәтий нәзәр хитайниң америкиға нисбәтән еһтиятчан муамилә қилидиғанлиқини билдүрди.

Әркин әкрәм ахирида америкиниң һазирқи әмәлий күчи җәһәттин елип ейтқанда, асиядики дөләт мәнпәитини қоғдашқа қурби йетидиғанлиқини һәмдә нөвәттә бу мәнпәәтлирини қоғдаш мәқситигә йетәләйдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.