Кишилик һоқуқ органлири: америка, өз қиммәт қаришиңда чиң тур!

Йеқинда хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, әркинлик сарийи, кишилик һоқуқ биринчи, хәлқара тибәт һәрикити, уйғур америка бирләшмиси қатарлиқ 9 орган бирликтә америка ташқи ишлар министири һилларий клинтон ханимға мәктуп йоллап, америкиниң хитайға қаратқан ташқи сияситидә кишилик һоқуқниң әһмийитини тәкитлиди.
Мухбиримиз ирадә
2010.10.26
Xilary-klinton-xanim-Xu-jintaw-beijingda-305 Сүрәт, 2010 - йили 25 - май, америка ташқи ишлар министири һилларий клинтон ханим, америка малийә министири тимосий һейтнер билән биргә хитай хәлқ сарийида ху җинтав билән көрүшүватқан көрүнүш.
AFP Photo

Улар мәктубида америкиниң хитай билән болған мунасивәтлиридә кишилик һоқуқ принсиплирида чиң туруп, өз қиммәт қаришини қоғдиши керәкликини билдүргән.

Мәктупта йәнә, америка президенти барак обама вә ташқи ишлар министири һилларий клинтон ханимниң нобел мукапатиға еришкән язғучи люшавбо мәсилиси һәққидә хитайға қилған чақириқи алқишланған вә клинтон ханимниң 2011 - йили биринчи айда елип берилидиған америка - хитай сөһбитидә кишилик һоқуқни алдинқи орунға қоюши дәвәт қилинған.

Биз америка ташқи ишлар министири һилларий клинтон ханимға йолланған мәктупниң мәзмуни вә оттуриға қоюлған пикирләрниң немә икәнликини билиш үчүн бу хәтни йоллиған органларниң бири болған әркинлик сарийи тәшкилатиниң пикир әркинлики ишханисиниң мудири кортней рәдс ханимни зиярәт қилдуқ.

Кортней ханим алди билән һилларий клинтон ханимға мәктупни йоллаштики мәқситини ейтип бәрди:

-- Биз қалған кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән бирликтә, ташқи ишлар министири һилларий клинтон ханимни хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилиси үстидә хитайға бесим ишлитишкә чақириш үчүн, бу хәтни униңға йоллидуқ. Чүнки биз обама һөкүмитиниң кишилик һоқуққа йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлмәйватқанлиқиға ишинимиз. Биз бу хәттә һөкүмәтни кишилик һоқуқни алдинқи орунға қоюшқа дәвәт қилип, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу һәқтики әндишини йәткүздуқ. Америка һөкүмитини хитайниң тәсиригә учримаслиққа чақирдуқ.

Мәлум болушичә, бу хәттә америка һөкүмитигә бир қанчә маддилиқ тәләп - пикирләр сунулған болуп, кортней ханим оттуриға қоюлған бу тәләп - пикирләр һәққидә қисқичә мәлумат берип мундақ деди:

-- Биз бу хәттә америка һөкүмитиниң хитайға дөләтни қанун билән идарә қилиш, дөләтни идарә қилишта очуқ вә мәсулийәтчанлиқни ашуруш, муһит мәсилиси қатарлиқ мәсилиләр үстидики бесимни арттурушини тәләп қилдуқ. Буниңдин сирт биз йәнә, һилларий клинтон вә униң әтрапидики ярдәмчилириниң бейҗиңда вә вашингтонда уйғур, тибәт вә хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә шундақла адәттики пуқралар билән учришиш елип беришини, пәқәтла һөкүмәт әмәлдарлири билән әмәс, охшимайдиған кишиләр билән көрүшүш тәлипини оттуриға қойдуқ.

Кортней ханим сөзиниң ахирида, өзиниң америка ташқи ишлар министириниң худди у бурун оттуриға қойған хитайдики интернет әркинлики мәсилиси, гогул ширкитиниң мәсилиси қатарлиқлар билән бирликтә хитайдики уйғур вә тибәт хәлқигә йүргүзүливатқан инсан һәқлири зулуми мәсилисигә җиддий қарап, хитайға бу һәқтики бесимни ашурушини тәләп қилғанлиқини ейтти.

Һилларий клинтон ханимға мәктуп язған 9 кишилик һоқуқ оргининиң ичидә америка уйғур бирләшмисиму бар болуп, биз бу мунасивәт билән америка уйғур бирләшмисиниң баш катиби, д у қ муавин рәиси өмәр қанат әпәндиниму зиярәт қилдуқ. У сөзидә америкиниң йеқиндин буян хитайға қаратқан сияситидики юмшақ тәләппузини өзгәрткәнликини, шуңа америкиниң кишилик һоқуқ мәсилисидиму охшаш қаттиқ тәләппуз қоллиниши керәкликини билдүрди.

Өмәр қанат әпәнди сөзидә йәнә, америкиниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийисидә кишини хуш қилғудәк өзгиришләрниң барлиқини, шуңа январдики икки дөләт сөһбитидиму уйғур мәсилисиниң чоқум муһим мәсилә қатарида күн тәртипкә келидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.