2009 - Йиллиқ америка - хитай мунасивити 'һәмкарлиқ вә сүркилиш ичидики мунасивәт'
Мухбиримиз миһрибан
2009.12.31
2009.12.31
AFP Photo
Бу йил демократлар партийисидин намзатлиққа көрситип, америка президенти болуп сайланған барак обаманиң хтайға қаратқан тунҗи зиярити 11 - ай мәзгилидә елип берилған болуп, 17 - ноябир күни икки дөләт рәһбири бирликтә баянат елан қилип, "америка билән хитайдин ибарәт икки дөләтниң бундин кейин өз - ара һәмкарлиқни күчәйтип, 21 - әсир ичидә икки дөләт арисидики мунасивәтни көп нуқтилардин һәмкарлиқ бирлики һасил қилинған өз - ара баравәрлик вә һәмкарлиқ мунасивитигә айландуруш" ни җакарлиған иди.
Сода мунасивити җәһәттин елип ейтқанда, америка вә хитай икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқ икки дөләт оттурисида сода келишими имзаланған 30 йилдин буян 130 һәссә ашқан. Әмма шуниң билән бирликтә икки дөләт оттурисидики сода вә башқа җәһәтләрдики мунасивәтләрму йиллардикигә нисбәтән җиддийләшкән.
Америка авази радио истансисиниң 2009 - йили 31 - декабирдики хәвәр анализида йезилишичә, "америка 2009 - йилниң алдинқи 3 пәслидә хитайниң 14 түрдики тавар мәһсулати үстидин тәкшүрүшни тәләп қилған болуп , әрз қилинған бу тавар мәһсулатлириниң қиммити 5 милярд 840 милйон америка доллири болған болуп илгирики йиллардики тавар мәһсулатлири һәққидики әрзләрдин 639% ашқан."
Америкиниң хитайдики баш әлчиси җон хунтсман америка авази радио истансисиниң зияритини қобул қилғинида, " икки дөләт оттурисидики сода вә башқа һәмкарлиқ мунасивәтлиридә һәмкарлиқ ичидә сүркилишләрниң болуши наһайити тәбиий әһвал. Америка билән хитайниң сода һәмкарлиқ мунасивитидә 400 милярд долларлиқ сода келишими имзаланған болуп, бу икки дөләт сода һәмкарлиқ мунасивитидики һәмкарлиқлар хәлқара сода мунасивитидә муһим нисбәтни игиләйду " дәп җаваб бәргән.
Вашингтон почтиси гезитиниң тәһлилидә көрситилишичә, америка билән хитай оттурисидики һәмкарлиқни асас қилған сода мунасивитидә , бу бир йил ичидә америка билән хитай оттурисидики балон вәқәси, әқлий мүлүк даваси вә америкиниң хитайниң полат материяллириға болған баҗни көпәйтиш қатарлиқ җәһәтләрдики икки дөләт оттурисидики талаш - тартишлар бу икки дөләт оттурисики сода мунасивитидики сүркилишләрни пәйдә қилған асаси амиллар һесаблинидикән.
Америка авази радио истансисиниң 30 - декабирдики америка билән хитай мунасивити һәққидики анализида, икки дөләт оттурисидики ихтилаплар һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: "америка билән хитай нөвәттә хәлқара иқтисади қийинчилиқ мәзгилидә гәрчә иқтисади җәһәттин өз - ара һәмкарлиқ орнитиватқан болсиму, әмма нөвәттики тәйвән мәсилиси, хитайниң тибәт вә уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләргә қаратқан миллий сиясити, хитайдики кишилик һоқуқ хатириси, диний етиқад әркинлики, хитайда охшимиған демократик идийидики кишиләрниң тутқун қилиниши, хитайдики пуқраларниң интернет әркинлики қатарлиқ мәсилиләрдә хитайниң ғәрб демократик дөләтлиридин пәрқлиқ һалдики дөләт түзүмини қоллиниши сәвәблик , һелиму бу икки дөләт оттурисида охшимиған қараш вә ихтилаплар мәвҗут болуп турупту."
Ню -йорк вақти гезитидә, америкиниң хитай билән болған мунасивитидә, 2010 - йилидики тәрәққиятқа баһа берилгән болуп, америкиниң тәйвән мәсилиси, тибәт вә уйғурлар мәсилиси, хитайдики кишилик һоқуқ вә диний әркинлик мәсилиси қатарлиқ хитай сияситигә тақилидиған мәсилиләр һәм хәлқара мунасивәттә муһим орунда туруп келиватқан иран вә шималий корийә қатарлиқ дөләтләрниң ядро қораллири мәсилиси, дуня иқтисадиниң йүксилишини қолға кәлтүрүш, хәлқара һава килимати қатарлиқ мәсилиләрдә америка билән хитай оттурисида пикир ихтилаплири йүз берип, йәнә бәзи сүркилишләр болуши мумкин икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.