Америка-хитай-пакистан мунасивәтлири вә талибанларниң һуҗуми

Йәкшәнбә күни, 6 нәпәр талибан пакистанниң карачидики миһран һава армийә базисиға уштумтут һуҗум қозғап, пакистан әскәрлири билән 10 нәччә саәт етишти вә 17 нәпәр чәтәлликни гөрүгә еливалди.
Мухбиримиз вәли
2011.05.24
shapqadar-shehiri-taliban-partlash-305.jpg Талибанлар пакистанниң шапқадар шәһиридә партлаш вәқәси пайда қилди. 2011-Йили 13-май.
AFP

Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, талибанлар йәкшәнбә күни пакистанниң карачидики миһран һава армийә базисиға уштумтут һуҗум қозғиған. Пакистанниң миһран һава армийә базисида постта турған вә көзәтчилик қиливатқан 100 нәпәр әскири, шу күни кәч саәт 11дин кейин, һуҗум қозғиған 6 нәпәр талибан билән 10 нәччә саәт етишқан. Пакистан қисимлири ахирқи һесабта, талибанлар гөрүгә еливалған 17 нәпәр чәтәлликни қутқузувалған. Талибанлар бу һуҗумни, америкиниң осама бин ладенни мәхпий өлтүргәнликигә қарши елип барған өч елиш дәп җакарлиған.

Пакистан ички ишлар министири рахман маликниң ейтишичә, террорчилар пакистанниң миһран һава армийә базисиға һуҗум қилған вәқәдә, пакистан тәрәптин 16 адәм өлгән (буниң 10и әскәр), 20 адәм яриланған. Пакистан һава армийисиниң мәхсус террорчилиққа қарши уруш үчүн тәйярлиған урушчи айропиланлиридин P-3C бәлгилик су асти парахотларни чарлашта қоллинидиған, америкидин сетиливалған икки айропилани пачақланған. Талибанлардин 3 и етип өлтүрүлгән, йәнә бири өзини партлитип өлгән, икки террорчи нәқ мәйдандин қечип кәткән.

Униң ейтишичә, бу вәқәдә террорчилар тәрипидин гөрүгә еливелинған 17 нәпәр чәтәлликниң 11и хитай, пакистан һава қисимлири үчүн учқучи тәрбийилигүчиләр, 6 си америкилиқ айропилан михайники. Пакистан қисимлири бу 17 нәпәр чәтәлликниң аран бирини қутқузалмиған.

Пакистан баш министири йүсүп гилани дүшәнбә күни, пакистанниң миһран һава армийә базисиға қилинған террорлуқ һуҗумда һаятидин айрилғанларни қәһриман дәп җакарлиған. Бу вәқәдә террорчилар билән елишқан пакистан әскәрлирини пакистанниң пәхри дәп мәдһийилигән.

Америка авазиниң баян қилишичә, 6 нәпәр талибан пакистанниң карачидики миһран һава армийә базисиға һуҗум қилип, пакистанниң уруш айропиланлирини пачақлап, бу һәрбий базида һәрикәт қиливатқан 17 нәпәр чәтәлликни гөрүгә еливалғанлиқи вә йүзлигән пакистан әскири билән 10 нәччә саәт етишқанлиқи, бу шиддәтлик етишишта талибанлардин йәнә бир нәччиси сақ қелип, һәтта нәқ мәйдандин қечип чиқип кәткәнлики елан қилинғандин кейин, хәлқарада бир мунчә дөләтләрдә, пакистан қисимлириниң иқтидариға нисбәтән чоң гуман пәйда болған.

Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, ахбарат йиғиниға қатнашқан мухбирлар хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң йүниң, талибанлар пакистанниң карачидики һава армийә базисида гөрүгә еливалғанларниң ичидә хитай пуқраси барлиқи, шундақла пакистанниң, хитайни карачида деңиз армийә базиси қурушқа аллиқачан тәклип қилғанлиқидин ибарәт хәлқи -аләмгә ашкара ишларниму етирап қилмиғанлиқидин һәзәр әйлигән.

Шинхуа агентлиқиниң кабулдин баян қилишичә, бүгүн америка, пакистан, афғанистан дипломатлири кабулда өткүзгән үч тәрәп сөһбитидә, пакистан дипломатлири, афғанистанниң талибанлар билән келишип, дөләтни бирликкә кәлтүрүшигә ярдәм қилидиғанлиқини җакарлиған.

Америка президенти обама йәкшәнбә күни явропа зияритини башлаш алдида б б с агентлиқиға, америка пакистанниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилидиғанлиқини, әмма пакистанда давамлишиватқан америкиға қарши һәрикәтләргә сүкүт қилип турмайдиғанлиқини, буниңдин кейин, америкиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн, худди америка алаһидә қисимлири осама бин ладенға қарши қозғиған мәхпий һәрикәткә охшаш һуҗумларни пакистанда вә һәр қандақ башқа җайда йәнә қозғайдиғанлиқини әскәрткән. Обама сөзидә, афғанистан билән талибанлар сөһбәт арқилиқ тинчлиқ имзалап, дөләтни бирликкә кәлтүрүши, талибанлар өзи алди билән әлқаидичиләрдин алақисини үзүши керәкликини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.