Америка дөләт мәҗлисидә хитай билән болған сода һәққидики қанунларни өзгәртиш тәйярлиқи елип берилмақта


2006.12.21

Америка дөләт мәҗлиси сәйшәнбә күни, күнсери көпийиватқан америка билән хитай оттурисидики содидики тәңсизликкә қарши һөкүмәтниң тәдбир елишини асанлаштуруш үчүн һәрикәткә өтүп, бу мәқсәт билән мәвҗут қанунларға өзгириш киргүзүш үчүн тәйярлиққа башлиған.

Хәвәрләргә қариғанда, америка дөләт мәҗлиси һөкүмәтниң хитайға қарши чарә-тәдбир қоллинишни асанлаштуруш үчүн мәвҗут қанунларни өзгәртиш һәрикитини, малийә министирлиқиниң йеқинда хитай билән сода мунасивәтлири тоғрисида дөләт мәҗлисигә сунған доклатидин кейин техиму тезләштүргән.

Америка малийә министирлиқи тәрипидин дөләт мәҗлисигә сунулған доклатта, хитай билән америка оттурсидики содида мәвҗут тәңсизликниң асасән хитай һөкүмитиниң хитай пулиниң қиммитини мәқсәтлик һалда төвән тутқанлиқидин келип чиққанлиқи, гәрчә америка һөкүмити хитайдин хитай пулиниң қиммитини сүний һалда төвән тутуп турушни тохтитип, өзиниң тәбий қиммитигә еришишигә йол қоюшини тәләп қилип кәлгән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң буниңға писәнт қилмиғанлиқи тәкитләнгән. Америка малийә министирлиқиниң билдүрүшичә, америка билән хитай арисида йүз бериватқан содидики тәңсизлик күндин күнгә җиддийлишиватқан болуп, йилда 200 милярд долларға йәткән. Йәни хитай америкиға һәр йили қиммити 200 милярд доллардин ошуқ тавар експорт қилидикән.

Сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, президент буш һөкүмити америка дөләт мәҗлиси тәрипидин тәйярланған қанун лайиһисини дәрһал қобул қилиши мумкин. Чүнки демократлар нөвәттә, президент буш һөкүмитини сода ихтилапида хитайға қарши қаттиқ тәдбир қолланмиди дәп әйиблимәктә, һәмдә өткән ай америкида өткүзүлгән дөләт мәҗлиси сайлимда президент бушни тәнқид қилиш үчүн бу мәсилидин пайдиланған.

Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси малийә ишлири комитетиниң рәислик вәзиписини үстигә елиш алдида турған демократчил сенатор макс бавкос " хитай һөкүмити хитай пулиниң қиммитини ислаһ қилиши керәк. Һәммимизгә аянки, бу мәсилидә ислаһат елип беришни тәхир қилиш, һәм хитай иқтисадиға һәм америкиға һәмдә хитай америка мунасивәтлиригә зиянлиқ" деди.

У мәвҗут қанунларниң башқа дөләтләр билән дөләт пулиниң қиммити мәсилсидә мәвҗут ихтлапларни биртәрәп қилишқа җаваб бирәлмәйдиған әһвалда икәнликини билдүрди.

Хәвәрләргә қариғанда, америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатаси йеңи қанун лайиһиси чиқриштин бурун алдимиздики йилда америка-хитай мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқтин өтүш йеғинлири уюштуруп, малийә министирлиқи хадимлирини гуваһлиқтин өтүш үчүн тәклип қилидикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.