Америка билән японийә хитай тәһдитигә қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә башлиди
Мухбиримиз әркин
2010.10.25
2010.10.25
AFP Photo
Японийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, америка - японийә әмәлдарлириниң йеқиндин буян елип барған юқири дәриҗилик учришишлирида хитайниң һәрбий тәһдитигә қандақ тақабил туруш мәсилиси мәркәзлик музакирә қилинған.
Японийә ахбарат вастилириниң америка вә японийилик дипломатларниң сөзидин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, токйо билән вашингтон хитайниң районда күнсери күчийиватқан һәрбий җәһәттики тәһдит селиш күчигә қарши истратегийилик һәмкарлиқни, болупму деңиздики тәһдиткә қарши һәмкарлиқни күчәйтишни нишан қилған юқири дәриҗиликләр сөһбитини қанат яйдурушқа башлиған.
Японийә "йомюро " гезитиниң дүшәнбә күни дипломатик мәнбәләрдин нәқил кәлтүрүп бәргән хәвиридә, бу түрлүк сөһбәтләрниң йеқиндин бери икки дөләт юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң арисида башланғанлиқини, америка - японийә ташқи ишлар министирлириниң 23 - сентәбир күни нюйорк шәһиридә өткүзүлгән сөһбитидә бу мәслә музакирә қилинғанлиқини, америка тәрәпниң һәмкарлиқни күчәйтиш пиланини оттуриға қойғанлиқини илгири сүргән.
Японийә ахбарат вастилириниң хәвәрлиридә йәнә, америка - японийә әмәлдарлириниң 23 - сентәбирдики учришишида бу мәсилә музакирә қилинипла қалмай, японийә муавин ташқи ишлар министири кеничиро сасе билән америка муавин дөләт ишлар министири җим стейнбергниң 12 - өктәбир күни вашингтонда елип барған сөһбитиниң бу мәсилигә четилғанлиқи, икки тәрәпләрниң хитай пәйда қиливатқан деңиздики һәрбий тәһдитни музакирә қилғанлиқи вә өз ара пикир алмаштурғанлиқи илгири сүрүлгән.
Японийә ташқи ишлар министири мехара билән америка дөләт ишлар министири клинтон ханим чаршәнбә күни һавайда учришиду. Икки дөләтниң дипломатийә саһәсидики затлар, америка - японийә юқири дәриҗилик диалоглирида хитайниң күнсери ешип бериватқан хәлқара җәмийәттики тәсир күчи вә кәң көләмлик һәрбий тәрәққият қурулушиға қандақ инкас қайтуруш мәсилиси музакиригә қоюлуп келиватқанлиқини, клинтон вә михараниң һавайдики сөһбитиниң темиси мәркәзлик һалда йәнә шу хитайниң һәрбий тәрәққият мәсилисигә четилидиғанлиқини билдүргән. Лекин дипломатик мәнбәләр, америкиниң японийә билән өткүзүлүватқан хитайға қандақ тақабил туруш мәзмунидики бу диалоглар хитайда паракәндичилик қозғап, хитай билән болған башқа саһәләрдики һәмкарлиқини оңушсизлиққа учришишидин еһтият қиливатқанлиқи, бу диалогларниң, болупму йәр шари һава килимати, пул - муамилә кризиси вә шимали корийә ядро қораллар пилани қатарлиқ мәсилиләрни оңушсизлиққа учритиштин еһтият қилип, тәмкинлик билән һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрмәктә.
Лекин, америкидики вәзийәт анализчиси илшат һәсән әпәнди, гәрчә америка юқириқи мәсилиләрдә хитай билән һәмкарлишишқа мәҗбур болсиму, лекин хитайниң деңиздики тәсир даирисини кеңәйтишкә үзлүксиз урунуп, униң японийә деңиз тәвәлики әтрапи вә җәнубий җуңго деңизида пәйда қилған йеқинқи иғвагәрчилик һәрикәтлириниң америкини биарам қилғанлиқини, бу әһвалда америкиниң японийә билән болған иттипақдашлиққа әһмийәт беришни күчәйтип, японийә билән болған соғуқ мунасивәт дәвридики бурунқи мунасивәтни әслигә кәлтүрүшкә башлиғанлиқини илгири сүрди.
Хитайда деңизға қарап кеңийиш керәкму яки қуруқлуққа қарап кеңийиш керәкму дегән мәсилә, аз кәм йеқинқи 150 йилдин бери изчил талаш - тартиш темиси болуп кәлгән тарихий бир мәсилисидур. Бу мәсилә 19 - әсирниң кейинки йеримида манҗу ордиси шәрқий түркистанға әскәр чиқирип, қәшқәрийини истила қилиш мәсилисини музакирә қилғанда ордидики һәрбий вә мүлки әмәлдарлар арисида талаш - тартиш қозғиған иди. Бу мәсилә манҗу ордисидики деңизға кеңийишни тәшәббус қилғучиларниң вәкили, шималий деңиз вәзири ли хоңҗаң билән, қәшқәрийини истила қилип, қуруқлуққа кеңийишни тәшәббус қилғучиларниң вәкили зу зуңтаң оттурисида кәскин талаш - тартиш қилинған.
Манҗу ордисидики бу муназирә қуруқлуққа кеңийиш тәрәпдарлириниң үстүнлүки билән ахирлашқан болсиму, лекин бу мәсилидики талаш - тартиш һазирға қәдәр түгимигән иди. Хитай бу йил 5 - айда "деңиз армийисиниң 2010 - йиллиқ тәрәққият доклати" елан қилип, деңиз армийисидә "қудрәтлик дөләт"кә айлинишниң миллий истратегийилик пилан икәнликини вә деңиз тәвәсидики игилик һоқуқни мустәһкәмләшни тәкитлигән. Илшат әпәнди хитайниң деңизға қарап кеңийиш пилани японийигә тәһдит пәйда қилипла қалмай, америкиниң райондики һәрбий мәвҗутлуқи билән тоқунуш пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.
Хитайниң деңиздики һәрбий паалийәт даирисини кеңәйтиши ялғуз америка вә японийини биарам қилипла қалмай, бу йәнә җәнубий җуңго деңизидики тақим аралларда игилик һоқуқи барлиқини оттуриға қоюп келиватқан райондики қошна әлләрдә әндишә қозғиған иди. Райондики вейтнам, филиппин қатарлиқ бу дөләтләр хитай билән охшашла сепратил тақим араллирида игилик һоқуқи барлиқини әскәртип, хитайниң бир тәрәплимилик игилик һоқуқ тәлипигә қарши чиққан. Мәзкур аралларниң игилик һоқуқи мәсилисидики талаш - тартишлар бәзидә бу районниң вәзийитини җиддийләштүриветидиған назук мәсилигә айлинип қалған.
Хитайниң бу йил язда җәнубий җуңго деңизидики аралларни "җуңгониң негизлик мәнпәәти" дәп елан қилип, японийә деңиз тәвәликигә йеқин районларда паалийәтни күчәйтиши райондики вәзийәтни җиддийләштүрүвәткән. Бу әһвалда америка хитайниң баянатиға инкас билдүргән иди.
Америкиниң муавин президенти байдин, америка дөләт мудапиә министири гейтис вә дөләт ишлар министири клинтон арқа - арқидин хитайни агаһландуруп, америка - японийә достлуқини вә җәнубий җуңго деңизида америкиниң мәнпәәти барлиқини тәкитлигән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.