Хитай әмәлдарлириниң йеңи модиси: 'америкиниң йешил картини елиш'

Хитай көчмәнлириниң америка вә канада қатарлиқ дөләтләргә келип олтурақлишип қелиш нисбити әзәлдин юқири. Хәвәрләрдин қариғанда, йеқинда хитайда пул тапқан байларда америкиниң йешил картини елиш долқуни көтүрүлгән болуп, пуллирини америка банкилириға қоюш арқилиқ мәбләғ салғучи салаһийитидә йешил карт алидиған хитай байлириниң сани йилдин - йилға көпәймәктә икән.
Мухбиримиз ирадә
2009.12.29
Amerika-girajdanliqigha-otush-yolliri-305.jpg Сүрәт, америка көчмәнләр идарисиниң тор бетидики һәр хил көчмәнләр тоғрисида чүшәндүрүшләр көрситилгән беттин көрүнүш.
www.uscis.gov Дин елинди.

Бүгүн америка авазиниң хитайчә хәвәрләр сәһиписдин мәлум болушичә, һазир хитайда пул тапқан байлар бәс - бәстә Америкиниң йешил картиға елтимас қиливатқан Болуп, 2009 - йили илтимас қилғучиларниң сани алдинқи бир йилға қариғанда бир һәссә артип, бир йилдила америка йешил картиға елтимас қилған хитай байлири 1000 нәпәрдин ешип кәткән. Бу долқун хитай байлиридин сирт йәнә, пуллуқ һөкүмәт әмәлдарлириниң арисидиму қозғалған болуп, нурғун әмәлдарлар бир яқтин балилири вә аялини америкиға йолға селиветип, бир яқтин өзлири йәнә хитайда әмилини утидиған әһвалларму интайин еғир икән.

Бу кишиләр еливатқан йешил карт түри америкиға мәбләғ салғучи салаһийитидикиләргә берилидиған йешил карт болуп, банкида әң аз дегәндә 10 милйон йүән хәлқ пули аманити болған кишиләрниңла бу хил картқа илтимас қилишқа шәрти тошидикән.
 
Хәвәрләрдин мәлум болушчә йәнә, һазир хитай пуқралириниң америка, канада, австралийә қатарлиқ дөләтләргә көчмән болуп кетиш нисбитиму барғансери өрлимәктә. Америкиниң "2008 - йиллиқ көчмәнләр ситатистика доклати"ға қариғанда, бир йилниң өзидила 40 миң хитай америка пуқралиқиға өткән.

Америка авазиниң тәкшүрүшидин қариғанда 2008 - йили хоңкоң вә авменниму өз ичигә алғанда пүтүн хитайдики юқири дәриҗилик әмәлдарларниң аилә тавабатлиридин бир милйон 80 миң киши чәтәлләргә көчмән болған.

Улар барған дөләтлиридә һәшәмәтлик өйләрни вә қиммәт аптомобилларни бир тийинму қәрз алмай нәқ пулға сетивалидикән. Кәйп - сапа сүрүдикән.

Биз юқириқи мәлуматлар һәққидә хитай ишлири мутәхәсисиси әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.