Америкидики қурбан һейт намизида уйғурлар учун дуа қилинди

Бүгүн америкидики уйғурларму дуня мусулманлири билән бирликтә қурбан һейтни күтүвалди. Вергинийә вә вашингтон әтрапидики уйғурлар қурбан һейт намизини бу йәрдики түрк җамаити билән бирликтә оқуған болуп, намазда җамаәт, шәрқий түркистанда хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситидә, зулум ичидә яшаватқан уйғурлар үчүн дуа қилишти.
Мухбиримиз миһрибан
2009.11.27

Виргинийә штати феирфакс шәһиридин зияритимизни қобул қилған осман қари һаҗим, бүгүнки һейт намизида җамаәтниң, имамниң йетәкчиликидә қилған дуасида, пүткүл мусулманларға асайишлиқ вә хатирҗәмлик тиләш билән биллә, шәрқий түркистанда һелиму хитай һөкүмитиниң асаритидә, зулум ичидә яшаватқан уйғур қериндашларниң балдуррақ әркинликкә еришиши үчүн дуа қилинғанлиқини, 5 - июл вәқәсидә қурбан болған һәм һелиму хитай түрмилиридә йетиватқан уйғурларниң әркинлики учун дуа қилинғанлиқини баян қилди.

Зияритимизни қобул қилған осман қари һаҗим, вә қәдирийә ханимлар пүткүл дуня мусулманлириниң әң чоң байрими болған қурбан һейт байримини мусибәт ичидә күтүвеливатқанлиқини, болупму бу йил язда йүз бәргән "5 - июл вәқәси" дин кейин, вәтән сиртидики уйғурларниң хитайниң қирғинчилиқи вә бастурушида өлүп кәткән, тутқун қилинған уйғур қериндашлири үчүн әң еғир матәм һалитидә туруватқанлиқини, шуңа бу һейтта вәтән сиртидики уйғурларниң мусибәт ичидә қурбан һейтни күтүвалғанлиқини баян қилишти.


Осман қари һаҗим, вәтән сиртидики уйғурларға вакалитән өзиниң вәтән ичидики уйғур қериндашларға болған салимини йәткүзүп қоюшимизни өтүнүнди.

Қәдирлик оқурмән достлар, пүткүл дуня мусулманлириниң қурбан һейт байрими тәбриклиниватқан мушундақ бир байрам күнидә, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида йүргүзүватқан бастуруш сияситигә нисбәтән хәлқарадики инсан һәқлири тәшкилатлири вә демократийә вә әркинликни яқлиғучи дөләтләр хитай һөкүмитини әйибләватқан болуп, пүткүл дуня хәлқи уйғурларниң тәқдиригә көңүл бөлүватмақта.

Түнүгүн явропа парламенти, уйғурлар вә тибәтләр һәққидә рәсмий қарар алған болуп, қарарда явропа иттипақиға әза дөләтләрниң хитай һөкүмитигә бесим ишлитип, хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә тибәтләр устидин елип бериватқан бастуруш сияситигә чәк қоюшни; хитай һөкүмитидин уйғур вә тибәт сиясий актиплириға бериливатқан өлүм җазасини тохтитишқа бесим ишлитиш һәққидә рәсмий қарар мақулланғанлиқини җакарлиди.

Чәйәлләрдә һейт өткүзүватқан уйғурлар , бу қарар еғир мусибәт ичидә туруватқан уйғурлар учун қиммәтлик бир совғат дәп қарашмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.