Ана сүтиниң әвзәлликлири һәққидә

Хитайда бовақлар сүт парашоки мәсилиси паш болған икки һәптидин буян уйғур елидиму, хитайда ишләнгән сүпәтсиз зәһәрлик сүт парашоклиридин зәһәрләнгән балиларниң сани күндин ‏ - күнгә көпәймәктә.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.24
bowaq-sut-imish-305.jpg Хитайдики мәлум дохтурханида давалиниватқан бовақ.
AFP Photo

Хитайда даңлиқ маркилиқ бовақлар сүт парашоклиридиму мәсилә көрүлүп,бовақларниң һаятиға тәһдит селип ата ‏ - аниларни түгимәс ғәм әндишә һәм азабларға дучар қиливатқан бир пәйттә,кишиләр ана сүтиниң бовақлар үчүн әң бихәтәр, әң мувапиқ озуқлуқ икәнликидәк әмәлийәтни йәниму тонуп йәтмәктә, игилишимизгә қариғанда, җүмлидин уйғур аниларму нөвәттә балилирини ана сүти билән имитишкә йәниму әһмийәт беришкә башлиған.

Нөвәттә аңлиғучилиримиз диққитигә болупму йеңи ана болған һәм болғуси анилар сәмигә мухбиримиз гүлчеһрәниң тәйярлишида бовақларниң әң яхши озуқиниң ана сүти икәнлики һәққидики программини сунмақчимиз.

Бовақлар йәнила ана сүти әмгини яхши

Хитайда сәнлу бовақлар сүт парашоки вәқәси паш болғандин кейинла,уйғур елидиму нурғун балиларниң хитайда ишләнгән зәһәрлик сүт парашокиниң қурбаниға айланғанлиқи ашкариланмақта. Уйғур ели сәһийә назаритиниң әң йеқинқи статистикисида көрситишичә, нөвәттә сүт парашоки сәвәблик кесәлгә гириптар болған бовақларниң мәлум болған сани 1253кә чиққан болуп, бу сан күндин ‏ - күнгә көпәймәктә. Бу балиларниң һәммиси дегүдәк икки яштин төвән бовақлар. Уйғур елидә һазирғичә бөрәктә таш пәйда болған бовақлардин сәккиз айлиқ бир бовақниң өлгәнлики мәлум.

Уйғурчә тор бәтләрдики мулаһизиләрдиму ана сүтиниң әһмийити һәққидә муназириләр давам қилмақта. Уйғур елигә қаратқан телефон зиярәтлиримиздин испатлинишичә, икки һәптидин буян давам қиливатқан мушундақ қорқунчлуқ хәвәрләр уйғур ата ‏ - аниларниму зор әндишә һәм азабларға дучар қилған. Бу мәсилә өз нөвитидә йәнә балилар үчүн әң бихәтәр һәм әң мувапиқ озуқлуқниң йәнила ана сүти икәнлики, аниларниң бовақлирини йәнила өзлириниң имитишиниң муһимлиқиға болған тонушниң чоңқурлишишиға һәмдә бу һәқтә издинишигә йол ачқан болуп, техиму көп яш анилар һәмдә болғуси анилар балилирини өзлири имитишниң әһмийитини йәниму тонуп йәтмәктә икән.

Ана сүтиниң балилар үчүн әң муһим, әң еһтияҗлиқ шундақла мувапиқ озуқлуқ икәнлики қайта ‏ - қайта испатлиниватқан, рәт қилишқа болмайдиған илим шундақла дуня миқясида аниларниң пәрзәнтлирини өзлири имитиши тәшәббус қилинмақта.

Әмма йеқинқи йиллардин буян уйғур анилиридиму, болупму шәһәрләрдики хизмәт қиливатқан анилар арисидиму, " сүтүм яхши әмәс, хизмитим алдираш, пигорам өзгирип кетиду" дегәндәк көп хил сәвәбләрни баһанә қилип бовақлирини әмдүрмәй, сүт парашоки беридиған әһвалларму пәйда болушқа башлиған.

Җуңгодики йемәкликләргә ишәнгили болмайду

Бу һәқтә үрүмчидики мәлум дохтурханида иккинчи пәрзәнтини дуняға апиридә қилиш алдида турған бир яш һамилдар аял зияритимизни қобул қилип, хизмитиниң алдирашлиқи сәвәблик дуняға келиш алдида турған иккинчи балисини сүт парашокида беқишни ойлашқан болсиму, сәнлу зәһәрлик сүт парашоки вәқәсидин кейин бу нийитидин йенип, амалниң беричә пәрзәнтини өзи имитишкә тиришиш қарариға кәлгәнликини билдүрди.

Һәр қандақ озуқлуқ ана сүтиниң орнини басалмайду

Нөвәттә базарда ана сүтидә бар болған озуқлуқ тәркиплиригә охшап кетидиған еминитлар қошулған, сүпәтлик ишләнгән бовақлар сүт парашоклириниң хиллири интайин көп, гәрчә бу хил сүт парашоклири ана сүтини өлчәм қилип, кала сүти яки пурчақ сүти асасида ишләнгән болсиму, әмәлийәт шуки, һәр қанчә есил сүпәтлик бовақлар сүт парашокидики озуқлуқ миқдари, болупму имунит күчини толуқлайдиған илминитлар йәнила ана сүтигә йәтмәйду. Демәк инсанлар техи %100 ана сүтигә охшайдиған сүт парашоки ишләпчиқиралиғини йоқ.

Аниларниң балилирини имитиши өзлири үчүнму пайдилиқ

Америка вирҗинийә шитатидики балилар дохтурханисида ишләватқан икки пәрзәнтниң аниси болғучи бир уйғур сестира ханим хизмәт тәҗрибисигә асасән, ана сүти әмгән балиларниң сүт парашоки әмгән балиларға қариғанда сағлам болидиғанлиқини.

Ана сүтиниң икки яштин төвән бовақлар үчүн әң яхши озуқлуқ һәм кесәлниң алдини елиш ваксиниси вә көп хил иқтидарлиқ мөҗизилик дориниң ролини ойнайдиғанлиқини тонуштуруп, уйғур анилириға пәрзәнтлирини қанчә узун болса, шунчә узун вақитқичә имитишкә тиришишини тәшәббус қилди.

Ана сүти бовақларниң һәзим қилишиға асан, сағлам үсүп йетилишидә әң еһтияҗлиқ һәм мувапиқ болған, һечқандақ нәрсә орнини басалмайдиған озуқлуқ болупла қалмай, бала имитиш йәнә аниниң сағламлиқи үчүнму охшашла муһим ролға игә. Шуңа шәрт ‏ - шараит яр бәрсә аниларниң бовақлирини икки йилға қәдәр имитишни давамлаштуруши тәвсийә қилиниду.

Испатлинишичә, болупму бала туғулуп алтә айғичә ана сүти билән озуқлинишиға капаләтлик қилиш, балиниң кесәлгә қарши туруш йәни имунит күчини шәкилләндүрүши, әқли қабилийитиниң сағламлиқи үчүн интайин зор әһмийәткә игә икән. Шуңа ана сүти балиларниң әң бихәтәр һәм мувапиқ озуқлуқи болупла қалмай, һаятлиқиниң булиқи һәм кесәлләрдин сақлиниш қалқинидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.