Һиҗрәттики уйғурларниң ана тилини сақлишида әң чоң риқабәт -нопусниң аз вә тарқақ бөлиши
2012.10.02
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати шундақла дуня уйғур қурултийи қатарлиқ нөвәттә уйғурларниң тил вә йезиқини қоғдаш җәһәттә хәлқарада паалийәт елип бериватқан тәшкилатлар чәтәлләрдики уйғурларниңму уйғурларниң ана тилни қоғдаш һәрикитигә ортақлишишини шундақла өзлири яшаватқан әлләрдики әвзәлликләрдин вә қанунлардин толуқ пайдилинип ана тил қоғдаш һәрикитини йәниму җанландурушни, әмәлий елип беришни тәшәббус қилиду.
Тил алақә қорали, кәң аммиви асасқа игә болуш йәни униң истемали, тилниң сақлинип қелишиниң дәсләпки шундақла әң муһим шәрти. Гүзәл вә җәзбдар уйғур тилиниң тәрәққияти тарихиға мунасивәтлик бибаһа пакитлар буни испатлап туридуки уйғур тили нәччә миң йиллардин буян охшимиған дәвр вә шараитларда уйғурларниң истемалидин чүшүп қалмиғачқа һазирға қәдәр йетип келәлигән.
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң қош тил маарип сиясити уйғур ана тил маарипиға елип келиватқан ғәлитилик вә қалаймиқанчилиқтин, уйғурлар өз пәрзәнтлиригә ана тилини өгитиштә гаңгираш һес қилдурған болса, уйғур мәдәнийәт топидин айрилған охшимиған тил шараитлирида,чәтәлләрдә яшаватқан уйғур ата аниларму охшашла яд тил вә яд мәдәнийәт шараитида пәрзәнтлириниң уйғур тилиға варислиқ қилиш һәққини қандақ қилип қоғдаш йолида қайғуриду.
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати тил вә тәрҗимә һоқуқи бөлүми мәсули қәйсәр өзһун әпәнди, охшимиған әлләрдә яшаватқан уйғурларниңму, хәлқара қәләмкәшләр тәшкилатиниң йеқинда мақуллиған "уйғурларниң тилини ишлитиш вә өз тилида маарип елип бериш һоқуқини қоғдаш" қарар лайиһисигә охшаш аз санлиқ милләтләрниң тилини қоғдашқа мунасивәтлик хәлқаралиқ әһдинамә вә қанунлардин үнүмлүк пайдилинишқа вә әмәлий һәрикәт елип беришқа чақирди.
Гәрчә уйғурларниң һиҗрәтлик һаятини башлиши техи йеқинқи тарих болсиму, болупму мәдәнийәт риқабити қучақлашма җәң һалитигә киргән бүгүнки америка явропа әллиридә яшаватқан уйғурлар, өз ана тилини сақлаш вә уни пәрзәнтлиригә өз гүзәллики алаһидилики бойичә мирас қалдурушни өзиниң пәрзәнти вә милләт алдидики әң йүксәк мәҗбурийити икәнликини тонуп йәтмәктә шуниңдәк буниң үчүн өзлириниң әмәлийитигә яриша һәрикәт қолланмақта.
Әмма дуня уйғур қурултийи муавин рәиси үмид агаһи әпәнди чәтәлләрдики уйғурларға нисбәтән нопусниң аз вә тарқақ болуши уйғур тилини сақлаштики әң әҗәллик бир мәсилә икәнликини оттуриға қойди.
Рошәнки үмид әпәнди чүшәндүргәндәк һәр қайси әлләрдә уйғурларниң сани вә шараити охшимисиму әмма нөвәттә һәр қандақ тил шараитида яшаватқан уйғурлар, уйғур уюшмилири вә җәмийәтлири уйғур пәрзәнтлиригә өз ана тили вә мәдәнийитини өгитишни әң муһим паалийәтләр қатариға қоймақта. Шундақла уйғур җәмийәтлиридә тил өгинишни вә қоллинишни бир мәдәнийәт һесабида омумлаштурушқа тиришмақта.