Дуня миқясида әң кейин тәбрикләнгән роза һейт

Дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар роза һейт тәнтәнисигә чөмгән минутларда, уйғур ели мусулманлири роза һейтни өз вақтида тәбрикләшкә мувәппәқ болалмиған.
Мухбиримиз җүмә
2008.10.01
Heyt-Namazdin-keyin-305.jpg Сүрәт, 2008 - йили 8 - авғуст күни, һейтгаһ мәсчити мәйданидики җүмә намизидин тарқиған уйғур җамаитидин бир көрүнүш.
AFP Photo

Гәрчә уйғур елидики диний затлар роза һейтни хитай ислам җәмийити бәлгиләп бәргән календар бойичә тәбрикләйдиғанлиқини оттурға қоюватқан болсиму, әмма чәтәлләрдики диний алимлар, мәйли қайси хилдики календар бойичә һесаблиғандиму роза һейтниң икки күн кечиктүрүлүшиниң тоғра әмәсликини илгир сүрмәктә.

Бу йил уйғур елидә роза һейт дуняниң һәрқандақ йеригә қариғанда кейин тәбрикләнгән болуп, мәлум болушичә, бу йил дуняниң башқа җайлирида, һәтта җуғрапийилик җайлишиш вә вақит райони җәһәттин уйғур елигә әң йеқин болған қазақистандиму роза һейт тәбриклинип бир күн өткәндә уйғур ели мусулманлири роза һейтни қутлуқлашниң орниға хитайниң дөләт байрими мунасивити билән елип берилған байрақ чиқириш мурасимиға йиғивелинған.

Роза һейтниң немә үчүн уйғур елидә икки күн кейин, йәни пәйшәнбә күни тәбриклинишидики сәвәбләрни игиләп беқиш үчүн уйғур елидики мунасивәтлик органларға телефон урған болсақму, органларниң һәммиси хитай дөләт байрими мунасивити билән қоюветилгән болғачқа улар билән көрүшүш мумкинчилики болмиди.

Хизмәтчи хадим:" роза һейтини хитай һөкүмәт даирилири бәлгиләп бәргән календар бойичә тәбрикләймиз"

Нәтиҗидә уйғур ели қәшқәр дияридики һейтгаһ җамәси, вә үрүмчи консул коча еғизиға җайлашқан ноғай мәсчитигә телефон урдуқ.
Қәшқәр һейтгаһ җамәсидики бир хизмәтчи хадим роза һейтини хитай һөкүмәт даирилири бәлгиләп бәргән календар бойичә тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.

Үрүмчи консул кочисиға җайлашқан ноғай мәсчити уйғур елидики әң чоң мәсчитләрниң биридур. Мәзкур мәсчиткә телефон урғинимизда нам шәрипини ашкарилашни халимиған бир қарий уйғур елидә роза һейтниң дуняниң башқа җайлириға қариғанда кейинрәк тәбриклинишидики сәвәбләрни " айниң көрүнүш бойичә болиду" дәп чүшәндүргән болсиму, әмма у өз чүшәндүрүшигә зит һалда йәнә, уйғур елидә роза һейтни хитай ислам җәмийәт бәлгиләп бәргән календар бойичә тәбрикләйдиғанлиқини илгири сүрди.

Қаримаққа уйғур елидики диний затларниң роза һейтниң немә үчүн кәйнигә сүрүлүшидики сәвәбләр һәққидә бәргән изаһатлири хели илмийдәк көрүнсиму, әмма бу саһәдики тәтқиқатчиларниң бу һәқтики қарши башқичә.

Доктур атавулла шаһяри: "роза һейт вақтини бекитиштә ай көрүшни асас қилиш, талаш - тартиштики мәсилә"

Бу һәқтә тохталған доктур атавулла шаһяри әпәнди, роза һейт вақтини бекитиштә ай көрүшни асас қилиш, талаш - тартиштики мәсилә икәнликини, шуңлашқа роза һейт күнини бекитиштә мусулман дунясида һазир һиҗрийә йәни ислам календари асас қилинидиғанлиқини, рамизан тутуш вә роза һейт күнини бәлгиләш ишлириниң халиғанчә әмәс бәлки мушу саһәдики мутәхәссислири тәрипидин илми асаста бәлгилинип чиқидиғанлиқини билдүрди.

Атавулла әпәндиниң билдүрүшичә йәнә, роза һейт күниниң мәйли қайси хил усулда һесаблинип бекитилишидин қәтий нәзәр, роза һейт күнниң уйғур елидә дуняниң башқа җайлиридин шунчә пәрқлиқ болуши әҗәблинәрлик икән.

Башқа җайларда 29 күн тутулған рамизан уйғур елидә 30 күн тутулған

Мәлум болушичә бу йил мусулман дунясида рамизан асасән дүшәнбә күнлүктә башлинип 29 күн тутулған һәмдә календар бойичә роза һейт өз вақтида қутлуқланған болсиму, әмма уйғур елидә хитай диний җәмийәтлириниң бәлгиләп бәргини бойичә рамизан сәйшәнбә күнлүктә башлинип, пәйшәнбә күнлүктә аяқлашқан болуп, җәмий 30 күн тутулған вә рамизан тутулуп 31 - күни йәни иккинчи өктәбир роза һейт күни қилип бәлгиләнгән.

Доктур атавулла шаһяри әпәндиниң билдүрүшичә рамзанниң бәзи йиллири 29 күн тутулуши тәбиий әһвал болуп, бу һәқтә һәдисиму шундақ қәйт қилинған һәмдә бу йил нурғунлиған ислам әллиридә рамизан бу йил 29 күн тутулған.

Хитай диний ейтқан әркинликини өз ичкә алған кишилик һоқуқларни еғир дәпсәндә қилидиған дөләтләрниң бири болуп, хитай һәр йили америка хәлқара диний әркинлик комитети вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң йиллиқ доклатлирида әйиблинип келиватқан болсиму, әмма хитай һөкүмити һәр йили охшаш шәкилдә, хитайда пуқраларниң кәң диний әркинликтин бәһримән болидиғанлиқини оттуриға қоюп, мәзкур тәшкилатларниң доклатлирини асассиз дәп инкар қилип келиватқан иди.

Бу һәқтә тохталған доктур атавулла шаһяри әпәндиниң билдүрүшичә, бу йиллиқ роза һейтниң хитайниң дөләт байрими билән бир күндә кәп қилиши сәвәбидин бир күн кәйнигә сүрүлүшиниң өзила хитайда диний ейтқан әркинликини нәзәргә елинмайдиғанлиқиниң испати икән.

Атавулла шаһяри әпәнди һәдис тәтқиқати бойичә докторлуқ унваниға еришкән болуп, у һазир түркийиниң истанбул шәһиридә һәдис тәтқиқатлири җурнили нәшр қилиши билән шуғуллиниду. Һәдис тәтқиқатлири җурнили түрүк тилида нәшр қилинидиған мушу саһәдики хәлқаралиқ журнал болуп бу бил 6 - йилиға қәдәм қойди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.