Пән хуңшяң: "хитайда һәқиқий аптономийә һоқуқлири қарарлаштурулмиғанлиқиниң сәвәблири" (1)
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.27
2010.07.27
Фән хуңшяң мақалисидә, хитайда нами " милли аптономийә" дәп аталған, әмма әмәлийәттә аптономийә һоқуқлири һечқачан әмәлийләшмигән, уйғур аптоном райони, тибәт аптоном райони, ички моңғул аптоном райони, гуаңши җуаң миллити аптоном райони, ниңшя туңган аптоном райони қатарлиқ 5 аптоном районниң нөвәттики әһвалини селиштуруп тәһлил қилиш арқилиқ, хитайда һазирғичә һәқиқий һалдики аптономийә һоқуқиниң әмәлийләшмигәнликини оттуриға қойған.
" Аптономийә қануни милләтләр қануни сестимисида муһим рол ойнайду, әмма бу түзүлмә дөлитимиздә һазирғичә қарарлаштурулмиди. Бу хил әһвал бивастә һалда милләтләр қанунидики " үзүлүш һадисиси"ни кәлтүрүп чиқарди. Шундақла "миллий аптономийә қануни" һәм дөләт ишлири кабентиниң"миллий районларниң өзини - өзи идарә қилиш қанун бәлгилимиси" ниң иҗра қилинишиғиму тәсир көрсәтти" дәп башлайду фән хуңшяң мақалисини.
Фән хуңшяң мақалисидә, хитайда аптономийә дәп аталған 5 аптоном район ичидә пәқәт ниңшя туңган аптоном райони" ниңла аптономийә қанун бәлгилимилири түзүшни 9 - бәш йиллиқ пиланға киргүзгәнликини, қалған 4 аптоном районда болса аптономийә қанун бәлгилимилири түзүш ишиниң тохтап қалған, һәтта һечқачан елип берилмиғанлиқини оттуриға қойған.
Фән хуңшяң мақалисидә ниңшя туңган аптоном районида 60 йилдин буян аптономийә қанун бәлгилимилирини түзәш хизмитиниң үзүлмәй давамлишиватқанлиқини мундақ баян қилиду.
"Ниңшя туңган аптоном райони 2008 - йили "аптономийә қануни бәлгилимилири түзүш" ишини, аптоном районлуқ хәлқ вәкилләр қурултийиниң 10 - нөвәтлик даимий һәйәтләр йиғинида тәтқиқат темиси қилип бәлгилиди, һәм 9 - бәш йиллиқ пиланға киргүзди. Ниңшада аптономийә қанун бәлгилимилирини түзүш иши 1980 - йили башланди. Илгири - ахир болуп 16 қетим "милли аптономийә қанун - бәлгилимилири"түзүлүп, аптоном район мәхсус гуруппа тәшкилләп музакирә қилди һәм 2008 - йили аптоном районлуқ хәлқ қурултийида аптоном районниң қанун түзүш тәтқиқат темиси қилип бәлгилиди."
Аптор мақалисидә ички моңғул, тибәт, гуңши аптоном районлирида " аптономийә қанун - бәлгилимилири түзүш" ишиниң тохтап қалғанлиқини, уйғур аптоном районида болса " аптономийә қанун - бәлгилимилири түзүш" хизмитиниң һечқачан елип берилмиғанлиқини мундақ баян қилиду.
"Ички моңғул аптоном районида аптономийә қанун - бәлгилимилирини түзүш иши 1980 - йили башланған болуп 1993 - йилғичә болған 13 йил ичидә җәми 22 парчә лайиһә түзүлди.1994 - Йилдин кейин бу хизмәт тохтап қалди. Гуаңши җуаң миллити аптоном районида бу хизмәт 1957 - йили башланған болуп, җәми 19 парчә лайиһә түзүлди, 1994 - йилдин кейин гуаңшида бу хизмәт тохтиди. Тибәт аптоном райони қурулған 1959 - йилдин һазирға қәдәр аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити билән аптоном районлуқ партком бирликтә аптономийә қанун - бәлгилимилири түзүш рәһбәрлик гурупписи һәм ишханиси қурди, 2006 - йилғичә, җәми 16 парчә қанун лайиһәси түзүлди. Уйғур аптоном районида йәнә 5 аптоном област, 6 аптоном наһийә бар. 2001 - Йилдин буян аптоном област һәм аптоном наһийиләрдә йәккә һалдики " аптономийә қанун - бәлгилимилири " түзүлди, әмма һазирғичә уйғур аптоном районида " миллий аптономийә қанун - бәлгилимилирини түзүш"иши елип берилмиди"
Мақалидә аптор йәнә, аптономийә қанун бәлгилимилирини түзәш ишиниң немә үчүн тохтап қалғанлиқи яки һечқачан елип берилмиғанлиқи һәққидики қарашлирини оттуриға қойған.
Апторниң қаришичә, хитайда 60 йилғичә, аптономийә қанун - бәлгилимилириниң түзүлүп болалмаслиқидики һалқилиқ мәсилә, юқирида" мәркизи һөкүмәтниң тәстиқидин өткүзүшниң тәслики", төвәндә аптоном районларниң мәркизи һөкүмәтни рәнҗитип қоюштин қорқуп, бивастә қол селип ишләшкә җүрәт қилалмаслиқи қатарлиқ амиллар сәвәбидин икән.
Аптор мундақ баян қилиду:"бу 5 аптоном районниң әһвалини селиштурсақ, уйғур аптоном райони билән тибәт аптоном райони аптономийә қанун - бәлгилимилирини түзүштә әң пассип һаләттә турған. Нәтиҗидә қалған 3 аптоном район аптономийә қанун - бәлгилимилирини түзүш ишида иккилинип қалған. 60 Йилғичә һәрқайси аптоном районларда аптономийә қанун - бәлгилимилириниң түзүлүп болалмаслиқидики сәвәб 4 нуқтида ипадиләнмәктә.
1 - Мәркәз намда һәрқайси аптоном районларға аптономийә һоқуқи бәргәнликини елан қилған болсиму, әмма аптоном районлар түзмәкчи болған йәрлик аптономийә қануни мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң тәстиқидин өткәндин кейинла андин күчкә игә болидиғанлиқи бәлгиләнгән, шуңа аптоном районлар қануни әмәлийлишип болалмиди.
2 - Мәмликитимиздә йәрликниң мунасивитини бәлгиләштә, узундин буян қанун арқилиқ әмәс, бәлки сиясәт арқилиқ башқуруш асас қилинди. Буниң билән уйғур аптоном райони һәм тибәттә мәркәзниң сияситигә асасән иш қилиш хаһиши күчлүк болуп, йәрлик аптономийә қанунини түзәшкә сәл қариди. 3 - Бу 5 аптоном районидики бир - бирини көзитиш хаһиши, аптономийә қанун - бәлгилимилириниң түзүлүшини арқиға сүрди.Мәркизи һөкүмәт сиясәт бәлгиләштә һәр вақит тибәт вә уйғур аптоном районини асас қилди, шуңа башқа қалған 3 аптоном район уйғурлар һәм тибәтләрниң аптономийә қанунлирини түзүштә актип болушини, уларға әгишишни мувапиқ көрди, әмма бу икки аптоном район болса, мәркизи һөкүмәтни рәнҗитип, өзигә аваричилиқ тепивелиштин қорқти. Аптономийә қанун бәлгилимилири түзүштә актип болмиди.
4 - Әсли түзүлүп болған аптономийә қанун лайиһәлириму дөләт ишлири кабинтиниң һәрқайси һәйәтлириниң қошулуши вә тәстиқидин өтмиди, бу хил әһвал әлвәттә аптономийә қанун - бәлгилимилириниң түзүлүшигә тәсир көрсәтмәй қалмайду."
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.