Хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилати: “үч хил күч” кә зәрбә бериш уйғурларни нишан қилған
2011.04.26
Хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши туруш тәдбирлири вә униң кишилик һоқуққа көрсәткән тәсири һәққидә бир ақ ташлиқ китаб елан қилип, әза дөләтләрниң хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә хилап һалда өз хәлқниң кишилик һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқанлиқини оттуриға қойди.
Мәзкур ақ ташлиқ китаб шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң кишилик һоқуқ хатириси вә униң террорлуққа зәрбә бериш тәдбирлири һәққидә елан қилинған тунҗи йирик доклаттур.
Китабта, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш үчүн күрәш қиливатқан гуруппиларни террорлуққа бағлап, хәлқара җәмийәткә бәргән кишилик һоқуқ вәдилиригә хилаплиқ қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән.
Хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилати хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини нуқтилиқ көзитидиған һоқуқ тәшкилатларниң бири болуп, хоңкоң вә америкиниң ню-йорк шәһәрлиридә тәтқиқат мәркәзлири бар.
Ақ ташлиқ китаб һәққидә тохталған хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилатиниң президенти шарон һом ханим мундақ деди: шундақ, бу ақ ташлиқ китаб хәлқаралиқ кишилик һоқуқ рамкиси вә хәлқаралиқ террорлуққа қарши күрәш қилиш рамкисини чиқиш нуқтиси қилип, мәзкур тәшкилатниң қурулмиси, сиясити вә әмәлий һәрикәтлиригә баһа берип чиққан тунҗи китаб.
Китабта оттуриға қоюлушичә, хитай күчәп тәкитләватқан “үч хил күч” кә зәр бериш мәсликиниң әндизиси тәшкилатқа әза дөләтләрниң кишилик һоқуқ бәдилигә тохтиған бастуруш сиясәтлирини асас билән тәмин әткән.
Шарон һом ханим хитайниң террорлуққа зәрбә бериш сиясити вә “үч хил күч” мәслики үстидә тохтилип мундақ деди: хитайниң террорлуққа қарши күришини “уч хил күч” мәслики дейишкә болиду. Хитай террорлуқни бөлгүнчилик вә диний радикаллиққа бағлайду. Униңдин башқа, “үч хил күч” кә зәрбә бериш тәдбирлири чекидин ашқан вә юқири дәриҗидә сиясийлаштурулған болуп, у пәқәт етник азсанлиқ милләт топиғила қаритилипла қалмастин, даим уйғур вә тибәтләргә зәрбә беришкә ишлитилиду.
Ақ ташлиқ китабта йәнә, 2009- йили, уйғур елидики йәрлик хәлқ қурултийиниң “җәмийәт муқимлиқини һәр тәрәплимә түзәш” бәлгилимисигә өзгәртиш киргүзгәнлики һәмдә бәлгилиминиң түзитилгән нусхисида даириләрниң “террорлуқ, бөлгүнчилик вә диний радикаллиққа қаттиқ зәрбә бериши” гә қануний асас һазирланғанлиқи көрситилгән.
Китабта, “җәмийәт муқимлиқини һәр тәрәплимә түзәш” бәлгилимисиниң уйғур елидә өзгичә шәкилдә йолға қоюлидиғанлиқи, уйғур җәмийитини кәскин назарәт қилинишқа муптила қилған бу террорлуққа қарши күрәшниң бир тәрәплимә шәкилдә елип берилғанлиқи илгири сүрүлгән.
Ақ ташлиқ китабта мундақ дейилгән “бәзи уйғурларниң террорлуқ һәрикәтләргә чәклик шәкилдә арилишип қелиши, шинҗаңда кәң көләмлик бастурушқа сәвәб қилинмаслиқи вә яки шу сәвәбтин тинч йосундики уйғур наразилиқ һәрикәтлири “үч хил күч” категорийисигә киргүзүлмәслики керәк”.
Хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилатиниң оттуриға қоюшичә, хитайниң “үч хил күч” кә зәрбә бериш тәдбирлири хәлқара қанунларда капаләткә игә қилинған кишилик һоқуқ принсиплириға вә хәлқара террорлуққа қарши күрәш қилиш өлчәмлиригә пүтүнләй зит икән.
Ақ ташлиқ китабта хитай даирилири “үч хил күч” кә зәрбә бериш даирисини тарайтишқа вә террорлуқ аталғусиға қайта ениқлима беришкә чақирилған.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 2001- йили қурулған болуп, баш штаби хитайниң шаңхәй шәһиридә. Тәшкилатқа хитайдин башқа, русийә, қазақистан, қирғизистан өзбекистан вә таҗикистанлар әзадур.
Ақ ташлиқ китаб җәмий 373 бәттин тәркиб тапқан. Китабта шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң хитайниң әндизиси бойичә өз дөләтлиридики қарши пикирләрни қаттиқ бастуруватқанлиқи һәмдә пуқралириниң кишилик һоқуқини еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқи, хитайниң бу дөләтләрни б д т дики орнидин пайдилинип қоғдаватқанлиқи көрситилгән.
Бу һәқтә тохталған шарон һом ханим шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза башқа дөләтләрниң өз дөләтлиридә панаһланған уйғур қатарлиқ мусапирларни хитайға өткүзүп беридиғанлиқини көрсәтти.
У мундақ деди: хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики тәсири зор. Шуңа тәшкилатқа әза дөләтләр хитайниң бу аталмиш аптоном райониға қаратқан сияситини шу пети тәкитләйду.
Дәрвәқә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр 2001- йилидин буян өз дөләтлиридә панаһланған уйғур мусапирларни хитайға үзлүксиз өткүзүп беришни техиму кәң түрдә давамлаштуруп кәлмәктә.
Өзбекистан һәтта канада пуқралиқиға өткән уйғур паалийәтчи һүсәйин җелилни 2006- йили ташкәнттә тутқун қилип, хитайға өткүзүп бәргән.
Хитай һүсәйин җелилға “террорчилиқ” җинайити артип муддәтсиз қамақ җазаси бәргән иди.
http://www.hrichina.org/research-and-publications/reports/sco