Ақсу вилайити тәвәсидә уйғур деһқанларниң йәрлирини игиливелиш қәдиминиң тезлитилгәнлики илгири сүрүлмәктә

Ақсу вилайити болупму ақсу шәһири тәвәсидә уйғур деһқанларниң йәрлирини мәҗбурий яки азғина төләм берипла игиливелиш қәдиминиң тезлитилгәнлики илгири сүрүлмәктә.
Мухбиримиз җүмә
2012.07.09
Aqsu-shehridiki-heykel-305.jpg Ақсу базириниң оттурисиға орнитилған усул ойнаватқан бир җүп уйғурниң һәйкили.
dostum.wordpress.com

Нам шәрипини ашкарилашни халимиған бир сабиқ йеза башлиқиниң билдүрүшичә, ақсу игәчи йезисида 2006-йилидин буян йәрлиридин айрилған деһқанларниң сани 3 миңдин ашидикән.

Деһқанларниң йәрлирини азғина төләм билән тартивелиш қилмиши 2010-йилидин башлап техиму әвҗигә чиққан болуп, йәрлиридин айрилған деһқанларниң арисида ач қалғанларму бар икән.

Йәр мәсилисидики наһәқчилик түпәйли ақсу игәчи йезиси мәлум бир кәнттики кадирлиқ вәзиписидин истепа берип чиқип кәткән уйғур кадир оз пикрини баян қилди.

Нам шәрипини ашкарилашни халимиған бу кишиниң өз тәвәликидики йәр маҗираси һәққидә билидиғанлири хели көп болуп, униң ейтишичә, шәһәрлик һөкүмәт даирилири уйғур деһқанлиридин еливалған бәзи йәрләрни 10 һәссә юқири баһада хитай содигәрлиригә сетишқа башлиған.

Уйғур деһқанлириниң қолидики йәрләрни төвән баһада өткүзүвелиш ишлири нәччә он йиллардин буян изчил давам қиливатқан болуп, ақсуниң шәһәр яки наһийә базарлириға йеқин җайлашқан терилғу йәрләрни игиливелиш қилмиши аталмиш “шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин йолға қоюлған қаратмилиқ ярдәм бериш сияситидин кейин техиму җиддий һаләткә өткән.

Әҗдадлири әсирләрдин буян мәзкур тупрақта тирикчилик қилип, юрт-маканини явлардин қоғдап, гүлләндүрүп кәлгән бу әзизләр әмди ата мирас земинлирида макансиз, ишсиз һәтта әтрапида мунбәр йәрлири турупму ач қелишқа вә яки башқиларға яллинип ишләшкә мәҗбур болған.

Биз бу һәқтә давамлиқ мәлумат беришкә тиришимиз.

Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.