Өйи чеқилған бир уйғур: ақсуда күн алмақ бәк тәс болуп кәтти

Хитай даирилириниң ақсу вилайити тәвәсидә уйғур деһқанлириниң йәр-земинлирини бир қәдәр көләмлик вә тиз сүрәттә игиләватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Мухбиримиз җүмә
2012.07.16
egiz-binalar-arsidia-qalghan-igech-305.jpg Әгиз биналар арисида қалған игәчи йезиси.)
google map

Биз алдинқи қетимлиқ программимизда ақсу игәчи йезисидики мәлум бир йеза кадири билән өткүзгән сөһбәтни аңлатқан вә мәзкур йеза тәвәсидә 3 миңдин артуқ деһқанниң йәр-земинлиридин айрилип, сәрсанлиқта турмуш кәчүрүватқанлиқи һәққидә учур бәргән идуқ.

Бүгүн шу хил қисмәткә дучар болған игәчи йезиси көктатчилиқ кәнти (сәй дадүй) дики деһқан ясин қурбанниң һекайисини аңлитимиз. ясин қурбан аилиси нөвәттә өз бешиға кәлгән наһәқчиликләр үстидин әрз қилишни давам қилмақта.

2008- Йили даириләр “мәктәп селиш” дегән баһанидә ақсу игәчи йезиси көктатчилиқ кәнти (сәй дадүй) дики 51 аилини туралғу өй вә терилғу йәрлиридин көчүрүп уларниң 150 мо йерини игиливалған.

Бу 51 аилиликниң ичидә пәқәт икки аилиликла хитай деһқанлар болуп, қалған 49 аилә уйғур икән.

Җәмий 14 җан нопусқа игә ясин қурбан аилиси әнә шу уйғурларниң бири. ясин қурбан даириләрниң шәртлиригә көнмигән, һәтта чеқиш тохтамиға қол қоймиған шараиттиму униң өй-мүлүки топа иттириш машинилири билән түзлинип, барлиқ бисати топа астида қалған.

Шундин етибарән бу бир аилә кишилири һәр йәрләрдә сәрсан, икки оғли вә ясин қурбан әр-аял қатарлиқлар болса хитайниң мунасивәтлик органлириға әрз қилиш билән аварә.

Вәһаләнки, биз юқирида аңлиғинимиздәк уларниң қанунлуқ әрзи һазирғичә һәл болғини йоқ.

Ясин қурбан ақсу тәвәсидә бу хил қара қисмәтләргә йолуққан миңлиған деһқанлар ички йәрлик һөкүмәт даирилиригә етираз билдүрүшкә җүрәт қилалиған вә уларниң шәртлиригә көнмәй өз һәқ-һоқуқни қоғдаш йолида күрәш қиливатқан җигәрлик кишиләрниң бири.

Ақсу җүмлидин пүткүл уйғур ели миқясида бу хил қисмәтләргә йолуққан уйғурларниң һекайилири йәнә көп болуши мумкин. Бу һәрбиримизниң тиришчанлиқи астида дуняға ашкариланғуси.

Юқиридики аваз улинишидин ясин қурбанниң аяли рабийә йүсүпниң баянлирини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.