Арслан алиптекин вапат болди

Шәрқий түркистан давасиниң түркийидики байрақдари мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң оғли, әйса йүсүф алиптекин вәхпиниң мәсули, арслан алиптекин 2011-йили, 19-июн күни, 70 йешида кесәллик сәвәби билән истанбулда вапат болди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.06.19
arslan-aliptekin-305.jpg Шәрқий түркистан әйса йүсүф алиптекин вәхпиниң мәсули, арслан алиптекин 2011-йили, 19-июн күни, 70 йешида кесәллик сәвәби билән истанбулда вапат болди.
RFA

Мәрһум арслан алиптекин 1941-йили, 18-март күни хитайниң чоңчиң шәһиридә туғулған, 1949-йили ата-аниси вә қериндашлири билән бирликтә кәшмиргә қечип чиққан һәмдә 1952-йили түркийигә келип йәрләшкән.

Арслан алиптекин 1970-йили, дадиси мәрһум әйса йүсүп алиптекин билән бирликтә америка, явропа, оттура шәрқ мәмликәтлири һиндонезийә, японийә қатарлиқ әлләрдә зиярәттә болуп, шәрқий түркистан давасини аңлатқан.

1994-Йили, истанбулда мәмтимин һәзрәт билән бирликтә “шәрқий түркистан” гезитини чиқарған.

1995-Йилидин 2000-йилиғичә болған арилиқта түркийидә шәрқий түркистан дәвасини тонуштуридиған паалийәтләр билән шуғулланған һәмдә түркийә президенти сулайман демирәл билән көрүшүп, 120 уйғурниң граҗданлиққа өтүш мәсилисини һәл қилған. У, һаятиниң ахирғичә әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң рәислик вәзиписини өтигән иди.

Мәрһум арслан алиптекин әпәнди түркийидики шәрқий түркистан даваси паалийәтлириниң актиплиридин бири болуп, у көп қетим истанбул, әнқәрә вә башқа шәһәрләрдә өткүзүлгән муһакимә йиғинлириға қатнишип, шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә доклат оқуп, уйғур мәсилисини түркийидә техиму тонулушиға күч чиқарған иди.

Мәрһумниң җиназа намизи 21-июн күни истанбулдики фаитһ җамәсидә оқулмақчи һәмдә истанбулдики аилә қәбристанлиқиға дәпнә қилинмақчи. Мәрһумниң вапатини аңлиған уйғур җамаәтлири өз тәзийилирини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.