Арслан алптекин истанбул, измир қатарлиқ шәһәрләрдә үрүмчи вәқәси һәққидә доклат бәрди

10 - Айниң 23 - күни түркийиниң измир шәһиридә, 26 - числа болса истанбулдики мармара үниверситетида `үрүмчи вәқәси вә шәрқий түркистан` темисида йиғин чақирилған болуп, йиғинда уйғурлар һәққидә доклат бәргүчиләрдин бири болған әйса йүсүп алптекин вәқпи башлиқи арслан алптекинниң ейтишичә, истанбул мармара үниверситетидики йиғинға 600 әтрапида киши қатнашқан.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.10.30
Arslan-alptekin-Jela-erbay-305 Сүрәттә, арқа оңда арслан алптәкин, йенида тарихчи омәр қул, алди оңда парламент әзаси проф. Др. Җәлал әрбай.
RFA Photo / Erkin Tarim

Измир манисадики йиғинға болса 200 әтрапида киши қатнашқан. Бу йиғинда тарихчи доктор өмәр қул әпәнди билән арслан алптекин сөз қилған.

Арслан алптекин әпәнди үрүмчи вәқәси һәққидә хитайларниң түрк мәтбуатлириға бәргән баянатлириниң тамамән уйдурма икәнликини ейтқан. У нутқида йәнә , түрк һөкүмити вә түрк хәлқини уйғурларға ярдәм қилишқа чақирған.

3 Саәт давам қилған бу йиғинда йәнә немәләр баян қилинди? бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн йиғинда сөзлигән арслан алптекин билән өмәр қул әпәндиләргә телефон қилип сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.