"Асия һәптилик журнили" ниң мухбири ғәйрәт ниязни зиярәт қилиш җәрянини ашкарилиди (2)

"Асия һәптилик журнили" мухбири ли юңфең 2010 - йил 30 - июл күни " ғәйрәт ниязни зиярәт қилиш җәряним" намлиқ мақалә елан қилип, хитай һөкүмитини ғәйрәт ниязға төһмәт қилиш билән әйиблиди.
Мухбиримиз миһрибан
2010.08.04
gheyret-niyaz-asiya-heptiliki-305 “шинҗаң иқтисад гезити” ниң мухбири ғәйрәт нияз.
RFA

Мухбир мақалисидә, "5 - июл үрүмчи вәқәси", 8 - айлардики "йиңнә санҗиш вәқәси" вә "3 - сентәбир хитайлар намайиши" мәзгилидә ғәйрәт нияз билән өткүзгән сөһбәтлири һәмдә әйни чағда өзи игилигән бәзи әһвалларни баян қилған.

Аптор ли юңфең" ғәйрәт ниязни зиярәт қилиш җәряним" намлиқ мақалисидә, уйғур аптоном район даирилириниң мухбир ғәйрәт ниязни," чәтәл мухбирлириға дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған"," дөләт бихәтәрликигә тәһдит салған" дегән җинайәтләрни артип, уни 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилишиниң пүтүнләй асаси болмиған төһмәт икәнликини илгири сүргән.

" Асия һәптилик журнили" мухбири ли юңфең мақалисиниң кейинки қисмида, ғәйрәт ниязни 1 - қетим зиярәт қилған мақалиси елан қилинғандин кейин, ғәйрәт нияз йолуққан аваричиликләр, 2009 - йили 8 - айда үрүмчидә йүз бәргән "йиңнә вәқәси"," 9 - айда йүз бәргән "3 - сентәбир хитайлар намайиши"дин кейин, ғәйрәт ниязни қайта зиярәт қилиш җәряни, ғәйрәт ниязниң бу нөвәт мухбирниң зияритини қобул қилғинида, өзиниң уйғур аптоном райониниң вәзийити һәққидә дегән гәплири һәм өзиниң уйғур аптоном район даирилириниң ғәйрәт ниязға 15 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилғанлиқини аңлиғандин кейинки тәсиратлирини баян қилип, хитай һөкүмитини пуқраларниң пикир әркинликини боғуш билән әйиблигән.

Аптор ғәйрәт ниязни тунҗи қетим зиярәт қилғандин кейинки әһвалларни мундақ баян қилиду.

" 2009 - Йили 8 - айниң 1 - күни мән ғәйрәт ниязға телефон қилип, мениң хәвиримниң униңға қандақ аваричиликләрни елип кәлгәнликини сориғинимда, ғәйрәт нияз маңа өзиниң чоң аваричиликкә йолуққанлиқини, мунасивәтлик орунларниң уни 2 қетим издәп келип, униңдин " 5 - июл намайиши" һәққидики пәризи һәққидә сориғанлиқини деди. Бу чағда мән ғәйрәт ниязниң әһвалидин бәкла әнсиридим. Әмма, ғәйрәт нияз әйни чағда мени хатирҗәм қилип, "бу иш өтүп кәтти, әмди һеч иш болмайду" дегән иди. Мән ғәйрәт ниязниң сөзигә ишиниптимән."

Мухбир ли юңфең 2009 - йили 8 - айниң ахири 9 - айниң башлирида уйғур аптоном районида йүз бәргән " йиңнә вәқәси вәһимиси"," 3 - сентәбир хитайлар намайиши" мәзгилидә, ғәйрәт ниязни қайта зиярәт қилиш қарариға келишигә, әйни чағда район тәвәсидин зиярәтни қобул қилишни халайдиған башқа уйғурларни тапалмиғанлиқи сәвәбидин болған дәп изаһлиған.

" 9 - Айниң бешида уйғур аптоном районида " йиңнә вәқәси вәһимиси" пәйда болди.3 - Сентәбир күни үрүмчидә 10 миңлиған хитай пуқралири кочиға чиқип намайиш қилди. Хитай пуқралири намайишта " ваң лечүән тәхттин чүшсун!","чирикликкә қарши турайли!"дәп шоар товлашти. Мән 4 - сентәбир күни уйғур аптоном райониға 2 - қетим зиярәткә бардим. Дәсләп үрүмчигә кәлгән күнләрдә, мән әсли ғәйрәт ниязни зиярәт қилишни ойлашмиған идим. Гәрчә у маңа мениң 1 - қетимлиқ зияритимдин кейин" һәммә иш өтүп кәтти" дегән болсиму, мән йәнила униң билән параңлашсам, униңға аваричилик тепип бериштин әнсиригән идим. Әмма, үрүмчидә зиярәт қилиш җәрянимда өткәнкигә охшашла әһвалға йолуқтум, уйғурлар мениң зияритимни қобул қилишни рәт қилди. Мән уйғурлар вәзийитини яхши билидиған достлиримдин ярдәм сориғинимда, улар маңа ғәйрәт ниязни зиярәт қилишни тәвсийә қилди, уларниң қаришичә, ғәйрәт нияз район вәзийитини яхши билидикән. Шуниң билән мән 2 - қетим ғәйрәт ниязға телефон қилдим."

Мухбир ли юңфең ғәйрәт ниязниң тәшәббуси билән, 2009 - йили " 3 - сентәбир хитайлар намайиши" мәзгилидә, хитай пуқралири тәрипидин уруп яриландурулған уйғурларниң әһвали һәм ғәйрәт нияз билән учришиш җәрянини мундақ тәсвирләйду.

" Мән ғәйрәт ниязниң тәшәббуси билән, удулла уйғур аптоном районлуқ хәлқ дохтурханисиға, йәрлик уйғурлар 2 - дохтурхана дәп атайдиған дохтурханиниң 12 - қәвитигә, 3 - сентәбир күни хитайлар тәрипидин уруп яриландурулған уйғурларни зиярәт қилиш үчүн бардим. 7 - Сентәбир күни чүштә мән 3 - сентәбир күни хитайлар тәрипидин уруп яриландурулған, ғәйрәт ниязниң дости фотограф қайнам җаппарниң ятиқида, бир нәччә уйғур кадирлири һәм зиялийларни көрдүм. Улар қайнам җаппарни йоқлиғили кәлгәнләр болуп, уларниң шу чағдики кәйпияти толиму төвән иди. Мән болсам " 3 - сентәбир хитайлар намайиши " мәзгилидә, хитайлар тәрипидин уруп яриландурулған уйғурларни зиярәт қилған тунҗи мухбир идим. Һәр бир яриланған уйғурниң уруқ - туғқанлири мениң зияритимни қобул қилип, йүз бәргән әһвалларни маңа инкас қилишти. 10 Минуттин кейин ғәйрәт ниязму дохтурханиға йетип кәлди, мән ғәйрәт нияз билән аддийла саламлашқандин кейин, башқа уйғурларни зиярәт қилиш ишимни давамлаштуривәрдим. Бу мениң ғәйрәт ниязни 2 - қетим көрүшүм иди."

Ли юңфең 2009 - йили 11 - сентәбир күни ғәйрәт ниязни 2 - қетим зиярәт қилған чағдики әһвални мундақ тәсвирләйду.

"11 - Сентәбир дүшәнбә күни үрүмчи вәзийити тинчланди. Нурғунлиған мухбирлар қайтишқа башлиди. Гәрчә әйни чағда журнилимиз баш муһәррири мениң үрүмчидә 14 - сентәбир дүшәнбә күнигичә қелишимни үмид қилған болсиму, әмма мән башқилардин икки йочун кишиниң синалғу аппарати арқилиқ мениң һәрикитимни көзитиватқанлиқини аңлиғандин кейин, өзүмдин әнсирәшкә башлидим һәм шинҗаңдин айрилиш қарариға кәлдим. Мән ғәйрәт ниязға телефон қилип, униң билән хошлаштим. Ғәйрәт нияз өзиниң хәйде меһманханиси әтрапида икәнликини, мениң уни меһманханида сақлишимни ейтти. Чүштә саәт 12 әтрапида, мән хәйде меһманханисиниң залида ғәйрәт нияз билән көрүштүм. Әйни чағда хәйде меһманханиси үрүмчидики ахбарат елан қилиш мәркизи болуп, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур аптоном район даирилири интернет һәм телефон алақисини үзүвәткәндин кейин, пәқәт мушу җайдила торға чиқиш имканийити бар иди. Бу йәргә уйғурлар бәк аз келидиған болғачқа, мениң залда ғәйрәт нияз билән параңлишип турушум әлвәттә нурғун адәмләрниң диққитини тартатти. Мән ғәйрәт нияз билән 10 минут әтрапидила параңлишалидим. 6 - Июлдин кейин һөкүмәт даирилири районниң интернет алақисини үзүп ташлиғанлиқи үчүн, мән униңға торда елан қилиниватқан уйғур аптоном райониға даир мәсилиләрни баян қилип бәрдим. У маңа өзиниң мени тамаққа тәклип қилалмиғанлиқидин әпсуслинидиғанлиқини билдүрди һәм келәр қетим йәнә кәлгинимдә мени милләтләр кочисида уйғур таамлири йейишкә тәклип қилидиғанлиқини билдүрди. Айрилиш алдида у маңа, 2 парчә мақалә бәрди. Буларниң бири "фотограф қайнам җаппарниң әрз хети", йәнә бири өзи тәйярлиған "3 - сентәбир хитайлар намайиши" мәзгилидә уйғурларниң уруп яриландурулуш вәқәсигә аит хәвәрләр иди. Униң " 3 - сентәбир хитайлар намайиши" ға аит мақалиси кейин тор бәтлиридә елан қилинди. Бәлким бу хәвәрни ғәйрәт нияз телефон арқилиқ бейҗиңдики достлириға дәп бәргәндин кейин улар торда елан қилған болуши мумкин."

Аптор ғәйрәт нияз билән хошлашқандин кейин, униңға аваричилик тепип бәрмәслик үчүн, униң билән қайта алақә қилмиғанлиқини баян қилиду. Аптор 2009 - йили 10 - айниң ахири ғәйрәт ниязниң қолға елинғанлиқ хәвирини аңлиғандин кейин, униң әһвалини билиш үчүн шенҗин шәһиригә келип әһвал игиләш җәрянини мундақ баян қилиду:

" 10 - Айниң ахири мән торда ғәйрәт ниязниң қолға елинғанлиқ хәвирини аңлидим. Әйни чағда мән наһайити чөчүп кәттим һәм шенҗин шәһиригә берип, ғәйрәт нияз маңа қалдурған бирнәччә номур арқилиқ униң билән алақилишишкә урундум. Мән униң қол телефониға урсам телефон етиклик һаләттә икән, өйигә телефон қилсам өйиниң телефони, пул төлимигәчкә тохтап қалди дәп чиқти. Шуниң билән мән амал қилип униң бейҗиңдики дости илһам тохти билән алақилаштим. Бу мениң илһам тохти билән 1 - қетим алақилишишим иди. Униңдин кейин мән қайта - қайта синаш арқилиқ ғәйрәт ниязниң аяли билән телифонлаштим, у мән билән җиқ сөзлишишни халимиди, пәқәтла әгәр йеңи әһвал болса маңа хәвәр қилидиғанлиқини дәп телефонни үзүвәтти. Мән қәрәллик һалда ғәйрәт ниязниң өйигә телефон қилип турдум. Бир қетим телефонни униң қизи елип, " дадам камандропкиға чиқип кәтти." Деди. Бу җаваб мени бираз хатирҗәм қилған болди. Кейин бейҗиңда илһам тохти билән көрүшкән чеғимиздиму ғәйрәт ниязни қоюветиш еһтимали барлиқи һәққидики хәвәрләрни аңлиған идуқ."

Аптор ғәйрәт ниязниң уйғур аптоном район даирилири тәрипидин 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқ хәвирини аңлиғандин кейинки һисятини мундақ баян қилиду.

" Таки һазирғичә, мән ғәйрәт ниязниң 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқ хәвиригә ишинәлмәйватимән. Маңа уйғур аптоном районидики бәзи кишиләр бундақ хәвәрләрни тарқитиш арқилиқ бизгә охшаш ахбарат саһәсидикиләрни ойнитиватқандәк туйғу бериватиду, һәқиқий һөкүм бундақ болмаслиқи керәк иди."

Аптор ахирқи баянлирида хитай қанун даирилириниң ғәйрәт ниязни " чәтәл мухбирлириға дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған" дегән төһмәтни артқанлиқини әйибләп, ғәйрәт нияз үчүн адаләт тәләп қилған.

"Һәр қетим шинҗаңға зиярәт қилғили барған чеғимда, қолумда" җуңго хоңкоң һөкүмити тарқатқан "хоңкоң - авмин мухбирлири зиярәт кинишкиси" билән уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт тарқатқан" вақитлиқ зиярәт қилиш кинишкиси" бар иди. Әгәр мениң зиярәт қилғанлиқим сәвәбидин, ғәйрәт нияз" дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән" дегән җинайәт билән әйиблинип, 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинса, у һалда хитай қануни һәқиқәтән һечнемигә әрзимәйдиған бир керәксиз қәғәз икән халас! бундақ һамақәтләрчә һөкүм, мениң тәсәввурумдин һалқип кәтти."

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.