Хитай компартийиси уйғур кадирларға атеизм тәрбийисини күчәйтмәктә


2006.07.13

CHINA_XINJIANG_KORANIC_S_47.jpg
Оқуғучилар, үрүмчидики ислам иниститутидики хитай дөләт байриқи есилған бир синипта тәлим алмақта. AFP

Хитай һөкүмәт мәтбуатлиридин мәлумки, нөвәттә хитай компартийиси партийиниң паклиқини сақлаш сиясий тәрбийисини күчәйтип елип бармақта, болупму бу хил сиясий һәрикитиниң салмиқи йәнила уйғур елидә алаһидә күчлүк болмақта.

Чарә көрүп сигнал бериш

Пәйшәнбә күни қәшқәр парткоми қәшқәр гезитидә "партийә низамини иҗра қилип, сиясий интизамни қәтий күчәйтәйли " дегән темида мақалә елан қилди. Гәрчә мақалә партийә ичидә парихорлуққа қарши туруп партийә әзалириниң паклиқини сақлашни тәкитләш билән башланған болсиму, мақалиниң асасий салмиқи йәнила уйғур аптоном райони асасий қатламлиридики партийә кадирлири һәмдә әзалириға сиясий һошярлиқ тәрбийисини күчәйтиш, атеизм тәрбийисини күчәйтиш һәмдә шу арқилиқ үч хил күчләрниң сиңип киришигә қәтий қарши туруш" дегәнләр асасий тема қилинған.

Болупму партийә әзалириниң нитизамида әң муһим диққәт қилидиған нуқта диний етиқад мәсилиси дәп көрсәткән. Буниңда "коммунистик партийимиз хәлқниң диний етиқад әркинликини тосимайду. Лекин, партийә әзалириниң маркисизм‏ - ленинизм идийиси бойичә һәрқандақ динға етиқад қилишиға қәтий рухсәт қилмайду. Диний паалийәтләргә қатнишишқа қәтий йол қоймайду. Партийигә киргәнлик әслидә өзликидин диний етиқадидин мәңгүлүк кечиш болуши керәк. Әмма, уйғур елидики партийә әзалири ичидә бу интизамға хилаплиқ қилиш әһваллири интайин еғир" дейилгән һәмдә қәшқәрни алаһидә тилға елип "қәшқәрниң муқимлиқини қоғдашта нурғунлиған партийә кадирлири интизам қариши күчлүк болмиғанлиқи үчүн қанунсиз диний паалийәтләргә қарши туруш, үч хил күчләргә зәрбә бериш күришидә давалғуп, мәсилиләр көрүлди. 1997 - Йилидин буян партийә ичидә еғир сиясий делодин 481 ни паш қилинип 534 нәпәр партийә әзасиға партийә ичидә чарә көрүлди, бу арқилиқ миллий бөлгүнчилик идийилириниң партийә ичигә йәниму сиңип киришиниң алдини елишта барлиқ партийә әзалириға бир сигнал берилди " дейилгән.

Мақалидә йәнә, уйғур елидики хитай компартийә кадир һәмдә әзалириниң йүзлиниватқан вәзийити һәққидә тохтилип " нөвәттә америка башлиқ бир қисим дүшмән әлләр аталмиш кишилик һоқуқ, диний әркинлик байриқини көтүрүвелип шинҗаңда бөлгүнчилик идийилирини тәрғип қилмақта, үч хил күчләргә ярдәм бериш арқилиқ җуңгони парчилашқа урунмақта, қәшқәр болса бу хил күчләргә, идийиләргә қарши турушниң алдинқи сепи. Нөвәттики вәзийәт қәшқәрдики партийә әзалириға интайин кәскин синақ. Шуңа һәр милләт партийә әзалириниң әң муһим вәзиписи миллий бөлгүнчиликкә қәтий қарши турушниң биринчи сепидә күрәш қилиш, партийә интизамиға қәтий риайә қилиштин ибарәт " дегән тәләпләр қоюлған.

Хитайниң сиясити уйғурларни ирадисини бошитиш

Хитай коммунистик партийисиниң уйғур елидә болупму асасий қатламда партийә әзалириға бу хил сиясий тәрбийә һәрикитини күчәйтиши чәтәлләрдики демократик паалийәтчиләр һәмдә зиялиларниңму диққитини тартти. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит хитай компартийисиниң уйғурларниң кишилик һоқуқини қоллаватқан бир қисим әлләрни дүшмән дәп тәшвиқ қилип, партийә әзалириниң интизамиға қаттиқ тәләп қоюшидики сәвәбләр һәққидә тохтилип, буниң уйғурларға қарита елип бериливатқан системилиқ зәрбә бериш икәнликини, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқиға үмид бағлиған уйғур кадирларни нийити вә етиқадидин ваз кәчкүзүп, уларни өзлири түзгән йол бойичә меңишқа башлимақчи икәнликини оттуриға қойди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди хитай һөкүмитиниң атеизм тәрбийисини тәкитлишиниң сәвәби һәққидә мулаһизә йүргүзүп, хитайниң сиясий бесими билән нурғун кишиләрниң диний паалийәтләрдин вә етиқадтин өзини тартиватқанлиқини, буниң уларниң диний етиқадини йоқатқанлиқидин әмәс бәлки, уйғурларға йүргүзүливатқан сиясәттә өзини қоғдаш вә яшаш һоқуқидин айрилип қалмаслиқ үчүн икәнликини оттуриға қойди.

Уйғурлар диний етиқадини күчәйтиши керәк

Сидиқ һаҗи әпәнди уйғур партийә әзалири һәмдә кадирлириниң қандақ бир синаққа йүзлиниватқанлиқи һәққидә мулаһизә йүргүзүп көз қарашлирини оттуриға қоюп, хитай даирилири тилға еливатқан террорчилиққа уйғурларниңму қарши туридиғанлиқини, уйғурларниң хитай даирилири ейтқандәк миллий бөлгүнчи әмәсликини, уйғурларниң миллий азадлиқи, кишилик һоқуқи, диний әркинлики вә демократийиси үчүн көрәш қиливатқан кишиләр икәнликини, бу күчниң техиму күчийиши керәк икәнликини, уйғур партийә әзалириниң ислам диниға болған етиқадини күчәйтип, партийидин чиқип кетиши керәкликини оттуриға қойди.

Қәшқәр парткоминиң елан қилған мақалисидә йәнә" әгәрдә партийә әзалири ичидә партийигә болған етиқади суслишиш, партийидин чекиниш, партийә интизамиға риайә қилмай диний паалийәтләргә қатнишиш әһваллири көрүлсә уларға қарита тәрбийини күчәйтип, уларни үч хил күчләргә қарши туруп уйғур елиниң муқимлиқини қоғдаш үчүн алдинқи сәптә хизмәт қилишқа йетәклишимиз керәк. Әгәрдә уларниң ичидә тәрбийигә, интизамға бой сунмай, диний етиқадқа берилгән, бөлгүнчиләрни асас қилған үч хил күчләрни қанат астиға алғанлар, юшурғанлар, уларни қоллиғанлар байқалса, қаттиқ тазилаш керәк" дегәндәк тәһдити җүмлиләрму ишлитилгән болуп, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири, бу, хитай компартийиси һөкүмитиниң уйғур елидә кадирлар һәмдә партийә әзалири ичидә йәнә бир қетим тазилаш елип баридиғанлиқидин дерәк бәрмәктә дәп көрсәтмәктә. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.