Атом бомбиси совет-хитай достлуқиниң бузулушидики асаслиқ амил (2)
Мухбиримиз үмидвар
2010.12.23
2010.12.23

www.soviethistory.org
Хитай-совет ядро һәмкарлиқ мунасивәтлири бүгүнки русийә вә хитай тарихчилири һәм оқурмәнлирини изчил җәлп қиливатқан темиларниң бири болғанлиқи үчүн мәзкур тема бойичә хитай вә русийидә җүмлидин ғәрб дөләтлиридә көплигән тәтқиқат, аммибаб вә учур характерлик әмгәкләр мәйданға кәлди.
Русийә тарихчиси вектор усовниң москвада чиқидиған "время новостей" журнилида елан қилинған " хрушев немә үчүн хитайға ядро бомбисини бәрмиди? атом мәсилиси совет иттипақи билән хитайниң достлуқини қандақ бузди? ?" сәрләвһилик мақалиси илгири мәхпий тутулған архип материяллири асасида хрушев-мав мунасивәтлириниң бузулушида атом бомбиси амилиниң асаслиқ сәвәб болғанлиқини бир қәдәр әтраплиқ йорутқан әсәрдур. Бу мақалә елан қилинғандин кейин хитайдики һәр хил торбәтләр уни тәрҗимә қилип, кәң тарқатқан.
Мав зедуң атом бомбисиға баштила қизиққан
Ундақта хитай компартийисиниң рәһбири мав зедоңниң атом бомбиси пилан қандақ туғулди? мақалидә оттуриға қоюлушичә, мав зедоң рәһбәрликидики хитай коммунистлири баштила атом бомбиси ясашқа қизиққан болуп, 1949-йили, баһарда хитай коммунистлири хитай хәлқ җумһурийити қурулуштин илгири физика алими чйән сйәнҗаңни явропада ечилған дуня тинчлиқи йиғиниға әвәткән. Коммунистларниң мәқсити франсуз алими кийори билән көрүшүп, кәлгүсидә қурмақчи болған һазирқи заман физика институти үчүн материяллар топлаш вә әслиһәләрни һәл қилиш иди.
Аптор мақалисидә көрситишичә, 1946-йили, мав зедоң " атом бомбиси америка әксийәтчилири кишиләрни қорқутидиған бир қәғәз йолвас. Қаримаққа у қорқунчлуқ болсиму, бирақ әмәлийәттә у унчивала қорқунчлуқ әмәс." Дейиш арқилиқ атом бомбиси һәққидики өзиниң тунҗи көз қаришини оттуриға қойған.
Рус тарихчиси вектор усовниң өз мақалисидә баян қилишичә, хитай коммунистлири 1949-йили, 10-айда хитай хәлқ җумһурийитини елан қилғандин кейин узун өтмәйла хитай пәнләр академийисини қуруп, униң қармиқида һазирқи заман физикиси институти тәсис қилған. Мәзкур институт кейинчә атом енергийиси институти дәп өзгәртилгән.
Арқидинла 1953-йили, хитай пәнләр академийиси 26 кишилик бир һәйәтни москваға ядро технологийиси һәққидики чүшәнчиләрни кеңәйтиш үчүн әвәткән болуп, с с с р пәнләр академийисиниң президенти александир несмеяноф совет һөкүмитигә хитай вәкиллирини атом һәққидә пәқәт омумий чүшәнчә характерлик билимләр билән тәминләшни тәшәббус қилған. Нәтиҗидә, хитай мутәхәссислири атом бомбиси техникиси һәққидә һечқандақ ениқ учурларға игә болмай қайтип кәлгән.
Мав қәтий түрдә хитай атом бомбисиға игә болуш керәк дегән қарарға кәлгән болуп, буниң үчүн совет иттипақиниң ярдимигә тайинишни керәк идиү затән бу вақитта бирдин-бир совет иттипақила хитайға ядро техникисини өгитиши мумкин болуп, башқа ядро дөләтлиридин америка, әнглийиниң ярдимини ойлаш әсла мумкин әмәс иди.
Хрушев мавни атом пиланидин ваз кечишкә үндигән иди
Вектор усовниң илгири сүрүлүшичә, 1954-йили, өктәбирдә хрушев совет иттипақи вәкилләр өмикини башлап, бейҗиңни зиярәт қилип, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң бәш йиллиқини хатириләш мурасимиға қатнашқанда мав зедоң пурсәтни чиң тутуп, хрушевтин совет иттипақиниң хитайниң ядро қораллириға игә болушиға ярдәм беришни тәләп қилди. Бирақ, хрушев бу һәқтә һечқандақ вәдә бәрмигән һәмдә әксичә, мавни атом пиланидин ваз кечишкә дәвәт қилип, "атом бомбиси ясаш үчүн зор миқдарда иқтисадий чиқим сәрп қилинидиғанлиқи", хитайниң буниң үчүн керәклик санаәт һәм иқтисадий күчи йоқлуқини көрсәткән.
Мана бу мавниң совет иттипақидин атом бомбиси ясашқа ярдәм беришни рәсмий йосунда сориши болсиму, бирақ униң тәлипи рәт қилинип, тамакисини еғир бир шорап җим болған.
Уйғур диярида бирликтә уран издәш
Вектор усовниң йезишичә, бирақ, хрушевниң мавниң тәлипини рәт қилишиға қаримай, 1955-йили, 20-январ күни хитай билән совет иттипақи арисида уйғур елидә бирликтә уран канлирини тепиш вә ечиш һәққидә келишим түзүлгән болуп, мәзкур келишим бойичә хитай тапқан уранларни совет иттипақиға бериш бекитилди. Хитай-совет геологлири бирликтә шинҗаңдин һәмдә пүтүн хитай бойичә кәм учрайдиған вә рәңлик металларни җүмлидин уран мәнбәлирини қидирип тәкшүрүш хизмити елип барди. Тәкшүрүш нәтиҗисидә хитайда атом хам әшялириниң йетәрлик дәриҗидә барлиқи, буларниң ичидә уйғур елиниң чөчәк районидики уран кениниң биринчи орунда туридиғанлиқи билинди.