Атуштики от апитидә зиянға учриған уйғур содигәрләр һәққиниң капаләткә еришишидин әндишә қилмақта
2012.10.22

Чегра әтрапи, от өчүрүш мулазимәтлиридин хелила йирақта болғачқа, от учуруш әтрәтлири кәлгүчә биринчи амбар пүтүнләй көйүп күлгә айланған. Йәрлик амбар башқурғучилар вә йәрлик содигәрләрниң баян қилишичә, бу қетимқи иқтисади зиян 5-6 милйон доллар әтрапида икән. От апитиниң қандақ пәйда болғанлиқи һазирғичә тәкшүрүп ениқланмиған.
От апитидә зиянға учриған бәзи тиҗарәтчиләрниң ейтишичә, амбардики маллар асаси җәһәттин һөкүмәткә суғурта қилинған маллар болуп, от апитидә еғир иқтисади зиянға учриған содигәрләр һазир суғуртидин үмид күтмәктә, чүнки улар йиллардин бери маллириниң бихәтәрлики үчүн юқири соммилиқ суғурта өтәп келиватқан иди.
Әмма улар йәнә бир тәрәптин: “хитай һөкүмитиниң суғурта ширкәтлири сөзидә турамду яки мелини йоқатқанлар пәқәт уйғур болуп қалғанлиқи үчүнла суғурта ширкәтлири төләмдин қечип уларни әхмәқ қиларму?” дәп әндишә қилмақта.
2008-Йили 1-айниң 2-күни үрүмчи шәһиридики дехуй хәлқаралиқ сода базириға от кетип 3096 хитай содигәрниң мели көйүп кәткән иди. Әмма хитай һөкүмити һәр бир хитай содигәрниң зийинини 100% төләп берипла қалмай, 3 йил ичидә дехуй базирини қайта қуруп бәрди. Канадада яшаватқан уйғур зиялийлиридин мәмәт турсун әпәнди зиянға учриған уйғур содигәрләрниң әндишисиниң асассиз әмәслики һәққидә тохтилип, хитай һөкүмити әзәлдин уйғурлар билән хитайларға баравәр муамилә қилмайдиғанлиқидин, зиянға учриған уйғурларниң төләмгә еришишидә үмид йоқ дейәрлик икәнликини билдүрди. У йәнә от кетишниң сәвәблиригиму гуман билән қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.