5 - Нөвәтлик шәрқий түркистан путбол мусабиқиси австралийиниң адилайд шәһиридә өткүзүлди

Австралийидә һәр йили өткүзүлүватқан шәрқий түркистан путбол мусабиқисиниң 5 - нөвәтлик айланма мусабиқиси австралийиниң адилайд шәһиридә 2011 - йили 12 - айниң 25 - күнидин 27 - күнигичә 3 күн давамлашти.
Ихтияри мухбиримиз абидә
2011.12.30
australia-putbol-305.png Сүрәттә уйғур яшлириниң путбол мусабиқидин бир көрүнүш
RFA

Мусабиқә һәр күни әтигән саәт 10:00 да башлинип чүштин кийин саәт 4:00 кечә давамлашти. Мусабиқигә адилайд, сидней, мелбурин вә перис командилири қатнашти. Мусабиқә тамашибинларниң мәдәт тилигән авазлири билән интайин кәскин вә җушқун һаләттә давамлашти.

Мелборин уйғур җәмийитиниң муавин рәиси әнивәр әпәнди бу мусабиқиниң мәқсити вә әһмийити һәққидә тохтилип мундақ деди:

Бу, бизниң австралийидики 5 - қетимлиқ шәрқий түркистан путбол лоңқисини талишиш мусабиқимиз. Буниң роли вә әһмийити интайин чоң болуватиду. Австралийидә бизниң нурғун шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз бар. Йиллап - йиллап көрүшәлмәйду, әһваллишалмайду. Мушу арқилиқ, һәр йили яшларға нисбәтән көрүшидиған, тонушидиған яхши бир пурсәт болуватиду, достлуқимиз күчийиватиду. Әқидилиримизни бир - биримизгә йәткүзүватимиз, б бир - биримизни чүшиниватимиз, иттипақлиқ җәһәттин интайин чоң әһмийәткә игә болуватиду. Һесабта австралийидики уйғурларниң бир әнәниви паалийитигә айланди. Бүгүн паалийәтниң иккинчи күни. Худайим буйруса әтә бир күн ойнаймиз. Һәммимиз интайин хушал. Пүткүл чедирлардики балилар интайин қизғин кәйпиятта кетиватиду. Бизниң принсиплиримиз кимниң чемпийон болуши муһим әмәс пәқәт ойнаш, мәйданға чүшүш, көрүшүш, тонушуш.

3 Күн кәскин давамлашқан бу мусабиқидә мелбурин командиси биринчиликкә, прес командиси иккинчиликкә, адилайд командиси үчинчиликкә еришти. Мелборин командиси йәнә бир қетим мусабиқиниң ғәлибисини қолға кәлтүрди. Мелбурин командисидин “әң көп топ киргүзгән маһир” болуп баһаланған һәбибулла зияритимизни қобул қилип мундақ деди:

Бизниң бүгүн бу йәргә келишимиз, пәқәт адди бир путбол мусабиқиси әмәс, бәлки пүтүн шәрқий түркистанлиқниң адилайдқа келип вәтән сиртидики путбол мусабиқиси илип бериш арқилиқ вәтинимизниң, миллитимизниң из басарлири болған путболчилириға вәтинимизниң тарихи, шан - шөһрити вә буниңдин кийин бизгә чүшкән қийинчилиқларни һәл қилиш тоғрисида бир йәргә келип мәслиһәт, йиғинлиримизни яхши өткүзүвалдуқ. Буниңдин кийин өткүзүлидиған мусабиқилиримизниң сүпитини, көлимини, адәм санимизни, вәтәндашлиримизни көпәйтишимизни үмид қилимән вә буниңдин кийин өткүзүлидиған шәрқий түркистан вәтән сиртидики путбол мусабиқилириниң явропада, пүтүн қитәләрдики уйғурларниң бир йәргә келип өзимизниң миллити вә вәтәндашлири билән биллә болуп, өзимизниң кимликимизни унтуп қалмайдиған әһвал астида чоң йиғилишлар болушини үмид қилмән.

Австралийигә келиватқан уйғур яшлириниң көпийишигә әгишип, путбол ойнашқа қизиқидиған яшларниң саниму тәдриҗий ашмақта. Улар иштин сиртқи бош вақитлирида мәшиқ елип берип, йәнә бир тәрәптин һәр хил мусабиқиләргә қатнишип ң уйғур” дегән намини башқиларға тонуштурмақта.

australia-putbol-jamaet-305.png
Австралийәдики уйғур яшлириниң путбол мусабиқиси паалийитидики опчә сүрәт


Шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғафур мөмин әпәнди йепилиш мурасимида сөз қилип үч күн давам қилған бу мусабиқиниң наһайити нәтиҗилик, достанә һаләттә яхши ахирлашқанлиқини билдүрди. У сөзидә йәнә мундақ деди: бу мусабиқигә қатнишиш үчүн 3000 километир йолни бесип меңип кәлгән перс командисиға алаһидә рәһмәт ейтимән. Сийдини, мелбурин командилириға алаһидә рәһмәт. Адилайдтики күтүвалған яшлиримизға, мушу сорунни уюштуруш үчүн маддий вә мәниви җәһәттин ярдәм қилған қериндашлиримизға алаһидә рәһмәт ейтимән. Шуниң билән биргә, кәлгүсидә вәтинимиз шәрқий түркистанда мушундақ бирлик, иттипақлиқта, мушундақ җушқун путбол мусабиқилирини кәлгүсидә илип беришини аллаһ несип әйлисун! һәммиңларниң қәдимиңларға рәһмәт.

Келәр нөвәтлик мусабиқә сийдини шәһиридә өткүзүлидиған болуп, 4 шәһәрдики маһирлар буниңдин кейин өткүзүлидиған мусабиқиләрдә өзлириниң әң чоң маһарәтлирини көрситип, өз хәлқини, чоңларни вә кичикләрни илһамландуридиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.