Авистралийиниң сейдни шәһиридә өткүзүлгән путбул мусабиқиси муваппәқийәтлик аяғлашти

Австралийиниң сейдни шәһиридә өткүзүлгән 8 - нөвәтлик “австралийә уйғур лоңқиси” айланма мусабиқиси 12 - айниң 23 - күни башлинип 26 - күни мувәппәқийәтлик һалда аяғлашти.
Ихтиярий мухбиримиз абидә
2012.12.26
awustraliye-uyghur-putbol-2012-305.jpg Авистралийиниң сейдни шәһиридә 2012-йили өткүзүлгән путбул мусабиқисидин бир көрүнүш
RFA/Abide


Үч күн давамлашқан бу мусабиқидә қаттиқ иссиған һава һәм мусабиқиниң ахирқи күнидики қаттиқ ямғурларму мусабиқигә қатнашқан әзимәтләрни тәвритәлмигән. Мусабиқә тамашибинларниң мәдәт тилигән авазлири билән интайин кәскин вә җушқун һаләттә давамлашқан.

Мусабиқиниң ичилиш мурасими дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәмтимин әла әпәндиниң риясәтчиликидә мувәппәқийәтлик илип берилди. Бу қетимлиқ мусабиқигә адилайд, сидней вә мелбурин командилири һәм шундақла һәрбир шәһәрдин кәлгән вәкилләр қатнашти. Дуня уйғур қурултийи вәкиллиридин, японийидин японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәһмут әпәнди, германийидин дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси үмид агаһи әпәндиләр бу қетимқи мусабиқиниң әзиз меһманлири сүпитидә ичилш мурасимиға қатнашти вә тәбрик сөзлири қилди.

Мәмтимин әла тәнһәркәтчиләр билән биллә
Мәмтимин әла тәнһәркәтчиләр билән биллә

Паалийәтниң орунлаштурғучсии вә башқурғучилиридин бири болған, австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәмтимин әла әпәнди зияритимизни қобул қилип бу йиллиқ мусабиқә тәйярлиқлири һәм шундақла бу мусабиқиниң муһимлиқи һәққидә тохтилип өтти. У сөзидә “бу пәқәт бир путбол мусабиқиси болупла қалмай, австралийидики яшларниң һәр йили бир йәргә җәм болуп, өз - ара тонушуш, өз - ара чүшинишни илгири сүрүштики яхши бир пурсәт” дәп көрсәтти.

Дуня уйғур қурултйиға вакалитән бу паалийәткә қатнашқили кәлгән, мусабиқинң меһманлири болған илһам мәһмут әпәнди билән үмид агаһи әпәнди зияритимизни қобул қилди.

Илһам мәһмут әпәнди өз сөзидә мундақ деди: бизниң келиштики мәқситимиз, дуня уйғур қурултийиниң австралийидики җамаәтчиликкә вә австралийидики паалийәтлиригә муһим орунда қоюп көңүл бөлүватқанлиқини йәткүзүш. Биз мушундақ аммиви паалийәтләргә буниңдин кийин дуня уйғур қурултийиниң өзигә чушлуқ күчини чиқирип, паалийәтләрни дуня бойичә гүлләндүрүш, җанландуруш тәрәптә ирадиси барлиқини көпчиликкә йәткүзүш үчүн бу қетимқи паалийәткә кәлдуқ. Бу хил аммиви паалийәтләр бизниң дуня уйғур қурултийиниң буниңдин кейинки хизмәтлириниң гүллинишидә муһим ролларни ойнайду. Австралийидики паалийәтләрниң бундақ җанлиқ илип бериливатқанлиқиға қарап наһайити хушал болдуқ һәмдә австралийидики пүтүн уйғур хәлқигә чин қәлбимиздин рәһмәт ейтимиз.

Үмид агаһи әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: бүгүн мән бу йәрдә германийидики вә явропадики вәтәндашларға вакалитән австралийә уйғур лоңқисини талишиш яшлар мусабиқисигә қатнаштим. Булар наһайити яхши тәйярлиқ қилипту. Һәммә йәрдә шәрқий түркистан байрақлири җәвлан қилип туриду. яшларниң кәйпияти наһайити җушқун. Мениң һәммидин бәк һаяҗанланғиним, австралийидики уйғурларниң өз мәдәнийитини, һәр саһәдики илғарлиқини көрситип, яшларни иттипақлаштуруп, путбол мусабиқиси орунлаштуруш арқилиқ шәрқий түркистан байриқини йәнә бир қетим мушу йәрдә җәвлан қилип, шәрқий түркистан дөләт гемини орунлап җамаәт билә бирликтә бу паалийәтни наһайити қизғинлиқ билән илип бериватқанлиқидин наһайити тәсирләндим һәмдә наһайити хурсән болдум.

Бу қетимлиқ мусабиқидә, адилайд шәрқий түркистан командиси биринчиликкә, милбурин командиси иккинчиликкә, седини командиси үчинчиликкә еришкән. Адилайд командисидин “мунәввәр тернир” болуп баһаланған нәсирулла зияритимизни қобул қилип мундақ деди: бизниң балилар бу мусабиқигә келиштин бурун наһайити қаттиқ, җапалиқ мәшиқләр қилиш җәрянида бәзи балилиримиз яридар болди. Шундақ болсиму, йәнә келип биз билән ойнап наһайити яхши тиришчанлиқлар билән бу лоңқиға ериштуқ. Бизниң балилар бәк хушал, һазир бу йәрдә.Австралийидики пүтүн яш балилар бирлишип вәтән үчүн, хәлқ үчүн яхши ишларни қилишқа чин дилимиздин өзимизниңки күчимизни чиқиришқа тиришимиз. Сейднидики пүтүн җамаәткә рәһмәт ейтқум бар. Һәммәйләнниң мушундақ иттипақ болуп, мусабиқилиримизниң мушундақ давам қилишини үмид қилимән. Биз адилайдин килип лоңқа алғинимизғиму шундақ хуш. Һәммимизниң мушундақ хушал - хурам, иттипақ болушини үмид қилимән.

Австралийигә келиватқан уйғур яшлириниң көпийишигә әгишип, путбол ойнашқа қизиқидиған яшларниң саниму тәдриҗий ашмақта. Улар иштин сиртқи бош вақитлирида мәшиқ елип берип, йәнә бир тәрәптин һәр хил мусабиқиләргә қатнишип уйғур дегән намини башқиларға тонуштурмақта.

Мусабиқиниң орунлаштурғучилириниң бири болған бәхтияр әпәнди мусабиқә һәққидә сөз қилип мундақ деди: бу қетимлиқ мусабиқә седнида өткүзүлди. 3 Күн давамлашқан бу мусабиқә сейдини, милбурин вә адилайд командилириниң мусабиқигә чүшүши билән бүгүн ахирлашти. Бу мусабиқидә мунәввәр шәхсләр, мунәввәр тирнирлар һәм тәқдирләнди. Сейднидики австралийә уйғур җәмийити мусабиқини тәшкилләшкә күч чиқарған. Сейдинидики җамаәт наһайити яхши қоллап, шараитларни яритип, һәммә җамаәт асаси җәһәттин қатнишип, мана бүгүн бу мусабиқиниң нәтиҗилик, яхши болушиға зор күчләрни чиқарди. Бу мусабиқиниң йәнә бир алаһидә болғини дуня уйғур қурултийиниң явропадики муавин рәиси үмид агаһи вә японийидики муавин рәиси илһам маһмут әпәндиләр алаһидә келип, меһман сүпитидә қатнашти. Буниң билән бу мусабиқиниң тәсир даириси бир қәдәр чоң һәм наһайити яхши мувәппәқийәтлик болди.

Келәр нөвәтлик мусабиқә милбурин шәһиридә өткүзүлидиған болуп, 3 шәһәрдики маһирлар буниңдин кейин өткүзүлидиған мусабиқиләрдә өзлириниң әң чоң маһарәтлирини көрситип, өз хәлқини, чоңларни вә кичикләрни илһамландуридиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.