Австралийә - хитай мунасивитидики соғуқчилиқ вә австиралийә парламинтидики талаш - тартиш

Австралийиниң кан мәһсулатлири ширкити рийо тинто ни 19.5 Милярд долларға хитай ширкити чиналко ниң ситивилиш пиланини австралийә һөкүмитиниң бикар қилғанлиқи, рийо тинто ширкитиниң хиттайдики деректори вә үч хизмәтчисиниң хитайлар тәрипидин "дуләт мәхпийәтликини оғрилиған" дегән гунаһ билән қолға илинип та һазирғичә турмидә йетиватқанлиқи икки дуләт оттурисида сүркилиш елип кәлгән иди.
Мухбиримиз бәхтийар
2009.08.20
Rabiye-xanim-Filim-Direktori-Awstiraliye-305.jpg Youtube Дин елинған бу сүрәт, "муһәббәтниң 10 шәрти" намлиқ филиминиң директори җәф дәниалниң мухбирниң зийаритини қобул қиливатқан көрүнүши.
Youtube Дин елинди.

Әмма бу сүркилишләрдинму бәкрәк, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң австралийигә қилған бу қитимқи зиярити австралийә - хитай оттурисидики мунасивәтниң әң тувән дәриҗигә чүшүп қилишиға асаси сәвәб болди.

8 - Айниң 20 ‏- куни австралийә парламентида бу һәқтики талаш - тартишлар йәнила давамлашти. Хитайчини яхши сузләйдиған кевин радд баш министирлиққа сайланған вақитта, хитай билән мунасивәтни яхшилаш һәққидә вәдә қилған болсиму, охшимиған қиммәт қаришидики дуләтләр оттурисида сүркилишниң алдини алғили болмайдиғанлиқини көрситип мундақ деди: "хитай - австралийә мунасивити һаман қийинчилиқларға учрап кәлди, даим шундақ болди вә йәнә узун вақит шундақ болиду. Хитайниң австралийигә зор еһтияҗи бар, хитай болупму австралийиниң кан байлиқлири билән узун муддәт тәминләп турушиға еһтияҗлиқ."

Рабийә ханим дуләтлик ахбарат кулобида мухбирниң, хитайниң австиралийә иқтисадида муһим рол ойнайдиғанлиқи һәққидә сориған соалиға: "хитайниң австралийигә болған еһтияҗи, австралийиниңкидинму юқири, хитайниң зор куләмдә, тохтавсиз тәрәқиятиниң австралийиниң кан мәһсулатлириға,хам әшясиға зор иһтияҗи бар," дегән иди.

Сидней әттигәнлик гезитиниң хәвәр қилишичә, 8 - айниң 18 - күни беҗиңда австралийә хитайни кийинки 20 йил ичидә суюқландурулған тәбиий газ билән тәминләштин ибарәт 50 милярд доллар қиммитидики сода килишимигә имза  қойған.

Бу гизиттә йәнә, хитайниң муавин ташқи ишлар министири хи яфейниң австралийигә қилмақчи болған зияритини бикар қилған хитай һөкүмити муавин паш министири ли кечяңниң келәр айдики зияритиниң вақтиниму өзгәртти дәп язған.

Австралийиниң ташқи ишлар министири ситивен симис бугун парламинтта сөзлигән сөзидә : "биз рабийә қадир ханимға виза бәрдуқ, биз қиммәт қариши вә инсан қәдирийитидә бурундин чиң туруп кәлдуқ. Биз суз әркинликини һурмәтләймиз, итирап қилимиз. Биз башқиларниң дулитимизгә килип ойлиғанлирини сузлишигә барлиқ шараитларни яритимиз, һәтта улар билән көз қаришимиз охшимисиму шундақ қилимиз," дегән.

Чаршәнбә куни австралийиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси җеоф рәбй беҗиңдики һәр хил дипломатик учришишларни қалдуруп, канбирраға қайтип кәлгән. Хәвәрләрдә, "у икки дуләт оттурисидики мунасивәт сәвәбидин җиддий йиғин үчүн кәлди," дәп қияс қилинмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.