Авистралийәдики уйғурлар 'шинҗяң уюшмиси' ниң маһийитини ечип ташлиди

11 ‏- Айниң 28 ‏- куни авистралийиниң адилайд шәһиридә хитай һөкүмитиниң қоллиши билән хитай көчмәнлири тәрипидин "җәнобий авистиралийә шинҗяң уюшмиси" қурулған.
Мухбиримиз бәхтийар
2009.11.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Уюшминиң қурулуш мурасимиға хитайниң авистралийидә турушлуқ баш әлчиси мав рунлоң вә 3 ‏- дәриҗилик катиби бав хәйбинлар канбира шәһиридин келип қатнашти һәмдә сөзгә чиқип уюшма рәһбәрлири вә әзалирини уюшминиң қурулуши билән тәбриклигән.

Адилайд шәһири, ғәрб дунясида шәрқи түркистанлиқ көчмәнләр бир қәдәр көп олтурақлашқан шәһәрләрниң бирси болуп, бу шәһәрдики муһаҗирәттики шәрқи түркистанлиқлар 90 ‏- йиллардин итибарән сабиқ авистралийә түркистан җәмийити вә һазирқи авистралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң йетәкчиликидә вәтән дәвасини қилип кәлмәктә.

"Шинҗяң уюшмиси" ниң адилайд шәһиридә қурулуши мунасивити билән авистралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң рәиси абдулғопур мөмин һаҗим, диний зат абдусалам қараҗим вә уйғур зиялийси нурмуһәммәтләр мухбиримизниң зияритини қобул қилип, өз көз қарашлирини вә авистралийә шәрқи түркистан җәмийитиниң позитсийисини билдурди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Nov 30, 2009 03:42 PM

xittayning uyghurlarnin , jumlidin uyghur lar kup bolghan jayda uyghur lar arisida ghulghula peyda qilip uyghur ni parchilashtek rezil xittay mahiti.