Уйғур вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққәт нәзири австралийә баш министири җулия глардниң хитай зияритигә мәркәзләшти
2011.04.25

Глард ханимниң зиярити йеқиндин бери хитай кишилик һоқуқ хатириси кәйнигә чекинип, ғәрб әллириниң, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған бир мәзгилгә тоғра кәлгән сәвәблик, униң зиярити мунасивәтлик тәрәпләр диққәт қилидиған нуқта болуп қалған. Чүнки у зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән иди.
Австралийә баш министири җулия ханим йәкшәнбә күни хитайға йетип берип, шәрқий асиядики японийә, җәнубий корийә қатарлиқ 3 дөләткә қилидиған 9 күнлүк сәпириниң әң ахирқи бекитидә елип баридиған зияритини башлиди. Бу униң австралийә баш министирлиқ вәзиписигә олтурғандин бери хитайни тунҗи қетим зиярәт қилишидур. Лекин униң зиярити австралийидики уйғур муһаҗирлириниң уйғур кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлүш җәһәттики бесими күчийиватқан вә шундақла бейҗиң һөкүмитиниң йеқиндин бери хитай өктичилирини нәзәрбәнд қилиш, қолға елиш, тутқун қилиши җиддийлишип, хәлқара җәмийәтниң күчлүк диққитини қозғиған бир мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Бу мунасивәт билән у кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ органларниң бу сәпиридә кишилик һоқуқни оттуриға қоюп, хитай рәһбәрлиригә бесим ишлитиш һәққидики чақириқиға дуч кәлди.
Гллард ханим хитайға йетип беришниң һарписида йәни шәнбә күни, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянат елан қилип, униң бу сәпиридә кишилик һоқуқни адәттики мәсилә сүпитидә тилға елип қоймай, негизлик мәсилә сүпитидә оттуриға қоюшини вә бу арқилиқ башқиларға үлгә болушни тәләп қилди.
Гиллард ханим шәрқий асиядики юқириқи 3 дөләткә зиярәткә чиқиш алдида австралийә ахбарат васитилиригә баянат берип, австралийә һөкүмити хитайда йеқиндин бери күчийип бериватқан бастуруш һәрикитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. У 19-чесла елан қилған бу һәқтики баянатида йәнә, хитай һөкүмитиниң “кишилик һоқуқ саһәсидә арқиға чекинип кетишини халимайдиғанлиқи”ни вә шундақла өзиниң хитай рәһбәрлири билән елип баридиған сөһбитидә “кишилик һоқуқни оттуриға қойидиғанлиқи” ни тәкитлигән иди.
Лекин, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, бу йәрдики мәсилә кишилик һоқуқни тәкитләп қоюшла әмәс, бәлки униң җиддий бир мәсилә сүпитидә ашкара оттуриға қоюлуш-қоюлмаслиқидур. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати австралийә баш министириниң хитай рәһбәрлири билән көрүшкәндә өзиниң кишилик һоқуқ ирадисидин бошап кәтмәсликини үмид қилидиғанлиқини әскәртип,“баш министир канберада австралийиниң кишилик һоқуқ мәсилисидики әндишисини оттуриға қойған иди. Һазир униң бу мәсилини бейҗиңда ашкара оттуриға қойидиған-қоймайдиғанлиқини синайдиған вақит” дәп тәкитлигән шундақла йәнә, “хитай һөкүмити австралийә билән өз -ара содини күчәйтишкә вәдә қилип, австралийиниң хитайда йүз бериватқан нөвәттики бастурушқа сүкүт қилишини қолға кәлтүрүшкә урунуши мумкин. Лекин буниң хаталиқини испатлаш баш министир гллард ханимға бағлиқтур” дегән.
Хитай билән австралийиниң 2010-йилдики сода һәҗми 50 милярд 600 милйон доллар болуп, хитай австралийиниң әң чоң сода шерики болуп қалған.
Бәзи анализчилар, гиллард ханимниң зиярити асаслиқи хитай билән сода-иқтисад вә енергийә җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтишкә қаритилғанлиқини, лекин униң кишилик һоқуқ мәсилисидики сәзгүрлүки сәвәблик бейҗиңда сода билән кишилик һоқуқниң мунасивитини қандақ бир тәрәп қилиштин ибарәт назук бир мәсилигә дуч келидиғанлиқини билдүрмәктә. Америкидики хитай иҗтимаий мәсилиләр мутәхәссиси ший шйәнҗун, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һакимийәт түзүлмисидики мәсилә болсиму, лекин ғәрб дөләтлириниң түзүлмидики мәсилиләрни әмәс, бәлки конкрет вәқә вә делоларни оттуриға қоюп, хитайни үндәккә кәлтүрүшкә тиришиватқанлиқини илгири сүрди.
У, хитайда кишилик һоқуқ вә қанун билән дөләт башқуруш, җуңхуа хәлқ җумһурийити мәвҗут болуп турған әһвалда мумкин әмәс дәп қарайдиғанлиқини әскәртип, “бу әһвалда бирдин -бир йол ғәрб дөләтлириниң җуңго билән сөзлишип, һәр бир конкрет делода уларниң бир аз йеник җаза беришини вә яки бир аз инсанпәрвәр болушини тәләп қилишла болуп қалди. Йәни ғәрб әллириниң инсанпәрвәрликни тәкитләп, кишилик һоқуқни алға сүрүш намида уларни үндәккә кәлтүрүшкә тоғра кәлмәктә....... Җуңгониң кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиған, қанун билән башқурулидиған бир дөләткә айлинишиниң алдинқи шәрти, компартийә бир партийилик һөкүмранлиқтин ваз кечиши керәк. Болмиса җуңгониң қануни вә һазирқи әһвалида чоң өзгириш болмайду” дәп көрсәтти.
Җулия гиллардниң нөвәттики хитай зияритидә кишилик һоқуққа даир қандақ конкрет мәсилиләрни оттуриға қойидиғанлиқи бизгә мәлум әмәс. Австралийә баш министирлиқ мәһкимисиниң баянатчиси йеқинда елан қилған бу һәқтики баянатида кишилик һоқуқниң оттуриға қоюлидиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин оттуриға қоюлидиған конкрет мәсилиләрни тилға алмиған. Австралийә ташқи ишлар министири кәвин руд хитай сиясий бюро даимий әзаси, сиясий кеңәш рәиси җя чиңлинниң йеқинда елип барған австралийә зияритидә униң билән көрүшүп, тибәт вә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойған иди. Дуня уйғур қурултийи вә австралийидики уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, нөвәттики ғәрб вә хәлқара җәмийәт көңүл бөлүшкә тегишлик уйғурлар дуч келиватқан әң җиддий мәсилә өлүм җазаси, из -дерәксиз йоқап кәткән уйғурларниң ақивити, уйғурларниң қора-җай вә йәр мүлкини қоғдаш мәсилисидур.
Бәзи көзәткүчиләр, австралийә баш министириниң хитай зияритидә хитай түрмисидики австралийә пуқралириниң мәсилисини оттуриға қоюш еһтималиниң чоңлуқини билдүрмәктә. Уларниң илгири сүрүшичә, әгәр гиллард йеқинда хитайни зиярәт қиливетип, из -дерәксиз йоқап кәткән австралийилик хитай язғучи яң хеңҗун, рио тенто ширкитиниң әмәлдари стерн ху вә шуниңға охшаш хитай түрмисидики бәзи австралийә пуқралирини қутулдуруп чиқалиса, униң кишилик һоқуқ җәһәттики зор ғәлибиси болуп қалиду. Лекин йәнә бәзи көзәткүчиләр, әгәр гилард кишилик һоқуққа даир конкрет мәсилиләрни оттуриға қойса, униң әй вейвей қатарлиқ бәзи өктичиләрниң тутқун қилиниш вәқәлирини оттуриға қоюш еһтимали барлиқини илгири сүрди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянатида, гиллардни хәлқара җәмийәтниң бу җәһәттики әндишисини ашкара оттуриға қоюп, башқиларға үлгә тикләшкә үндигән . Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу һәқтики баянатида 2-айниң оттурилиридин буян аз дегәндә хитайда 39 нәпәр кишилик һоқуқ адвокати вә паалийәтчиниң қолға елинғанлиқини билдүргән.
Америкидики җәмийәтшунас шйе шйәнҗун әпәндиниң әскәртишичә, хитайда йүз бәргән йеқинқи тутқун қилиш вәқәлири хитай һөкүмитидики кризис туйғусиниң күчәйгәнликини көрситидикән. У мундақ дәйду: “бу әһвални пүтүнләй кишилик һоқуқ мәсилиси билән чүшәндүрүшкә болмайду. Бу әһвал йәни компартийиниң бастурушини күчәйтиши униң һакимийитидики кризис туйғусини ипадиләйду. Шуңа бу сиясий характерлик мәсилә болуп, тамамән кишилик һоқуқ мәсилиси әмәс. У оттура шәрқтики ясимән инқилабиниң тәсирини һес қилди. Униң үстигә җуңгониң өзидә икки қутупқа бөлүнүш еғирлашқан, сиясий чириклик күчәйгән, адаләтсизлик еғирлашқан әһваллар мәвҗут. Улар ясимән инқилабиниң җуңго һакимийитигә салидиған тәһдитини һес қилип юқириқи бастурушни қозғиди.”