Австралийиликләрниң әндишиси

Буниңдин 23 йил бурун тйәнәнмен вәқәсидә 24 миң хитай оқуғучи австралийидә қелип қалған болса, мана әмди хитайлар австралийиниң әң яхши деһқанчилиқ мәйданлирини, өйлирини һәрхил йоллар билән сетивелип, австралийә җәмийитидә һәр хил инкасларни пәйда қилмақта.
Ихтиярий мухбиримиз абидә
2012.02.01
awstraliye-mediasida-xitay-toghrisida-305.jpg Австралийиниң “Today Tonight” хәвәрлиригә чиққан хитай көчмәнлири тоғрисидики хәвәр. 2012-Йили январ.
RFA/Abide

Гәрчә буни австралийигә сирттин селинған мәбләғ, буни көпәйтишимиз керәк, дәп билгән болсиму, көпинчә кишиниң австралийиниң кәлгүсидин әнсирәйдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

“Today Tonight” вә “Yahoo” хәвәрлиригә асасланғанда, хитай ичидики 200 күчлүк карханиниң бири болған “Nenshen” дәп атилидиған кархана австралийиниң йеңи вәйлис штатидики 4000 гектар йәрни сетивалған болуп, бу ширкәт әмди йәнә тасманийә вә йеңи вәйлиси штатини кесип өтидиған 300,000 гектарлиқ муһим отлақлардин бирни сетивелишни пиланлиған икән. Бундақ чоң миқдардики йәрни сетивелиш нурғун австралийә пуқралирини мәҗбури өй-җайлирини сетип башқа йәргә көчүшкә мәҗбур қилған.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси һүсән һәсән әпәнди хитайниң австиралийидинла әмәс, бәлки башқа дөләтләрдинму йәр, өй-җай қатарлиқларни тохтимай сетивелиштики мәқсәтлири һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди:
“мениң билишимчә бу хитайниң чәтәлләрдин йәрләрни сетивелип, адәмлирини уюштуруп, андин йәр сетивалғандин кейин әмгәк күчлирини елип келип ширкәт қуруп, уларни йәрләштүрүп дуняға йейилиш пилани. Һазирқи хитайниң нопусиниң көплүки, мәмликәт ичидики иқтисадниң өткән бәш йилға қариғанда һазир әң чоққиға йетип йәнә төвәнгә қарап кетип барған мушундақ бир пурсәттә бу хитай дөлитиниң бир сиясий орунлаштуруши.”

Хитайниң австралийиниң йәрлирини бара-бара игилиши уйғурларниң австралийидә елип бериватқан паалийәтлиригә көрүнәрлик тәсир көрситидиған болуп һүсән һәсән әпәнди бу һәқтә мундақ деди:
“бизниң дуня уйғур қурултийи вә шуниң қол астидики австралийә җәмийәтлири елип барған сиясий һәрикәтлиримиз хитайниң таҗавузчилиқ сияситини вә нопус сияситини һәмдә иқтисадий җәһәттики кеңәймичиликини австралийиниң һөкүмитигә чүшәндүрүштур. Бизниң сиясий паалийәтлиримизниң бир қисми нәқ мушу. Һазир австралийиниң сиясийонлири хитайларниң яман ғәризини һес қиливатиду.”

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, австралийә деһқанчилиқ мәйдан игилири мушундақла кетивәрсә хитайниң йәнә он нәччә йилға қалмайла австралийә земинлирини игиливалидиғанлиқидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрмәктә һәм австралийә һөкүмитидин ойлинип иш қилишини тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.