Австралийә уйғур мәктипи тәнтәрбийә күни өткүзди
2012.09.24

Бу қетимқи паалийәт оқутқучи вә ата-аниларниң йетәкчиликидә уйғур әнәниви оюнлирини дәрсхана сиртида өгитиш үчүн орунлаштурулған бир паалийәт болуп, паалийәттә оғулларниң чилишиш оюни, арғамча тартиш, тәпкүч тепиш, қара-қара қушлирим, қоляғлиқ ташлаш, ақ терәк-көк терәк оюни вә башқа оюнлар балиларниң йешиға асасән һәрхил гуруппиларға бөлүп елип берилди. Ата-аниларниң қизғинлиқи, оқутқучи-оқуғучиларниң бирлики паалийәт кәйпиятини техиму юқири пәллигә көтүрди.
Паалийәткә қатнашқан ата-анилардин бири бүгүнки бу паалийәт һәққидики тәсирати вә көңүл сөзлирини изһар қилди.
Австралийидә туғулуп чоң болған, уйғур тили мәктәп оқуғучилири өз хушаллиқлирини баян қилди.
Вәтәндин кәлгинигә әмдила үч ай болған бир оқуғучи қиз зияритимизни қобул қилип өзниң бүгүнки бу паалийәткә қатнишип интайин хушал болғанлиқи, хитайниң бесими астида уйғурларниң тил, мәдәнийәт вә әнәниви оюнлириниң йоқилиш гирдабиға барғанлиқи һәққидә һәм бүгүнки паалийәтниң әһмийити тоғрисида тохтилип өтти.
Паалийәт әтигән саәт 10 дин чүштин кийин саәт 3 кечә давамлашқан болуп, вақит мунасивити билән орунлаштурулған түрләрниң һәммисини қилип болалмиған болсиму, баштин-ахир интайин җанлиқ һәм қизғин кәйпиятта илип берилди. Паалийәткә қатнашқан барлиқ оқуғучи вә ата-анилар мушундақ паалийәтләрни көпләп илип бериш вә бундин кейинки паалийәтләрни техиму яхшилаш һәққидә өзлириниң тәклип-пикирлирини бәрди.