Австралийидә 5 ‏-июл вәқәси хатириләнди

Бүгүн австралийидә яшаватқан уйғурлар камбирра , милборин вә аделайд шәһәрлиридә 5 ‏-июл вәқәси дәп аталған хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин илип барған қанлиқ қирғинчилиқиниң икки йиллиқи мунасивити билән һәр хил паалийәтлирини өткүзүп хитай һөкүмитигә болған наразилиқини билдүрди вә қирғинчилиқта қурбан болғанларни һөрмәт билән әслиди һәмдә уларниң роһиға атап дуалар қилишти.
Ихтиярий мухбиримиз бәхтияр
2011.07.05
melborn-305.jpg Милборин шәһиридики нмайиштин бир көрүнүш
Photo: RFA

 Мәркизи седений шәһиридики австралийә уйғур җәмийитиниң орунлаштуруши билән австралийиниң пайтәхти канбирра шәһиригә седений шәһиридин йитип кәлгән 60 тин артуқ намайишчилар парламент бинаси алдида хитай һөкүмитиниң миллий қирғинчилиқиға наразилиқини билдүрүш билән биргә австралийә һөкүмитиниң уйғурларниң һәқ- һоқуқлирини қоғдишини, хитайға дипломатик бисим ишлитишини тәләп қилған.

Мәркизи аделайд шәһиридики шәрқи түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғупур мумин һаҗим, муавин рәислири һикмәт хәсәноф вә пәйзулла меһман әпәндиләрниң йитәкчиликидә 800 километир йол йүрүп милборин шәһиригә йитип кәлгән бир қисим җәмийәт әзалири, милборин шәһиридики викторийә уйғур җәмийитиниң әзалири вә бир қисим җамаәт билән биргә, хитайниң милборин шәһиридики әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзгән.

 Аделайд шәһиридики уйғурлар бир йиғин залиға топлишип 5 ‏-июл вәқәсиниң маһийити, әһмийити һәққидә сөһбәт йиғини өткүзди. Йиғинға риясәтчилик қилған нурмәһәммәт түркистани әпәнди 5 ‏-июл вәқәси һәққидә мәлумат берип хитай һөкүмитиниң һәққанийәт үчүн тинчлиқ йоли билән намайишқа чиққан яш оқуғучиларни қораллиқ қисимлирини ишқа силип қирғин қилипла қалмай, уйғурларни өй- өйләрдин тутқун қилғанлиқини вә пүткүл шәрқи түркистанда террорлуқ һәрикитини елип барғанлиқини дәлил- испатлар билән баян қилди. Дәһшәтлик көрүнүшләр илинған синалғу пластинкисини көргән йиғин әһли ғәзәптин төкүлгән яшлирини тохтиталмиди. Җамаәт әрбаби әхмәт игәмбәрди пүтүн дүняға тонулған, 5 ‏-июл вәқәсиниң намсиз қәһримани көк майкилиқ қизға атап язған шеирини оқуп өтти. Диний зат абдусалам алим вәтининиң азадлиқи, хәлқиниң әркинликидин ибарәт һәқ йолда қурбан болғанларниң, өз әҗрилирини сиңдүргәнләрниң алла тааланиң мукапатиға иришидиғанлиқи, әксичә мунапиқларниң, хаинларниң җамаәтниң нәпритигә, алаһниң ғәзипигә учрайдиғанлиқини қурандин мисаллар кәлтүрүп чүшәндүрди. Бүгүнки йиғилиш кәч саәт 6 дә башлинип саәт 9 да шеһитләр роһиға атап оқолған дуалар билән ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.