Австралийиниң милбурин шәһиридә хитайға қарши намайиш елип берилди

Австралийиниң милбурин шәһиридики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишқа адилайддин кәлгән вә милбуриндики шәрқий түркистанлиқлардин болуп, 70 дин артуқ киши қатнашқан.
Ихтиярий мухбиримиз абидә
2012.10.01
awstraliye-namayish-1-oktebir-305.jpg Австралийидики уйғурлар хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзди. 2012-Йили 1-өктәбир, милбурин.
RFA/Abide

Бүгүн 1-өктәбир шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң орунлаштурушида хитай һөкүмитиниң 63 йилдин бири илип бериватқан қирғинчилиқлирини аяғлаштурушини вә хитай һөкүмитиниң уйғур миллитигә қиливатқан залимлиқлирини австралийә хәлқигә билдүрүш үчүн австралийиниң милбурин шәһиридики хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүлди.

Австралийидики уйғурлар хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзди. 2012-Йили 1-өктәбир, милбурин.
Австралийидики уйғурлар хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзди. 2012-Йили 1-өктәбир, милбурин.
RFA/Abide

Намайишқа қатнашқан җамаәт қоллирида ай-йолтузлуқ көк байрақларни, 5-июл вәқәсиниң рәсимлири чүшүрүлгән плакатларни көтүрүп “уйғурларға әркинлик”, “вәтинимиздин чиқип кәт” дегәндәк шоарларни товлап өзлириниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини билдүргән.

Намайишта йәнә австралийә уйғур җәмийитиниң вәкили полат сайим әпәнди, шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғапур мөмин әпәндиләр сөз қилған.

Бу һәқтә техиму ениқ мәлуматларға еришиш үчүн шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң катипи нурмуһәммәт түркистани әпәндини зиярәт қилдуқ.

2 Саәттин артуқ давамлашқан бу қетимқи намайиш интайин җушқун һалда илип берилған болуп, әтигән саәт 10 саәт 12 гичә давамлашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.