Седней шәһиридики уйғурлар шәрқи түркистан уйғур алий кеңиши һәққидә мәлуматқа еришти
2011.05.30

5-Айниң 29-күни уюштурулған бу паалийәттә алий кеңәшкә австралийә уйғур җәмийитидин вәкил болуп барған гүлмирә зунун ханим вә муһәммәт чалапчи әпәнди кеңәшниң роһини йәткүзди вә уз тәсиратлирини паалийәт иштиракчилири билән ортақлашти.
Гүлмирә ханим кеңәш һәққидә қисқичә мәлумат бәргәндин кийин, уз тәсиратлирини мундақ баян қилди: мән бундақ бир йиғинға қатнашқанлиқимдин өзүмни чәксиз бәхтлик һес қилимән, бу йиғин арқилиқ миллий азадлиқ һәрикитимизниң зор тәрәққиятини көрдүм, мустәқил болалайдиғанлиқимизға ишәнчим ашти вә ишәндим. Мән бу йиғинни дәл вақтида ечилған интайин мувәппәқийәтлик, әһмийәтлик йиғин болди дәп қараймән. Әгәр биз әң иқтидарлиқ, әң пидакар миллий паалийәтчилиримиз топланған дуня уйғур қурултийидәк органни чоңқур тонуп йитип, уни һеқиқи вә сәмимий қоллап вә әгишип , һәр биримиз үзимиз туруватқан җайда уйғурлуқ бурчимизни ада қилип, һәр җәһәттин пидакарлиқ көрсәтсәк, миллий рәһбиримиз рабийә қадир ханим ейтқинидәк, йеқин кәлгүсидә мустәқиллиқимизға еришидиғанлиқимизға ишинимән.
Гүлмирә ханим дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханимниң австралийидики вәтәндашлириниң йиллардин буян көрситип келиватқан пидакарлиқи, зор ярдәмлири үчүн алаһидә йоллиған мәктупини оқуп бәрди.
Алий кеңәшкә қатнишип кәлгән түрк хәлқидин болған муһәммәт чалапчи әпәнди кеңәш һәққидә уз мулаһизилирини уйғур тилида баян қилди. У сөзидә уйғур болмиған америкилиқ йиғин қатнашчилириниң доклатлири һәққидә алаһидә тохталди һәмдә уйғурлар уз- ара иттипақлиқни күчәйтипла қалмай, башқа хәлқ вә милләтләр биләнму иттипақлишишниң лазимлиқини тәвсийә қилди.
Паалийәткә риясәтчилик қилған австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәһәммәтимин әла әпәнди кеңәш вәкиллири тәрипидин мақулланған 7 маддилиқ қарарни көпчиликкә йәткүзди.