Хитайниң ахбарат, нәшриятни техиму қаттиқ қамал қилиш һәрикити наразилиқни күчәйтмәктә

Германийә долқунлири радиоси 7-8-авғуст күнидики хәвәрлиридә, 18-қурултай һарписида барғансери яманлишиватқан хитайдики ахбарат, нәшрият саһәсини қамал қилиш һәрикитигә болған наразилиқларни баян қилди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.08.08
xitay-tez-poyiz1-305.jpg Хитайда йүз бәргән, тез сүрәтлик пойизниң йәнә бир релистин чиқип кәткән тәз сүрәтлик пойизиниң кәйнидин соқулған көрүнүши. 2011-Йили 23-июл.
AFP

Хәвәрдә, бейҗиңда 10 йилдин буян нәшр қилинип келиватқан һәптилик “иқтисад көзитиш гезити” бир кечидила қанунсиз нәшр әпкари атилип қамалға елинди. Униң гунаһи қанунсиз гезит болғанлиқида әмәс, бәлки һөкүмәт елан қилған 21-июл бейҗиңда йүз бәргән ямғур апитидә өлгәнләрниң саниға бу гезитниң гуман билән қарайдиғанлиқини билдүргәнликидә, дейилди. Германийә долқунлириниң зияритини қобул қилған бәзи хитай зиялийлири “әгәр бу гезитниң гунаһи бар дейилсә, бу гезит бейҗиң әмәлдарлирини ялғанчи қилип қойди, уларниң иззитигә тегип қойди” дегән.

Хәвәрдә йәнә, хитайда миңлиған йәрлик ахбарат васитилири мәвҗут болсиму, уларниң пәқәтла йәрлик хәвәрләрни елан қилиш һоқуқи барлиқи, йәнә келип иҗабий тәрәпләрнила елан қилишқа болидиғанлиқи, мәмликәт хәвәрлирини пәқәтла мәркәз ахбарат васитилири елан қилидиғанлиқи вә башқа җайларға, чәтәлләргә мухбир чиқириш ишлириниму пәқәтла мәркизи ахбарат органлирила қилалайдиғанлиқи, әмәлийәттә ахбаратни қамал қилиш бесиминиң хитайда әслидинла мәвҗутлуқи көрситилгән.

Хәвәрләрдә ялғуз гезит-журналларға болған қамал күчийипла қалмай, интернет алақисигә болған контроллуқниң һәссиләп күчийиватқанлиқи тилға елинди. Дәвр һәптилик журнили мундақ дегән: “хитай дуняда әң күчлүк тәшвиқат қоралиға игә дөләт болупла қалмай, йәнә әң күчлүк назарәт қоралиға игә дөләт. Шундақ болушиға қаримай, тор уруши хәлқ билән әмәлдарларниң мунасивитини өзгәртип бармақта. Йәни, һөкүмәт хәлқни назарәт қилғанға охшаш, хәлқму һөкүмәтни назарәт қилип, һөкүмәт йошурғанни ашкарилап турмақта. Венҗудики пойиз соқулуш вәқәси, бейҗиңдики ямғур апити буниң мисали.”

Хитай тәрәпниң рәсмий мәлуматида көрситилишичә, уйғур елидә уйғур аптоном районлуқ учур башқуруш идариси тәрипидин 2009-йилидики 5-июл вәқәсидин кейин тақалған тор бәтләрниң сани 4966 гә йитиду. Бу тор бәтләрниң 95% и 2009-йили 7-айдин 12-айғичә болған арилиқта тәпсилий тәкшүрүлүп тақалғандин буян, һазирғичә әслигә кәлтүрүлмиди. Көплигән тор бәт мәсуллири вә тор язарлири қолға елинди яки из-дерәксиз йоқап кәтти. Австралийидики уйғур зиялийси һүсән һәсән әпәнди бу тоғрисида көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Германийә долқунлири радиосидики “парчә-пурат башқуруш җуңго ахбаратини қамал қилмақта”, “иқтисад көзитиш гезитини тәкшүрүш, тақаш буйруқини ким бәрди?” намлиқ бу хәвәрләрдә йезилишичә, йәрлик гезит-журналларниң мәзмунини һәрқандақ бир йәрлик әмәлдар өз мәйличә өзгәртиветәләйду, халиғанчә чәклимә қоялайду. Хитайда та һазирғичә ахбарат қануни йоқ. Пәқәтла ахбарат саһәсини башқуруш түзүми бар. Бу түзүмни әмәлдарлар өз мәнпәәтлиригә қарап ишлитәләйду. Мәсилән, америкида бир қораллиқ вәқә чиққан болса, уни мәркәздин тартип йәрликкичә тохтимай тәшвиқ қилиду. Әмма йәрликтә бирәр вәқә чиқса, уни мәркизи ахбарат васитилирила юқириниң тәстиқидин өткүзүп, андин елан қилалайду. Йәрликтә өз мәйличә елан қилған ахбарат оргини дәрһал җазалиниду. Мәсилән, 2008-йили сичүәндә йәр тәврәш болғанда һәқиқий әһвалларни ашкарилиған “тиз хәвәр гезити”, “җәнуб һәптилик гезити” қатарлиқлар юқириниң җазасиға учриди. Әмма, хитайдики 500 милйонға йеқин тор абонтлирини пүтүнләй назарәт астиға елиш вә чәкләп болушқа хитай һөкүмитиниң һазирчә қудрити йәтмәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.