Әйса йүсүп алптикин бағчиси һәққидә

Түркийидә түрк тарихида өткән мәшһур шәхисләрни унтумаслиқ үчүн уларниң исми түркийидики коча, мәһәллә, бағча вә мәйданларға берилиду. Түркийиниң һәр қайси җайлирида уйғур тарихида өткән мәшһур шәхисләрниң исминиңму бағчиларға, кочиларға берилгәнликини көрәләйсиз. Буларниң ичидә әң көп учрайдиғанлар мәһмут қәшқири, йүсүп хас һаҗип вә әйса йүсүп алптикинләрниң исмидур.
Ихтийари мухбиримиз әркин тарим
2010.07.15
eysa-aliptekin-erkin-tarim-305.jpg Сүрәттә ихтийари мухбиримиз әркин тарим әйса йүсүп алптикин бағчисида
RFA Photo

Түркийиниң оттура райониға җайлашқан қәйсири шәһириниң мәлиһ ғази районидики бир бағчиға 1996 - йили мәрһум әйса йүсүп алптикинниң исми берилгән. Бағчиниң кириш қисмиға мәрмәрдин абидә таш тикләнгән болуп, униң үстигә әйса йүсүп алптикинниң иш излири йезилған. Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси бу бағчиниң исмини өзгәртиш үчүн тиришқан болсиму, күчи йәтмигән. Биз қәйсиридин әнқәрәгә кетивитип, бу бағчида тохтап, бу йәрдә ойнаватқан яш өсмүрләр вә муңдишип олтурған кишиләр билән сөһбәтләштуқ.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.