Айшән ғопур: баламни қутқузувелиңлар
Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2013.02.02
2013.02.02
Уруқ туғқанлириниң ярдими билән җиддий қутқузувелинған болсиму әмма дохтурханидин чиққандин кейин яриси еғирлап һаяти хәвп ичидә қалған. Һакимҗан мәмәт деһқанчилиқ мәзгилидә оғут алғили кетиветип яриланған. Хитай һөкүмитиниң йезилардики деһқанлардин давалиниш суғуртиси топлаш үчүн тарқатқан давалаш кинишкисиға асасән иш үстидә яриланғанларниң давалаш һәққиниң мәлум пирсәнтини суғуртидин көтүрүш бәлгиләнгән. Әмма дохтурхана һөкүмәт тәрәптин уни иш үстидә яриланди дегән испати болмиғачқа ташқи кесәлниң чиқимини суғуртидин көтүрмәйду дәп давалашни рәт қилған. Биз һакимҗанниң аниси айшәм һәдә вә йезилиқ һөкүмәт секретари билән бу тоғрида сөһбәт өткүздуқ.