Шветсийә сотида бабур мәхсут делоси һәққидә гуваһлиқ берилди
Мухбиримиз миһрибан
2010.02.12
2010.02.12
RFA Photo
Соттин кейин, шветсийә сотида бабур мәхсутни әйиблигүчи томас линдстранд әпәнди һәм бу қетимлиқ сотта гуваһлиқ бәргүчи сүпитидә сотқа қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилди.
Томас линдстаранд әпәнди зияритимизни қобул қилип, сотниң йепиқ һаләттә ечилғанлиқи үчүн, һазирчә делоға мунасивәтлик бәзи һалқилар һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини, лекин бабур мәхсутниң җасуслуқ җинайити билән әйиблинишиниң сәвәби һәққидә зияритимизни қобул қилалайдиғанлиқини билдүрди.
Томас линдстаранд әпәндиниң билдүрүшичә, җасуслуқ җинайити билән әйиблиниватқан бабур мәхсут, шветсийидә сиясий панаһлиқ тиләп туруп қалғандин кейин, 1997 - йилидин буян шветсийә, норвегийә, германийә вә америкида туруватқан уйғурлар тоғрисида хитайға җасуслуқ қилиш билән шуғуллинип келиватқан болуп, у бу җәрянда, хитайниң сиясий вә диний зиянкәшликигә учрап, юртлиридин қечип чиққан уйғурларниң сиясий панаһлиқ тиләш әһвали, саламәтлик әһвали, қайси дөләттә туруватқанлиқи, телефон номури қатарлиқлар һәққидә хитайға җасуслуқ қилип келиватқанлиқини баян қилди.
Томас әпәнди сөзидә йәнә, бабур мәхсутниң хитайға җасуслуқ қиливатқанлиқи һәққидики пакитларниң асасән рәтлинип болуп, һазир гуваһчиларниң сотқа чақирилип гуваһлиқ бериватқанлиқини, 2 - айниң 26 - күни сот аяғлишип, бу дело һәққидә һөкүм чиқирилидиғанлиқини, 3 - айниң 8 - 9 - күнлири һөкүм нәтиҗиси елан қилинидиғанлиқини баян қилди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бу қетимлиқ сотта гуваһлиқ бәргән болуп, у сотниң омумий әһвали һәққидә тохталди.
Дилшат ришит әпәнди өзиниң шветсийә дөләт бихәтәрлик идарисида бабур мәхсутниң җинайи пакитлири һәққидики испатларни көргән чеғидики һессиятини ипадиләп, өзиниң бир уйғур болуш сүпити билән бу испатларни көргән чеғида көңлиниң толиму йерим болғанлиқини, мәйли сотниң нәтиҗиси қандақ болсун, һәр қандақ бир уйғурниң бу хил қилмишларни қобул қилалмайдиғанлиқини һәм әйибләйдиғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.