Балилири түрмигә ташланған бир аниниң баяни
Мухбиримиз миһрибан
2010.09.23
2010.09.23
RFA Photo
Мәлум болушичә, нөвәттә уйғур елидә түрлүк җинайәтләр билән әйиблинип түрмигә ташланған уйғурлар барғанчә көпәйгән. Шундақла балилири, уруқ - туғқанлири сиясий вә диний сәвәбләр түпәйлидин түрмидә йетиватқан аилиләрниң һөкүмәт даирилири тәрипидин назарәт астиға елинип, түрлүк бесим һәм кәмситишләргә учраш әһвалиму барғанчә еғирлашқан.
Оғуллири диний китаб сатқини үчүн түрмигә йетиватқанлиқини баян қилған бу ана, бултур 5 - ай мәзгилидә чоң оғли даириләр тәрипидин, "қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланған" дегән җинайәт билән әйиблинип, қолға елинғандин кейин, йолдиши иккийләнниң бешиға кәлгән еғир күнләрни сөзләп бәрди.
Бу ана сөһбәт җәрянида өзиниң оғуллириға артилған "қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланған" дегән җинайәткә қайил болмиғанлиқини илгири сүрди. Униң билдүрүшичә, уларниң чоң оғли вә кәнҗи оғли, бултур әтияз мәзгилидә ниңша өлкисидә нәшр қилинған қуран кәримгә охшаш диний китабларни һәм диний әқидиләр баян қилинған синалғу филимлирини сатқини үчүнла, чоң оғли йәрлик қанун даирилири тәрипидин тутқун қилинип, кәнҗи оғли сақчилар тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған. Әмма бу хил диний китаблар ниңша, гәнсу, йүннән қатарлиқ хитай өлкилиридики һөкүмәт нәширятлирида нәшр қилинған, хәлқ ичидә ашкара сетилидиған китаблар икән.
Бу ханимниң билдүрүшичә, уларниң аилиси диний әқидиси күчлүк тәқвадар аилә болуп, йолдиши иккийлән 3 оғлини кичикидин әхлақлиқ вә диний әқидиси күчлүк қилип тәрбийилигән. Мана бу сәвәбидин, бирнәччә йилдин буян йәрлик һөкүмәт даирилири уларниң аилисигә диққәт қилишқа башлиған.
Бу ана сөзидә йәнә, бултур 5 - ай мәзгилидә чоң оғли муддәтлик 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғинида, өзиниң туюқсиз қан бесими өрләп, меңисигә қан чүшүп дохтурханида узун мәзгил даваланғанлиқини, ериниң болса сақчилар тәрипидин тутуп кетилип 40 күн солап қоюлуп, башқа юртларға қечип кәткән кәнҗи оғлини тепип беришкә қисталғанлиқини, шундин буян әр - аял иккийләнниң саламәтликидин пүтүнләй айрилип қалғанлиқини билдүрди.
У йәнә, 3 йил илгири "қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланған" дәп әйиблинип, түрмигә ташланған оттуранчи оғли йеқинда түрмидин қоюп берилгән болсиму, әмма түрмидин тән саламәтлики начарлишип, нервиси еғир дәриҗидә аҗизлашқан һаләттә қайтип чиққан болғачқа, һазир өзлириниң бу оғлиниң саламәтликини әслигә кәлтүрүш үчүн тиришиватқанлиқини билдүрди.
У, аилисиниң иқтисади әһвали һәққидә тохтилип, ери иккисиниң илгири мәлум завутниң ишчиси икәнликини, завут вәйран болуп, ичкиридин кәлгән хитай ширкәтлиригә қошуветилгәндин кейин, өзлириниң ширкәттин берилидиған азғина пенсийә маашиға тайинип турмушини қамдаватқанлиқини баян қилди.
Бу ана сөһбитимиз ахирида һазир бу аилигә келиватқан бесимниң иқтисадий җәһәттики қийинчилиқтин башқа, әң муһими, йәрлик һөкүмәт даирилири тәрипидин келиватқан сиясий җәһәттики түрлүк бесимлар икәнликини илгири сүрди.
У мундақ деди: "шундақ, биз әсли тәқвадар бәхтлик бир мусулман аилиси идуқ. Барлиқ меһир вә әҗримизни балиларға атиған идуқ. Алла бизгә несип қилған вападар, әхлақлиқ 3 оғлимиз, һаялиқ бир қизимиз бар дәп пәхирлинәттуқ. Лекин мана һазир чоң оғлимиз түрмидә, оттуранчи оғлимиз җаза муддити тошуп қоюп берилгән болсиму, лекин әқли - һошидин айрилди. Кәнҗи оғлимиз яқа юртларда қечип йүрүпту. Аилимиз болса йезимиздики нуқтилиқ назарәт қилинидиған аилиләрдин һесаблиниду. Һазир қолум қошниларму биз билән илгирикидәк қоюқ бериш - келиш қилмайду. Әлвәттә уларни тоғра чүшинимиз. Әмма биз йәнила сәври қилимиз, аллаға ишинимиз. Бу күнләрму өтүп кетәр, яхши күнләр бизгиму несип болар дегән үмид ичидә яшаватимиз."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.